• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 21 Шілде, 2021

Мәтбуат вәкиллири билән учрашти

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби «Қәдәм» телевидениесиниң һозурида уйғуртиллиқ аммивий әхбарат васитилириниң рәһбәрлири билән учрашти.
Мәзкүр баш қошушта Штаб рәиси, «Туран дунияси» түркийтиллиқ хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң җай-җайлардики мәктәпләргә қилинған сәпәрдин кейин өз ишини техиму җанландуруш вә һәртәрәплимә қанат яйдуруш мәхситидә Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңиши, Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри, ҖУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңиши билән һәмкарлишип ишләшкә келишкәнлигини билдүрди. У новәттә оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрни қоллап-қувәтләп кәлгән вә келиватқан айрим шәхсләрниң вә җәмийәтлик тәшкилатларниң, тәҗрибилик устазларниң һәм үлгилик оқуғучиларниң иш-паалийитини, миллий маарипниң муһим мәсилилирини давамлиқ йорутушта вә тәрғип қилишта уйғур тилидики гезит вә журналларниң, радио вә телевидениесиниң алаһидә роль ойнайдиғанлиғини, келәчәктә буни техиму күчәйтиш йоллирини бирлишип издәшниң муһимлиғини тәкитлиди. 
Дәсләп сөзгә чиққан «Әхбарат» журналиниң баш муһәррири Наиләм Һәмраева бүгүнки күндә ана тилини, ана тили арқилиқ миллий мәктәпләрни сақлап қелиш мәхситидә елип бериливатқан һәрқандақ ишларни қоллап- қувәтләшниң зөрүрлүгини, бу җәһәттин икки айдин бери шу йөнилиштә һәрикәт қиливатқан Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабини иккиләнмәйла қоллап-қувәтләйдиғанлиғини һәм униң ишлириға яр-йөләк болушқа тиришидиғанлиғини, һазирқи күн тәртивидә Қазақстан уйғурлири алдида анатиллиқ мәктәпләр һаҗәтму яки һаҗәт әмәсму дегән җиддий вә мурәккәп мәсилә туруватқан бир пәйттә һәмминиң бирликкә, иттипақлиққа келиш лазимлиғини қәйт қилди. 
«Ғунчә» балилар журналиниң баш мудири Диләрәм Җәлилова бирнәччә жил давамида «Мир» нәшриятлар өйи» билән һәмкарлиқта иш елип бериватқанлиғини билдүрүп, журнал хадимлириниң мүмкинчиликниң баричә уйғур оқуғучилириниң тил, әдәбият, тәсвирий сәнъәт, спорт охшаш саһалардики иҗадий әмгәклирини, утуқлирини, нәтиҗилирини елан қилишқа, һәрхил сәвәпләргә бола, җай-җайлардики мәктәпләргә тәгмәйватқан «Ғунчә» журналини соға ретидә йәткүзүшкә тәйяр екәнлигини билдүрди. Диләрәм Җәлилова шундақла «тама-тама көл болар» дегәндәк, барлиқ миллий маарип җанкөйәрлирини бирлишип һәрикәт қилишқа чақирди. 
«Қазақстан уйғурлири» телевидение канилиниң тәсисчиси Шахниза Ибдиминова тил йоқалса, шуниң билән биллә милләтниңму йоқилиш ховупиниң туғулидиғанлиғиниң һечким үчүн сир әмәслигини тәкитлиди. У бүгүнки күндә болупму уйғур тилидики мәктәпалди тәйярлиқ синиплириниң, балилар бағчилирида уйғур топлириниң, гөдәкләргә беғишланған мәхсус программилар вә фильмларниң йетишмәслиги яки тамамән йоқлиғи сәвәвидин мәктәпләр партилириниң уйғур қиз-жигитлиригә дегидәк толмайватқанлиғидин әпсусланди. Шуниң үчүн мәзкүр телевидение канилиниң бу бошлуқни толтурушқа, Штаб билән һәмкарлиқта яш ата-аниларға, балиларға ана тилиниң қәдрини чүшәндүрүш, әһмийитини көрситиш мәхситидә тәрбийәвий фильмларни чүширишкә тәйяр екәнлигигә ишәнчә билдүрди. 
«Уйғур авази» җумһурийәтлик иҗтимаий сәясий гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов һазирқи бар мүмкинчиликләрдин пайдилинип, өз алдиға мәхсус ана тилини үгиниш мәркәзлири паалийитини уюштурушниң вә җанландурушниң муһимлиғини, шундақла язғучи вә рәссамларниң бирикип, мәктәп оқуғучилири үчүн мәхсус рәсимлик вә шеирий китапларни нәшир қилишниң зөрүрлүгини атиди. У ана тилиниң бүгүнки күндики зөрүрийитини чүшәндүрүштә мәтбуат хадимлириниң атқуридиған ролиниң әһмийитини алаһидә тәкитлиди. 
Новәттә сөз алған «Иҗаткар» журналиниң баш муһәррири, «Атамура» нәшрияти уйғур тәһриратиниң башлиғи Малик Мәһәмдинов оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдики оқуғучиларниң санини көпәйтиш арқилиқ миллий маарипини сақлап қелиш йөнилишидә илгириму һәрхил чарә-тәдбирләрниң давамлиқ жүргүзүлүп кәлгәнлигини, буниңда болупму миллий маарип җанкөйәри Әнвәр Һаҗиев башлиқ Бүвихан Әлахунова, Рабик Исмайилов, Руслан Арзиев вә башқиларниң алаһидә көзгә чүшкәнлигини атап, һазирқи күндә шу ишни йәниму давамлаштуруватқан Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң паалийитини қоллайдиғанлиғини билдүрди. У Қазақстан уйғурлири үчүн миллий маарипниң – ана мәктәпниң бәхит-саадәткә йетиш мәнбәси, бар байлиғи екәнлигини алаһидә тәкитләп, анатиллиқ мәтбуатларниң асасий мәхситиниң, күчиниң вә һәрикитиниң әйнә шу миллий мәктәпләрни сақлап қелишқа сәпәрвәр қилиш лазимлиғини, бу җәһәттә «Иҗаткар» журналиниңму өзигә хас мәҗбурийәтлириниң вә вәзипилириниң бар екәнлигини атап көрсәтти. 
«Иҗаткар» журнилиниң баш мудири, шаир Әхмәтжан Исрапилов мәзкүр журналниң моҗут болушидин тартип униң сәһипилиридә яш әвлатни вәтәнпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик, инсанпәрвәрлик роһта тәрбийиләйдиған материалларниң давамлиқ елан қилинип келиватқанлиғини, буниңдин кейин болса, Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби билән бирликтә иш елип беришқа келишидиғанлиғини, уйғур мәктәплири вә синиплирини һәр җәһәттин қоллашқа қаритилған иш-паалийәтләрни дайим қоллап-қувәтләшкә тәйяр екәнлигини билдүрди. Әхмәтҗан Исрапилов җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи даирисидә оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдә моҗут көплигән мәсилиләрни һәл қилиш үчүн башқилар билән бирлишип һәрикәт қилиш мәсилисиниң аллиқачан пишип йетилгәнлигини алаһидә тәкитлиди. 
«Ихсан» журнали тәһриратиниң әзаси, «Мир» нәшриятлар өйиниң» баш мудири Әлишер Хәлилов Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби уюштурған мәзкүр учришишниң мәзмунлуқ вә нәтиҗилик өтүватқанлиғини тәкитләп, қол астидики нәшрият даирисидә «Ғунчә», «Иҗаткар» журналлири билән бирликтә йәттә жил мабайнида «Ихсан» диний журналиниң нәшир қилиниватқанлиғини ейтти. У мәзкүр журналниң баш муһәррири Ялқун Норузовниң саламәтлигигә бола учришишқа келәлмигән болсиму, Штаб паалийитидин хәвәрдәр екәнлигини һәм уни һәр җәһәттин қоллайдиғанлиғини билдүргәнлигини учришиш қатнашқучилириға йәткүзди. Әлишер Хәлилов 2300 тираж билән чиқиватқан журналда диний материаллардин ташқири уйғур хәлқиниң тарихи, мәдәнийити, мәшһур уйғур шәхслириниң һаяти мавзулириниң, яшларни миллий роһта тәрбийиләш мәсилилириниң йорутулуп келиватқанлиғини билдүрди. У «Ихсан» журнали даирисидә уйғур балилирини, ата-анилирини ана тилини, уйғуртиллиқ мәктәпләрни сақлап қелишқа қаритилған тәшвиқатларни техиму күчәйтишкә чақирди.
«Интизар журналиниң муһәррири Азнат Талипов Қазақстан мәмликити даирисидила әмәс, бәлки униң сиртидиму кәң тонулған алимларниң қатнишиши билән тәшкилләнгән Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң уйғур мәктәплири вә синиплирини зиярәт қилиш җәриянида көплигән мәсилиләрни ениқлап, һазир шуларни һәл қилишниң амаллирини, йоллирини издәватқанлиғини тәкитлиди. Натиқ вақитлиқ һиссиятқа бөләп, тезла унтулуп кетидиған чарә-тәдбирләрдин көрә, алди билән әвлат тәрбийисигә тәсир көрситидиған паалийәтләрни әмәлгә ашурушниң муһимлиғини көрсәтти. У милләт кәлгүсини өзара шәхсий мунасивәтләр әмәс, бәлки әвлат тәрбийисигә қаритилған мунасивәтләрниң бәлгүләйдиғанлиғини агаһландурди. 
Өз новитидә сөз алған Штаб әзалири — «Мектеп» нәшрияти Уйғур тәһриратиниң башлиғи Рәхмәтҗан Ғоҗамбәрдиев, Қазақ миллий аграр университетиниң вә «Suleyman Demirel University» профессори, әдлийә пәнлириниң доктори, академик Шәймәрдан Шәрипов, «Туран» университетиниң профессори, тарих пәнлириниң доктори Абләһәт Камалов Алмута шәһири вә Алмута вилайитидики мәктәпләрни зиярәт қилиш җәриянида өзлири дуч кәлгән бәзи мәсилиләр әтрапида пикирлирини билдүрди. 
Учришиш ахирида Карлин Мәхпиров уйғур тилидики аммивий әхбарат васитилириниң оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлиғини орнитиш вә буниңдин кейинму мустәһкәмләш мәхситидә демократик асаста уйғуртиллиқ мәтбуатларара Штаб рәисини бәлгүләшниң муһимлиғини тәкитлиди. Учришишқа қатнашқан мәтбуат хадимлириниң өзара пикир-тәклиплири асасида Штаб рәислигигә «Мир» нәшриятлар өйиниң» баш мудири Әлишер Хәлилов бир еғиздин сайланди. 

 Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ,
ҖУЭМ йенидики Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш 
штаби рәисиниң орунбасари.

4319 рет

көрсетілді

7

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы