• "Birgemiz"
  • 21 Шілде, 2021

Хәйрихаһлиқ нурини чачти

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Бурнакүн Алмута шәһиридики «Қайрат» кафесида «UmitNuri» хәйрихаһлиқ фонди Қурван һейт мәйрими һарписида әлликтин ошуқ нака балилар билән уларниң ата-анилириға кәң дәстихан йейип, хошаллиқ кәйпият һәдийә қилди. Замира Һәмраеваниң рәһбәрлигидики фондниң бүгүнгә қәдәр ярдәмгә муһтаҗ җанларниң путиға — пут, қолиға — қол болуп, көплигән қериндашлиримизниң дәрдини тәң бөлүшүватқанлиғини бири билсә, йәнә бири унчивала билип кәтмәйду.
Фонд қурулған күндин етиварән, беваситә өзигә жүкләнгән вәзипиниң һөддисидин бемалал чиқип келиватиду десәк, һәргизму хаталашмаймиз. Әлвәттә, у өз паалийитини ялғуз атқуруватқини йоқ. Униң тутқан йолини қоллап-қувәтләп, қолидин кәлгән ярдимини қиливатқан мәрт-мәрданә һамийларму һечқачан чәттә қалмиған. Әйнә шу сахавәтлик инсанларниң изгү нийитини, мәхситини әмәлгә ашурушта фонд, аддий тил билән ейтсақ, һардим-талдим, демәй әмгәк қиливатиду. 
Бу қетимму шундақ болди. Көпчиликкә мәлум болғинидәк, нурғун һамийлиримиз бирәвгә қол учини сунса, исим-нәсибини йошурушқа тиришиду. Бу, әлвәттә, һәқиқий хәйрихаһлиқниң испати болса керәк. Билишимизчә, улуқ ислам динидиму шундақ дейилгән. Хәлиқ арисидиму «оң қол бәргәнни, сол қол билмисун» дегән нәқил таралған. Һә, биз сөз қиливатқан фонд әзалири бүгүнкидәк улуқ мәйрәмдә шуларниң новәттики илтимасини бәҗириватиду, халас. Мундақ десәк, «тәйярни ким қилалмайду» дәйдиғанларму тепилар бәлким. Яқ. Ярдәмгә муһтаҗ, һаятида көтирәңгү, хошаллиқ кәйпият дәқиқилири толиму аз инсанларниң көңлидин чиқиш һәркимниң қолидин келивәрмәйду. Уларниң хилму-хил ағриқлиричу? Пәрзәндиниң дәрдигә шипа издәп, үмүт оти өчидиған тәрәпкә өткән ата-аниниң көзидики ғәм-қайғуни демәмсиз. Һә, буниң һәммисини пәқәт өз көзи билән көргәнләрла чоңқур чүшиниду. 
 «UmitNuri» фондиниң паалийити әйнә шуларға беваситә бағлиқ. Бүгүн улар ата-ана вә балилар болуп, йүз адәмниң хизмитидә сәкпарә. Язниң қизиған аптивиға қаримай, һәркимниң көңлини елишқа тиришиватмақта. Дәстиханға қоюлған назу-немәтләр билән таамлардин дәм тартқан балиларниң хошаллиғида чәк йоқ. Мәхсус тәклип қилинған нахшичи-уссулчиларниң саз-нәғмә, уссуллириму мәрасимни қиздурувәтти. Әнди фонд әзалири балиларниң һәрбиригә атиған соғилирини тапшурғанда, уларниң чирайида пәйда болған қандақту-бир қанаәтлиниш, разимәнлик аламәтлирини көргинимиздә, «UmitNuri» бүгүн һәқиқәтәнму нурини чачқанлиғиға көз йәткүздуқ.

501 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы