• Асасий мақалилар
  • 29 Шілде, 2021

Ақмола вилайитидә болди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Көкшетав шәһирини иш бабидики сәпәр билән зиярәт қилди.
Дөләт рәһбири Ақмола вилайитиниң  мәмурий мәркизидә ишләпчиқириш карханилириниң иши, шундақла  регион саламәтликни сақлаш һәм билим бериш объектлириниң паалийити  билән тонушти. 
Қазақстан  Президентиниң Көкшетавға иш бабидики сәпири  Россияниң  “Ростсельмаш” компанияси билән болған һәмкарлиқ даирисидә VECTOR410KZ  вә  ACROS комбайнлирини қураштуруватқан   KazRost Engineering  ltd  карханисини зиярәт қилиштин башланди. Қасым-Жомарт Тоқаев йеза егилиги техникиси вә тракторларни қураштуруш цехини көздин кәчүрди.
Дөләт рәһбири чиқириливатқан мәһсулатниң  Қазақстанниң тиң  регионлири үчүн  әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди.
Президент андин кейин 25-июльда болуп өткән  йеза мәмурийәтлири рәһбәрлириниң сайлимида сайланған  Ақмола вилайитиниң йеза һакимлири билән учрашти. 
Қасым-Жомарт Тоқаев  йезилар, наһийәлик әһмийәткә егә шәһәрләр вә йеза округлири рәһбәрлири уттур сайлиминиң муһим тарихий вақиә болуп, сәясий йеңилашниң йеңи басқучи екәнлигини тәкитлиди.
Көкшетавдики  “Bolshaq Saraiy” Балилар вә өсмүрләр сарийи  Дөләт рәһбири зиярәт қилған новәттики объект болди.
Президент сарайдики көргәзмә залини, кибербехәтәрлик, электроника, тәбиий энергия мәнбәлири  кабинетлирини көздин кәчүрди. 1 172 оқуғучиға молжаланған  сарайда балилар илмий-әқлий, ижадий, спорт йөнилишидики 76 өмәктә қошумчә  билим алиду. 
Қасым-Жомарт Тоқаев онлайн-тәртиптә сарайда тәрбийиләнгүчиләр билән сөһбәтлишип, уларниң оқушиға утуқ тилиди.
Көкшетавдики онкология шипаханиси Президентниң иш бабидики сәпири программисдики муһим пункт болди.  Бу йәрдә Қасым-Жомарт Тоқаев  COVID-19 инфекциясигә бағлиқ әһвал вә умумән, Ақмола вилайитиниң саламәтликни сақлаш хизмити билән тонушти. Шундақла онкология шипаханисини көздин кәчүрди. 
Президент андин  кейин йеза егилиги саһаси үчүн  карханини–“Eurasia Group Kazakhstan”  ҖЧЙниң хизмәт көрситиш мәркизини зиярәт қилди.
Дөләт рәһбири йеза егилиги техникисини мурәккәп жөндәштин өткүзүш цехини, агрегат ишханисини, рәқәмләштүрүш бойичә оқуш мәркизини  көздин кәчүрди.
Қасым-Жомарт Тоқаев йеза егилигиниң мәмликитимиз үчүн стратегиялик муһим саһа екәнлигини, шуңлашқа алдимизда әмгәк  үнүмини ашуруш вәзипсиниң туруватқанлиғини, уни йеңи технологияләрни җарий қилмастин вә менеджментни яхшилимастин әмәлгә ашурушниң мүмкин әмәслигини тәкитлиди.
Президент Ақмола вилайитигә қилған иш бабидики сәпири даирисидә  вилайәт һакими Ермек Маржиқпаевниң регионда инвестициялик лайиһиләрниң әмәлгә ашурулуватқанлиғи вә Көкшетав шәһирини тәрәққий әткүзүш истиқбали тоғрилиқ һесавитини  тиңшиди.


Дөләт  рәһбири  һакимниң һесавитини тиңшап, регион тәрәққиятиниң асасий йөнилишлирини бәлгүләп бәрди.
– Вилайәт алдида  бирқатар вәзипиләр туруватиду.  Бу, жүмлидин һосул жиғиштуруш кампанияси.  Әлвәттә, биз  мәзкүр кампания вақтида утуқ қазинишниң көп җәһәттин тәбиәт шараитиға бағлиқ екәнлигини чүшинимиз. Бирақ шундақ болсиму тәбиий шараитниң  сәлбий ақивәтлирини азайтиш үчүн барлиқ күчни сәрип қилип, һосулни толуқ жиғиштурувелишимиз  керәк. Бу биринчи.  Иккинчидин, бийилқи  яз  пәсли немини көрсәтти? Чарвичилиқ егиликлири мал сетивелип, өзлирини фермерлар дәйду, бирақ йәм-чөп базисини унтуп қалиду. Һазир мошу проблемиғиму диққәт бөлүш керәк,–дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Дөләт рәһбири  өзиниң Қосшы йезисиға вилайәтлик әһмийәткә егә шәһәр мәртивисини бериш тоғрилиқ қарариға изаһ бәрди.
– Пәрман имзаланди. Мәзкүр һөҗҗәтниң имзалиниши  вә шәһәргә вилайәтлик әһмийәткә егә мәртивә берилиши яхши инкас  пәйда қилди. Бирақ адәмләргә   мәзкүр қарарниң пәқәт вилайәттила әмәс, бәлки униң ташқирисидиму ижабий әһмийәткә егә болғанлиғини қошумчә чүшәндүрүш керәк. Һәммидин авал мундақ қарар Қосшыдики адәмләрниң турмушини йениклитишкә қаритилған. Биз қәғәз йүзидә бу йәрдә 40 миңға йеқин адәм яшаватқанлиғини  көрүватимиз. Әмәлиятта–80 миң. Улар һаят кәчүрүшниң муһим мәсилилирини һәл қилиш үчүн  Көкшетавға, вилайәт мәркизигә бариду. Йәни  наһайити нурғун вақит, күч кетиду, бу, әлвәттә, турғунларниң әсәбини қозғайду. Шуңлашқа мәмурий мәртивисини өзгәртиш қарари қобул қилинди. Бу тоғра қарар дәп, һесаплаймән,–дәп тәкитлиди Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң Көкшетав шәһириниң турғунлириға бәргән вәдисини орунлашниң вә ТЭЦ селишқа киришишниң зөрүр екәнлигини билдүрди.
Президент  шундақла йеза егилиги машина ясаш саһасини тәрәққий әткүзүш мәсилисини көтәрди вә Көкшетавниң мәзкүр саһадики таянч пункларниң бири болуп һесаплинидиғанлиғини атап көрсәтти.
Дөләт рәһбири шәһәр һакимлиғиниң турушлуқ өй селиш бойичә планлирини  қоллап-қувәтлиди.  Униң пикричә,  ижтимаий турушлуқ өй бериш мәсилсини тәртипкә кәлтүрүш керәк.
Қасым-Жомарт Тоқаев  йеза вә поселкилар һакимлири уттур сайлиминиң муһим екәнлиги тоғрилиқ йәнә бир қетим тохталди. Униң сөзичә, йеза турғунлири өзлири аһалиқ пунктларға рәһбәрлик қилишини халиған адәмләрни сайлиди.


– Йәрлик һакимлар әнди беваситә өзлирини сайлиған  гражданлар алдида жавап бериду. Уларниң  өз программилири бар, улар  мошу программиларни әмәлгә ашуруши керәк. Шуниң билән бир вақитта вилайәтләр һакимлири сайланған адәмләргә ярдәм қилиши лазим. Мән сайланған һакимларниң һазир уларни гра жданларниң, поселкилар вә йезилар турғунлириниң тәсадипи сайлимиғанлиғини иши билән испатлиши керәк, дәп ейтқан болар едим. Улар өз  программилирини сөзи билән әмәс, иши билән орунлиши шәрт. Биз нурғун сөзләймиз, әпсуски, аз ишләймиз. Әмәлиятта биз әһвални топ-тоғра 180 градус  айландуруветишимиз лазим. Аз сөзләп, көп ишләш керәк,–дәп хуласилиди Дөләт рәһбири.

1606 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы