• Әхбаратлар еқими
  • 29 Шілде, 2021

Тәкшүрүш күчийиду

Қазақстан Җумһурийитиниң Ички ишлар министрлиги аэропортларда вә вокзалларда йолувчиларниң Ashyqтики статуслирини тәкшүрүшни күчәйтиду. Шундақла йолувчиларниң ПЦР ениқлимилири вә әмләткә селинғанлиғи тоғрилиқ паспортлириниң һәқиқийлиғи тәкшүрүлиду. Мәзкүр чариләр кейинки пәйтләрдә сахта һөҗҗәтлириниң көпәйгәнлигигә бағлиқ көрүнмәктә.
“Йеқинда Алмутиниң хәлиқара аэропортида транспорт полициясиниң хадимлири аэропорт хизмәтчилири билән бирликтә жигит билән қизни тутқан. Улар натонуш шәхстин билет билән биллә ПЦР ениқлимилирини сетивелип, Түркиягә дәм елишқа маңмақчи болған”, дәйду транспорттики полиция департаментиниң башлиғи Онал Бекиев.
Мошу күни йәнә шундақ сахта һөҗҗәтләрниң ярдими билән Чимкәнт шәһириниң турғуни Беларусь җумһурийитигә атланмақчи болған.
“Улар самолетқа киргүзүлмиди. Мәзкүр вақиә бойичә Қазақстан Җумһурийити җинаий ишлар кодекси 385-маддисиниң үчинчи қисми бойичә сот алдидики тәргәв ишлири башланди”, дәп қошумчә қилди у.
Жил бешидин тартип ички ишлар органлири сахта ПЦР тестлириниң сетиш һәм пайдилиниш бойичә 45; әнди әмләткә селинғанлиғи тоғрилиқ сахта паспортлар бойичә 35 җинаий иш қозғиди.
Шуни әскә салимизки, Қазақстанда сахта һөҗҗәтләрни тәйярлиғанлиғи үчүн төрт жилға әркинлигидин айриш, әнди уни пайдиланғанлиғи үчүн 40 күнгә қамаққа елиш көздә тутулған.

486 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы