• "Birgemiz"
  • 29 Шілде, 2021

Яшлар баш қошти

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Пандемия талийимизниң ишлирини чип тохтаттиғу. Буниңдин җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Яшлар кеңишиниң паалийитиму истисна әмәс. Атап ейтсақ, таҗсиман вирус дәври башланғанға қәдәр, кеңәш яшларни әҗдатлиримиздин мирас қалған миллий әнъәнилиримиз, урпи-адәтлиримиз билән йеқиндин тонуштуруш бойичә тилға аларлиқ ишлар билән турақлиқ шуғулланған болса, әнди амалсиз уларни тохтитип турушқа мәҗбур. 
Йеқинда шу кеңәшниң бир топ әзалири баш қошуп, буниңдин кейин имканийәтниң яр беришичә, бирқатар чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашуруш үстидә пикир алмаштурди. Баш қошушни кеңәш рәиси, Наурызбай наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Бәхтияр Исмайилов елип барди. У дәсләп барлиқ қатнашқучиларниң эпидемиологиялик әһвалниң күндин-күнгә мурәккәплишишигә қаримай, уларниң беваситә өз вәзиписини атқуруватқанлиғиға миннәтдарлиқ билдүрди. Шундақла у өз сөзидә келәчәктә кеңәш паалийитини техиму җанландуруштики асасий мәхсәтләргә тәпсилий тохталғач, бүгүнки баш қошушниң күн тәртивидики төвәндики мәсилиләрни ейтип өтти. Биринчидин, һәрбир мәһәллә яки йезиға вакаләтлик қилидиған кеңәш әзаси өз жутидики жигитбашлири билән йеқин мунасивәт бағлаш арқилиқ йеза яшлириниң һаятини чоңқур үгиниш. Ярдәмгә муһтаҗларға имканийәтниң яр беришичә қол учини сунуш. Иккинчидин, йәнила шу таҗсиман вирусқа бола, тохтап қалған яшлар мәшривини қайта тикләш (әлвәттә, эпидемиологиялик вәзийәт қарап – ред.). Үчинчидин, мошу паалийәтләр нәтиҗисидә яш аилиләр арисида өз пәрзәнтлирини анатиллиқ мәктәпләрдә оқутушни тәрғип қилиш билән биллә, миллий қәдрийәтлиримизни сақлаш ишлирини тәшвиқ қилиш ишлирини жүргүзүш.
Бәхтияр Исмайилов оттуриға қойған мәсилиләр бойичә, баш қошуш қатнашқучилиридин яшлар мәшривиниң пашшап беги Батур Ғаппаров, кеңәш әзалири (бәгләр) Кәрим Һәмраев, Адилҗан Әнвәров, Ялқун Тайиров, Дилшат Исмайилов, Артур Тоқаев, Тайирҗан Ахмоллаев, Данияр Ваһитов, Сабирҗан Манашев вә Муһидин Розахунов өз пикир-тәклиплирини изһар қилди. Улар һәқиқәтәнму һазир яшлиримизниң миллий мәдәнийитимиз билән әнъәнилиримизгә толиму сус қараватқанлиғини, болупму уларниң көпчилиги пәрзәнтлирини өз ана тилимизда оқутушни номус көрүши әпсуслинарлиқ әһвал екәнлигини алаһидә тәкитләшти. Шуңлашқа жуқурида кеңәш рәиси тәрипидин қәйт қилинған чарә-тәдбирләр арқилиқ уларни «уйғурчә оқуғанниң пайдиси йоқ, уларниң келәчиги бәрибир болмайду» дегән хам хияллардин жирақ қилишқа өзиниң иҗабий тәсирини йәткүзидиғанлиғини тилға алди. 
Баш қошуш ахирида бир топ паалийәтчан яшларға җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Яшлар кеңишиниң пәхрий ярлиқлири тапшурулди. 
 

241 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы