• Әхбаратлар еқими
  • 29 Шілде, 2021

Йеңи оқуш жилида мәктәп формисини кийиду

Йеңи оқуш жилида әнъәнивий форматта билим еливатқан оқуғучилар илгәрки петичә мәктәп формисини кийидиған болиду. Башқа нәрсиләрдә мәктәп қаидисигә өзгиришләр киргүзүлди, дәп хәвәр қилиду Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлигидә.
Билим бериш тәшкилатлири билим бериш объектлирида (җайлирида) санитариялик нормилириниң сақлинишиға алаһидә диққәт ағдуруши керәк. Йеңи оқуш жилида һәрбир синип башқа синипларға йөткәлмәй, өзиниң синипидила оқуйдиған болиду, — дәйду ҚҖ Билим вә пән министрлиги мәктәп йешиғичә вә оттура билим бериш комитети рәисиниң орунбасари Жомарт Қаримбаев.
Униң сөзичә, мәктәпләрдә ниқап тақаш режими җиддий сақлиниду. Тәнәпус һәртүрлүк вақитқа бәлгүлиниду, һаҗәт болған әһвалда қошумчә сменилар вә ярдәмчи сменилар җарий қилиниду. Мәктәпкә киридиған җайда оқуғучиларниң һарарити өлчиниду, дезинфекция васитилириниң бар-йоқлуғи тәкшүрүлиду.
  “Әнъәнивий билим елиш шараитида илгәрки петичә оқуғучилар мәктәп формисини кийиду”, дәп тәкитлиди у.
Бу жили мәктәпләрниң ечилишиға бирла шәрт – санитариялик хизмәтләрниң тәливи бойичә педагогларниң вә техникилиқ хадимлириниң җәзмән әмләткә салдуруши сәвәп болмақта.
Билим бериш тәшкилатлирини әнъәнивий билим елиш форматиға көчириш мәмликәттики санитария-эпидемиологиялик вәзийәткә бағлиқ болиду. Билим бериш шәкли тоғрилиқ қарарни таҗсиман вируси инфекциясиниң тарқилишиға йол қоймаслиқ бойичә идариләрара комиссия, мәмликитимизниң баш дөләт санитарлиқ врачи вә регионларниң баш санитарлиқ врачлири қобул қилиду.

552 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы