• COVID - 19
  • 15 Шілде, 2021

Таҗсиман вирусқа қарши йеңичә күришиду

Җумһурийитимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев һөкүмәтниң новәттики онлайн-мәҗлисидә Қазақстан таҗсиман вирусқа қарши күрәштә тамамән йеңи йөнилишниң һаҗәт екәнлигини атап өтти, униң сөзичә, ағриқни жуқтурғанларниң саниғила асаслинип чәкләш чарилирини җарий қилишни тохтитиш һаҗәт.
Дөләт рәһбириниң билдүрүшичә, Қазақстанға чәкләш чарилири вә дөләтниң һаят паалийити оттурисида тәңликни (баланс) сақлиған дурус. Таҗсиман вирусқа қарши күрәш стратегияси түп-асасидин өзгириши керәк. Дунияниң көплигән дөләтлири ағриқни жуқтурушни тамамән йоқ қилишни өзиниң асасий вәзиписи дәп қоймайду. Әнди ағриқ көп овҗ алған җайлардики вәзийәтни турақлаштуруш вә саламәтликни сақлаш орунлириниң һәдди-һесапсиз толуп-тешишиға йол қоймаслиқни асасий вәзипә дәп һесаплайду.
“Биз вирусқа қарши турушниң йеңи стратегиясини ишләп чиқишимиз керәк. Һазирқи кәскин вәзийәт һәтта әмләткә алғанларниму тәшвишкә селиватиду, биз буниңға көз йәткүздуқ. Лекин әмләткә елишниң ағриқниң еғир ақивәтләргә елип келишидин қутулдуридиғанлиғи сөзсиз. Ағриқни жуқтурғанларниң статистикилиқ мәлуматлири чәкләш амиллириниң бирдин- бир асаси болмаслиғи керәк, деди Президент. Мониторинглик топларниң ишини қайта шәкилләндүрүш вә рәқәмлик қарарларни кәң түрдә пайдилиниш зөрүр.
Идариләрара комиссия кичик вә оттура тиҗарәт үчүн әмләткә селиш қәрәлини қайта қарап чиқиши тегиш. Мәзкүр мәсилидә “ширкәтвазлиқ бәлгүлири” байқалмаслиғи тегиш.
“Идариләрара комиссиягә мәзкүр мәсилини йәнә бир қетим тәпсилий қарап чиқишни илтимас қилимән”, дәп йәкүнлиди сөзини Президент Қасым-Жомарт Тоқаев.

337 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы