• "Birgemiz"
  • 21 Шілде, 2021

«Сехи Қәйнәзәр» ишигини ачти

Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қәйнәзәр йезисидики мечитта «Сехи Қәйнәзәр» фондиниң ечилиш мәрасими болуп өтти. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА, 
«Уйғур авази»

Мәрасимда Қәйнәзәр йеза округи һакиминиң орунбасари Әсел Жамашева, Нур Отан партиясиниң мәзкүр йезидики вәкили Райхан Байбосынова, Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи Қәйнәзәр йезилиқ шөбисиниң рәиси Рошәнгүл Исмайилова, жигитбеши Кевир Яқупов, Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Бақберген Ашимов, йеза турғуни Гүлҗәһрәм Худайқулова, «Наиля» меһманханисиниң мудири Динара Абдрахманова вә башқилар сөзгә чиқип, «тәй-тәй» басқан фондниң ишиға утуқлар тилиди.
Ушбу фондниң мудири Әсел Худайқулованиң илтимаси билән мечитниң бир бөлмиси иҗтимаий хәйрихаһлиқ қоймиси ретидә аҗритилип  берилди. Йезида әмәлгә ешиватқан изгү ишни Қәйнәзәр йеза округиниң һакими Қуат Ақшабаев, мечит имами Нурлан Сыдықов вә җәмийәтлик ишлириниң әзалири бир еғиздин қоллап-қувәтлимәктә. 
Ейтмақчи, Әселниң хәйрихаһлиқ ишлар билән шуғуллинишиға һәдиси Камиляниң еғир ағриққа дучар болуши сәвәп болған. Уни давалаш үчүн нурғун мәбләғ тәләп қилинғанда, бемарниң уруқ-туққанлири хәйрихаһлиқ акцияләрни өткүзди. Ечинишлиқ йери, Камиляни әҗәлдин аман елип қелиш мүмкин болмиди. Бирақ Әсел ушбу акция җәриянида чоң тәҗрибә топлап, буниңдин кейин муһтаҗ аилиләргә ярдәм қолини сунушни алдиға мәхсәт қилип қойди. Әсел – Алмутида чоң болған қазақ қизи. Қәйнәзәрдики уйғур аилисигә келин болуп чүшкинигә 10 жилдин ашти. Сөһбәтара у өзи истиқамәт қиливатқан йезиға қумға су сиңгәндәк сиңгәнлигини, буниңда йолдиши Асимҗанниң вә униң аилисиниң яш келингә болған меһир-муһәббити билән ғәмхорлуғиниң алаһидә тәсир қилғанлиғини мәмнунийәт илкидә тилға алди. 
Шуниң билән, «Сехи Қәйнәзәр» иҗтимаий қоймисида һазирчә йезиниң турмуш шараити төвән, ярдәмгә муһтаҗ, ағриқ балилири бар аилилиригә озуқ-түлүк, кийим-кечәк вә дора-дәрмәк берилиду. Муһтаҗлар һәптиниң сешәнбә вә пәйшәнбә күнлири келип, керәк-яриғини елиши мүмкин. Әселниң мәхсити – келәчәктә фонд паалийитини кәңәйтип, қолида барларни изгү иш – инсанға яхшилиқ қилишқа дәвәт қилип, қолида йоқларни маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтләштин, шундақла карантин сәвәплири түпәйли ишсиз, тапавәтсиз қелип, роһий чүшкүнлүккә учриғанларға бираз болсиму қол учини созуп, уларниң роһини вә кәйпиятини көтириштин ибарәт. 
Әселниң бу алийҗанап башланмисини һазир пәқәт жутдашлирила әмәс, бәлки башқа йезилардики сахавәтлик инсанлар, җүмлидин Талғир шәһиридики «Жүрәктин — жүрәккә» хәйрихаһлиқ фонди, «Тепло Казахстан» ширкити, тиҗарәтчиләр Ринат Зайиров вә Руфат Ибдиминов қоллап-қувәтләп келиватиду. «Whatsapp» вә «Instagram» кәби иҗтимаий торлардики еланлирини көрүп, алақигә чиқиватқанларму аз әмәс. 
У күни иҗтимаий қойминиң лентиси тәнтәнилик қийилғандин кейин, кәң дәстихан әтрапида «Сехи Қәйнәзәр» фондиниң тәрәққияти үчүн дуа қилинип, иллиқ тиләкләр ейтилди. Көпчилик Әселниң тәйярлиған җүсәй мантисидин еғиз тегип, униң интайин дәмлик болғанлиғини ейтқанда, Гүлҗәһрәм ана келининиң чоңниң алдидин тоғра өтмәйдиған, кичикни рәнҗитмәйдиған интайин тәрбийилик инсан, шуниң билән биллә бир көргәнни дәрру үгинивалидиған тиришчан аял екәнлигини алаһидә пәхирлиниш билән тилға алди. 
«Хәйрихаһлиқ – инсанийлиқниң бәлгүси» дәйдекән, бир-биримизгә меһир-муһәббәт вә һисдашлиқ билдүрүшни унтумайли! 

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

432 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы