• Замандаш
  • 29 Шілде, 2021

Һеликәм жут хизмитидә

Вақит немә дегән алдираңғу? Һә-ә, у пәқәт өтүп кетиду, лекин һечқачан кәйнигә жүрмәйду, халас! Тоғра, вақит тез өтүватиду. Әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ Байсейит жутини билмәйдиған адәм камдин-кам болса керәк. Ата-бовилиримизниң ейтип бәргән ривайәтлиригә қариғанда, инқилаптин кейин дәсләпки «Қәдәм» колхози қурулғанда, ачарчилиқ мәзгиллири, йәни 1920 — 1935-жиллири әрләр тағ атилап, қирғиз йеридин мал әкелип, хәлиқ аман қапту. Шу «Қәдәм» колхози «Бартоғай» совхози болғичә өз статусини сақлап кәлди. Бу арилиқтики әң еғир ишларда пидакаранә әмгәк қилған қошқа бовилиримизниң, атилиримизниң дуниядин өткинигә талай жиллар өттидә, кәтти. Әнди бүгүнки таңда жут үчүн мәрданә күч чиқарған акилиримизниң саниму һәм сепиму азаймақта. Мошу мәсилигә бағлиқ йеқинда өтмүшни бираз әсләп, жутумизда абройлуқ, һәрхил саһаларда әмгәк тәрини төккән акимиз Иминҗан Қәмирдинов билән сөһбәтлишип қалдуқ. 
Иминҗан вә Зенәт Қәмирдиновларниң аилә қурғиниға бийил 50 жил толупту. Бу – инсан һаятидики әң муһим вә әстә қаларлиқ пәйт болуши керәк. Иминҗан акидин қисқичә өмүрбаяни һәққидә ейтип беришини илтимас қилдим. У ойлинип: 
     —  1965-жили мәктәпни тамамлап, трактористларни тәйярлайдиған курста оқуп, андин күндүзи совхозда тракторист болуп ишләп, кәчқурунлуғи механизаторларни тәйярлайдиған кәчки мәктәптә дәрис бәрдим. Вәтән алдидики борчумни ада қилип кәлгәндин кейин Талғир йеза егилиги техникумини тамамлап, йеза егилиги институтиниң Агрономия факультетида сирттин билим алдим. Оқуп жүрүп, Байсейитта көктат-бағ бригадисида бригадир, агроном, кейин «Сарыбулақ» совхозида баш агроном, «Бартоғай» совхозида баш агроном, 1988 — 1991-жиллири шу егиликтә мудир, мустәқилликниң дәсләпки жиллири Октябрь йеза кеңишиниң рәиси, андин Челәк наһийәси бойичә баш агроном болуп ишлидим. Заман өзгирип колхоз-совхозлар тарқалғандин кейин төрт гектар йәрни елип, шәхсий деханчилиқ егилигидә ишлидим. Тирикчилик ғемидә жүрүп пенсия йешиға йетип кәлгинимниму сәзмәй қаптимән. 2008-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиқтим. Бирақ иштин қол үзгиним йоқ: мошу күнгичә оғлум Ғәйрәткә ярдәмлишип келиватимән. Ишләп үгәнгән адәм, оқәтсиз олтиралмайдекәнсән әмәсму. 
Иминҗан ака бирнәччә қетим наһийәлик кеңәшкә депутатлиққа тәвсийә қилинип, җәмийәтлик ишларғиму қоюқ арилашти. Аддий трактористлиқтин наһийәниң баш агрономи хизмитигә йәткичә узун жиллар бойи наһийәдә баш агроном болуп ишлигән Иминҗан Насиров һәм Байсейитни аватлаштурушта көп күч чиқарған маһир тәшкилатчи Һемит Йүсүповтин көп нәрсини үгәнди.
– Алаһидә ейтип кетидиған нәрсә, Москвадин Александр Темнов дегән киши егилигимизгә рәис болуп кәлди. Тимирязев намидики университетта билим алған у жуқури қабилийәтлик рәһбәр еди. Ата-бовилиримиз билән бирликтә, елимиздә биринчиләрдин болуп, Байсейит вә Бижанов йезилири кочилириниң бойиға қатар терәкләр тикип, заманивий йол вә тротуарларни селишта көп күч чиқарди. Мана мошу кишидинму көп тәҗрибә алдим. Бир тәкитләп ейтидиған йери, жуқурида ишлигән хизмәтлиримдә маңа һечким ичи ағрип ярдәм бәргини йоқ, әксичә, өзәмниң һәққаний меһнитим билән көзгә чүшкиним раст, дәп ойлаймән. Ата-бовилар: «Киндик қениң төкүлгән йәргә қолуңдин кәлгән яхшилиғиңни қил» дәп бекар ейтмиса керәк, — деди сөһбәтдишим өтмүшни әсләп. 
– Ака, жут ичидики ишларға техила арилишип туридиғансән? – дәп соридим Иминҗан акидин.
– Жигитбашлири яки башқиму җәмийәтлик ишларниң активистлири чақирса, муқәррәр баримән, арилишимән. Мәсилән, өткән жиллири йол үстидики базарни көчириш мәсилиси көтирилди. Мәлумки, һазир бурунқидәк завод, фабрикилар йоқ. Хәлиқ базарда тирикчилик қилип, күн көрүватиду. Бу мәсилиниң ижабий һәл қилинишиға азирақ болсиму үлүшүмни қошуп қойдум. Униңдин башқа йезида су мәсилисиниң оң йешилишигиму сәвәпкар болғиним, раст, — дәйду мөтивәр соалимға жававән. — Бир нәрсә мени турақлиқ тәшвишләндүриду. Бу болсиму, аһалиси 1000 түтүндин ашқан жутумизда Мәдәнийәт өйи йоқ. Қазақ вә рустиллиқ бағчимиз бар. Миллий балилар бағчисиниң йоқлуғи мени тәшвишләндүриду. 100 пайиз дегидәк миллитимиз вәкиллири туридиған мәлимиздә әң болмиғанда қазақ вә уйғуртиллиқ балилар бағчиси болса, нур үстигә нур болмасмеди?! Мошу мәсилә вақтида йешилмисә, мәлимиздики мәктәпниң, уйғур синиплириниң әһвали жилдин-жилға еғир болиду. Бу мәсилиләрниң йешилиш түгүни түп-томуридин жутумиздики яшлиримизниң қолида, әлвәттә. Қазақ хәлқиниң улуқ классик шаири Абайниң сөзи билән ейтқанда, ана тилидин айрилған хәлиқниң йоқилиши муқәррәр. Шуңлашқиму маарип, мәдәнийәт вә сәнъитимизни сақлап қелишимиз пәқәт өзимизгә бағлиқ. Йәнә шуни қошумчә қилмақчимәнки, мәлимиздә кафе-ашхана, түрлүк дуканлар, базар, сатрашхана, дорихана вә башқиму хәлиққә иҗтимаий хизмәт көрситидиған орунлар бар, лекин адәмгә роһаний-мәнивий, җисманий җәһәттин нәп беридиған җай йоқ. Балилиримиз үчүн спорт зали, су бассейни охшаш  саламәтликкә пайдилиқ мәркәзләр селинса, хошаллиғимниң чеки болматти. Бу бошлуқ түпәйли яшлиримиз һәр түрлүк яман йол  вә еқимларға әгишип кәтмисекән дәп вайим қилимән. Йәнә бир нәрсә, мәлимизниң өз алдиға  мәмурий округ болғини хоп болар еди. Сәвәви, йезимизда барлиқ саһалар бойичә дөләт бюджетиға қошуватқан үлүшимиз зор. Шуниң үчүн бу тәливимизму һәқ, дәп ойлаймән. 
 Иминҗан ака «қандақ дедим?» дегәндәк қарап, бираз ойлинип туруп қалди. Бираз сүкүнат сақлиғандин кейин гепини давамлаштурди:
– Һә, қара, иним, бурун биллә оқуған, хизмәтдаш болған вә башқиму ишларда мүримизни тирәп жүргән ағиниләрниң жилдин-жилға сепи шалаңлишиватиду. Бир мәшрәптә бешимиз қошулған 12 аилә едуқ, һазир төртимизла қаптимиз. Халисақму, халимисақму, вақит бәрибир өзиниңкини алидекән. Шуниң үчүн бирмунчә күнлири жут ичидики шум хәвәрләр қулиғимға йетип қалса, ичим көйүп кетиду. Бирақ, чарә йоқ. Биз, чоңлар, қара йәрни дәссәп жүргәндә, яшлиримиз һечнәрсидин хиҗаләт болмаслиқ үчүн, баримиздин пайдилинип, ярдимимиздин пайдилинип қелишини икки қолумни көтирип қоллаймән. Сәвәви, келәчәк шуларниң қолида.
Сөһбитимиз тамамлинип, Иминҗан ака иккимиз һойлиға чиқтуқ. Хошлишиш алдида униңдин балилири тоғрилиқ соридим. 
– Шүкри, балилар Зенәт һәдәң иккимизниң ишәнчисини ақлиди. Чоң қизимиз Гүлнарә – химия вә биология пәнлириниң намзити. Кейинкиси Гүлвира – врач-окулист, оғлумиз Тәләт – психолог-биолог. Кәнҗимиз Ғәйрәт – өзәм қурған дехан егилигиниң мудири. Һәдәң иккимиз униң ярдәмчилири. 12 нәвримиз вә 2 чәвримиз бар.
Һойлидин чиқип кетип берип өйниң төвән тәрипидики узун вә әҗайип гөзәл бараңлиққа көзүм чүшти. «Бу үзүмниң қайси түри?» дәп соридим сөһбәтдишимдин. 
– «Изобелла» дегән сорти. Бир алаһидилиги, қишниң күни үшшимәйду. Шуңа уни көммәйсән, һосулиму яхши. Яшанған кишиләргә әң пайдилиқ үзүм бу, – деди у соалимға җававән.
– Абдумәһәмәт иним, мениңдә бирла арман бар, — деди у хошлишиш алдида. — Заман тәливигә бола, өзәм рус мәктивини пүтәрсәмму, әмәлиятта ана тилиңға дуниядики һечбир тилниң тәң келәлмәйдиғанлиғини чүшәндим. Шу сәвәплик хәлқим мәңгү өз тили билән қалса, дәймән. Балиларниң тәрбийисидә аниниң роли интайин зор екән. Зенәт өзи педагог болғанлиқтин, пәрзәнтлиримизниң ана тилини сөйүп оқушиға чоң әһмийәт бәрди. У пүткүл аңлиқ һаятини бала тәрбийисигә беғишлиди. 
Һә, җәмийәт қелиплишишида өзигә хас төһпә қошқан, хәлқигә хизмәт қилип, үлгилик аилә қуруп, қедимий Байсейитниң жуқурисида, йәни Челәк дәриясиниң бойида чоң бағларни бәрпа қилип, һашамәтлик өй селип, биркишилик оқитини һардим-талдим демәй атқуруп келиватқан, адил әмгиги һәм алий инсаний пәзиләтлири түпәйли жутдашлириниң алаһидә иззәт-еһтирамиға еришкән Иминҗан ака билән Зенәт һәдиниң 50 жил мабайнидики һаят йолиға амрақлиғим кәлди. Һеликәм жут хизмитидә жүргән инсанларға апирин әйлидим.
 
Абдумәһәмәт ДӨЛӘТОВ,
пешқәдәм устаз.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

7744 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы