• Әхбаратлар еқими
  • 21 Шілде, 2021

Шәпқәтлик вә изгүлүк мәйрими

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев вә Елбасы Нурсултан Назарбаев қазақстанлиқларни Қурван һейти билән тәбриклиди. 
 «Силәрни барлиқ мусулманлар үчүн муқәддәс Қурван һейти билән сәмимий тәбрикләймән! У шәпқәтлик вә һисдашлиқ, изгүлүк вә инсанпәрвәрлик кәби хусусийәтләрни мәдһийиләйду. Бизниң әнъәнилиримиздин мәккәм орун алған Ислам – мәмликәтниң роһий бирлигиниң күчийишигә ярдәм қилидиған асасий қәдрийәтләрниң бири. Қурван һейти җипсилиққа вә пикирдашлиққа чақириду, җәмийәттә достлуқ вә разимәнликни мустәһкәмләйду», дейилиду Президент тәбригидә.
 Қасым-Жомарт Тоқаев мошу күнләрдә мусулман әһлиниң қурванлиқ қилип, һаҗәтмәнләргә ярдәм қолини сунидидиғанлиғини, уларниң чин қәлбидин аилисидики паравәнлик, мәмликәттики течлиқ вә хатирҗәмлик тоғрилиқ илтимас қилидиғанлиғини тәкитлиди.
 «Мундақ изгү нийәтләр, алийҗанап ишлар һисдашлиқ вә өзара һөрмәт кәйпиятини шәкилләндүриду. Парлақ мәйрәм Қурван һейтиниң чоңқур мәзмун-маһийити әйнә шуниңдин ибарәт. Униң улуғвар идеаллири бизниң роһий нишан-мәхсәтлиримизгә аһаңдаш», деди Дөләт рәһбири.
 Қазақстанниң Тунҗа Президенти Қурван һейтиниң адәмләрни течлиқта яшашқа вә бирликкә, изгүлүккә вә шәпқәтликкә чақиридиған парлақ мәйрәм екәнлигини тәкитлиди.
 «Бүгүн Қурван һейти изгүлүк, мәмликитимиздә течлиқ вә разимәнликни мустәһкәмләш рәмзи болуп һесаплиниду. Мошу мәқәддәс мәйрәмдә һәммиңларға бәхит-саадәт, течлиқ вә хатирҗәмлик тиләймән!», дейилиду Елбасы тәбригиниң мәтинидә.
 

616 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы