• Әхбаратлар еқими
  • 21 Шілде, 2021

Йәм-чөп тәйярлаш мәсилиси қаралди

Премьер-министр Асқар Мамин йәм-чөп тәйярлаш мәсилиси бойичә кеңәшмә өткүзди.
Кеңәшмидә йеза егилиги министриниң вәзиписини орунлиғучи Ербол Қарашөкеев — һазирқи әһвал вә йәм-чөп тәйярлаш бойичә көрүлүватқан чариләр, Атырав, Қизилорда, Маңғыстав, Шәрқий Қазақстан, Шималий Қазақстан, Түркстан, Ғәрбий Қазақстан вилайәтлириниң һакимлири –Махамбет Досмухамбетов, Гүлшара Әбдиқалықова, Серикбай Трумов, Даниал Ахметов, Қумар Ақсақалов, Өмирзақ Шөкеев, Ғали Исқалиев –регионлардики әһвал, энергетика вице-министри Әсет Мағауов —деханларниң йеқилғу-майлаш материаллири билән тәминлиниши, экология, геология вә тәбиәт ресурслири вице-министри Серикқали Брекешев су билән тәминлиниши вә алаһидә күзитиливатқан территорияләрдә пичәнликләрни бериш тоғрилиқ доклад қилди.
Йәм-чөп тәйярлаш мәсилисини турақлиқ тәкшүрүш вә оператив һәл қилиш мәхситидә, Йеза егилиги министрлигидә җумһурийәтлик штаб ишләватиду. Регионларда йәм-чөп тәйярлаш планлири бәлгүләнди.
Кеңәшмидә тәкитлинишичә, 18-июльға қәдәр 10,6 миллион тонна чөп тәйярланди. Бу пландикиниң 44 пайизи. Униңға қошумчә 1,6 миллион тонна сенаж, 2,1 миллион тонна силос, 4,8 миллион тонна саман, 6 миллион тонна концентрацияләнгән йәм тәйярлиниду.
Чөп чепишни уюштуруш үчүн мәйдани 255,8 миң гектар болған орман массиви территорияси берилди. 6,5 миң чөп чепиш бригадиси уюштурулди, һакимлиқлар 41,4 миң тонна йеқилғу-майлаш материалини имтиязлиқ баһа бойичә қайта тәхсим қилди. “Продкорпорация” МК” акционерлиқ җәмийити 170 миң тонна 4-5 класслиқ арпа вә буғдай сетивелишни мәбләғ билән тәминлиди, униңға қошумчә компанияниң ички резерви һесавиға 30 тонна қайта тәхсим қилиниду.
– Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Кемелоғли Тоқаев мурәккәп қурғақчилиқ вақтида фермерларниң алдиға йәм-чөп билән тәминләш бойичә системилиқ иш жүргүзүш вә оператив қарарларни қобул қилиш вәзиписини қойди, – деди Асқар Мамин.
Премьер-министр йәм-чөп тәйярлаш ишини җанландурушниң, пичәнликләрни бериш мәсилисидә регионларара өзара һәрикәтни күчәйтишниң, қурғақчилиқтин зәрдап чәккән регионлар еһтияҗи үчүн йәм-чөп запасини топлашниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Униңдин ташқири аһалиға әрзән баһада чөп сетиш мәсилисини алаһидә назарәткә елишни тапшурди. Шундақла йеза егилиги ишләп чиқарғучилири, ун тартиш карханилири вә арилашма йәм заводлири билән меморандум түзүшниң зөрүр екәнлиги атап көрситилди.
Кеңәшмидә Җамбул вилайитиниң аһали үчүн әрзән баһада чөп вә йәм сетиш йәрмәңкилирини уюштуруш тәҗрибиси иҗабий баһаланди. Шималий вилайәтләр һакимлиқлириға саман топлашни тәминләш тапшурмиси берилди.
Асқар Мамин “Продкорпорация” МК” акционерлиқ җәмийити үчүн 200 миң тонна көләмидә йәм-чөп сетивелишқа Һөкүмәт резервидин мәбләғ бөлүш имканийитини қараштурушни тапшурди. Экология, геология вә тәбиәт ресурслири министрлигигә алаһидә күзитилидиған территорияләрдә чөп чепиш имканийитини яритиш, Энергетика министрлигигә Йеза егилиги министрлиги билән бирликтә чөп чепиш мәвсүмигә қошумчә әрзәнлитилгән йеқилғу-майлаш материаллирини бөлүш тапшурулди.
“Қазақстан темір жолы” МК” акционерлиқ җәмийитигә йәм-чөпни Маңғыстав вә Қизилорда вилайәтлиригә әрзән баһада йәткүзүш тапшурулди.  
 

642 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы