• Әхбаратлар еқими
  • 29 Шілде, 2021

Икки министрлик қайта қурулди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев 19-июльда «Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт башқуруш системисини техиму мукәммәлләштүрүш бойичә чариләр тоғрилиқ» Пәрман имзалиди.
Дөләт рәһбири өз Пәрманиға бенаән Саламәтликни сақлаш һәм Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрликлирини қайта қуруп, уларға йеңи вәзипиләр билән һоқуқларни жүклиди.
 Президент қарари билән Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги 2022-жилниң 1-январидин тартип Ички ишлар министрлигиниң қанунсиз иммиграцияниң алдини елиш, қанунсиз иммигрантларниң реадмиссияси, Қазақстанға кириш вә чиқиш үчүн виза бериш, шундақла аһалини һөҗҗәтләр билән асаслаш, гражданлиқ вәзипилири вә вакаләтлиридин башқа, аһали миграцияси саһасидики, шундақла қачақлар мәсилилири бойичә вәзипиләр һәм вакаләтлиригә егә болиду.
 Президент Пәрманиға мувапиқ Ички ишлар министрлигидин Саламәтликни сақлаш министрлигигә 2022-жилниң 1-июлидин тартип медицинилиқ тәминләш саһасидики дөләт сәяситини уйғунлаштуруш вәзипилири вә һоқуқлар өтиду. 
 Бу җинаий-иҗраий системиниң тәргәв изоляторлирида тутулуватқан шәхсләрни, 2023-жилниң 1-январидин тартип җинаий-иҗраий система мәһкимилиридә тутулуватқан шәхсләрни өз ичигә алиду.
 Пәрман имзаланған күндин тартип күчигә кирди.

528 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы