• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 05 Тамыз, 2021

Алимлар билән учрашти

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң новәттики учришиши «Қәдәм» телевидениесиниң һозурида өтүп, униңға мәзкүр җәмийәтлик тәшкилат йенидики Алимлар кеңишиниң бир түркүм әзалири қатнашти.

Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»

Мәзкүр учришиш униң қатнашқучилирини тонуштуруш вә Штаб рәиси, «Туран дунияси» түркийтиллиқ хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпировниң Штаб ишлири һәққидә қисқичә әхбарат бериши билән башланди. У алимларниң оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдә илмий ишлар билән шуғуллиниватқан қабилийәтлик оқуғучиларни һәм уларниң илим-пәнгә болған иштияқини ойғитишта мәдәткар болуп келиватқан пән муәллимлирини һәртәрәплимә қоллап-қувәтләштә қилинишқа тегиш чарә-тәдбирләр вә уйғур синиплириға балиларни җәлип қилиш әтрапида өзара пикир алмаштуруш тәкливини оттуриға қойди.
Дәсләп сөз новитини алған әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетиниң профессори, география пәнлириниң доктори Шерипҗан Надиров уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң өз вақтида қурулғанлиғини вә қолға алған үзгү ишлирини йәниму давамлаштуруш зөрүрлүгини тәкитлигәч, бүгүнки күндә уйғур мәктәплириниң башқа тиллиқ мәктәпләрдин бир қәдәм илгири болуши керәклигини, әгәр шу дәриҗигә йәтмисәк, уйғур мәктәплиридин айрилип қалидиғанлиғимизни қәйт қилди. Алим шундақла һәрбир мәктәптә, болупму йеза мәктәплиридә элективлиқ курсларни җанландурушниң муһимлиғини, оқуғучиларни илмий ишларға җәлип қилиш арқилиқ билим бериш дәриҗисини көтиришкә болидиғанлиғини ейтти. Натиқ бүгүнки күндә уйғур алимлири билән уйғур мәктәплирини бағлаштуридиған, өзара һәмкарлиқни күчәйтидиған — мәктәп-бакалавриат — магистратура — докторантура — паалийәтни қолға елиш зөрүрлүгини, ениғирағи, мәктәпләрдә риқабәткә қабилийәтлик мутәхәссисләрни тәрбийиләш вә тәйярлаш арқилиқ талантлиқ балиларни издәп тепишниң вә уларға ғәмхорлуқ қилишниң кейингә қалдуруп болмайдиған муһим вәзипә екәнлигини билдүрди. 
Қазақ инженерлиқ технология университетиниң профессори, биология пәнлириниң доктори, академик, ҖУЭМ 

йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси Мәсимҗан Веләмов алий оқуш орунлирида тәйярлинидиған мутәхәссисләрниң артуқчилиғи вә алаһидиликлири, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр оқуғучилириға кәспий йөнилиш бериш, йәни мутәхәссислик таллаш мәсилилиригә қисқичә тохтилип өтти. Натиқ мәктәплиримиздә илмий ишлар билән шуғуллиниватқан қабилийәтлик оқуғучиларниң әмгәклирини баһалаш, тоғра йөнилиш бериш, ҖУЭМниң сайтиға уйғур алимлири тоғрилиқ мәлуматларни киргүзүп, мәктәпләргә әвәтиш, тәқриз йезиш вә илмий рәһбәрлири билән йеқин мунасивәт орнитиш ишлирини уюштуруш әтрапида өз ой-пикирлири билән ортақлашти. 
Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң доценти, филология пәнлириниң намзити Руслан Арзиев ҖУЭМ миллий маарип мәсилисини дайим диққәт мәркизидә тутуп кәлгәнлигини алаһидә тәкитләп, өз вақтида көрнәклик һоқуқшунас алим Әнвәр Һаҗиевниң миллий маарипимизниң моҗут мәсилилирини йешиштә зор төһпә қошқанлиғини атап көрсәтти. Руслан Уйғуроғли бу қетим бу иш башқичә йөнилиштә уюштурулуватқанлиғини һәм ана тили арқилиқ миллий мәктәпләрни сақлап қелиш мәхситидә елип бериливатқан һәрқандақ ишларни қоллап-қувәтләшниң зөрүрлүгини, шу йөнилиштә һәрикәт қиливатқан Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң паалийитини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини һәм униң ишлириға қолидин келишичә ярдәмлишишкә тиришидиғанлиғини қәйт қилди. Тилшунас алим илмий иш билән шуғуллинишқа бәл бағлиған оқуғучиларниң алди билән ишни мавзу таллаштин башлашни ойлаштуруш керәклигини, йәни алдирақсанлиққа йол қоймай, илмий рәһбири билән зич мунасивәт орнитип һәм мәслиһәтләшкән һалда илмий ишқа тутуш қилишниң зөрүрлүгини қәйт қилди. 
Биология вә өсүмлүкләр биотехнологияси институтиниң вә Қазақ миллий аграр университетиниң бирләшмә профессори, биология пәнлириниң намзити Тимур Турдиев оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр, болупму йеза мәктәплири оқуғучилириниң 7-8-синиплардин башлап қайси саһани вә мәлум бир пәнни таллишини ениқлап, андин шу таллиған пәнләрдин қошумчә билим беришни уюштуруп, билимини күчәйтиш керәклигини, 10-11-синипларға көчкәндә, йәни оқуғучи таллавалған пәнини чоңқур өзләштүргәндә, уларниң чоң шәһәрләрдики университетларни, илмий-тәтқиқат мәркәзлирини, мәхсус лабораторияләрни зиярәт қилишини уюштурушниң, оқуғучиларни илмий лайиһиләргә қатнаштурушниң зөрүрлүгини һәм бу хилдики учришиш-зиярәтләрниң кәсип таллашта зор түрткә болидиғанлиғини қәйт қилди. 
Алмута технология университети Озуқ-түлүк сүпити вә бехәтәрлиги кафедрисиниң бирләшмә профессори, PhD доктори Санавәр Әзимова Штаб паалийитини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини һәм һәмкарлишип ишләшкә тәйяр екәнлигини тәкитлигәч, учумкарларға кәспий йөнилиш бериш, йәни тәйярлинидиған мутәхәссисләрниң артуқчилиғи вә алаһидиликлири һәм башқиму кәсип таллаш мәсилилири әтрапида өз ой-пикирлири билән ортақлашти. 
 «Өрлеу» Алмута вилайәтлик муәллимләрниң билимини мукәммәлләштүрүш институтиниң Тәрбийә вә шәхсни иҗтимаийландуруш кафедрисиниң чоң оқутқучиси, Қазақстан Җумһурийити билим бериш саһасиниң пәхрий хадими Махмут Җәлилов уйғуртиллиқ мәктәпләрдә билим еливатқан балиларға бағчә — башланғуч синип вә мәктәпни тамамлиғичә болған арилиққичә йол көрситип беридиған, уйғур мәктәплириниң кәлгүси истиқбалини бәлгүләп беридиған һәм уларни тоғра йолға салидиған мәхсус стратегия түзүп чиқиш зөрүрлүгини һәм мошу йөнилиштә мәктәпләрдә онлиған семинар вә конференцияләрни өткүзүшниң муһимлиғини тәкитлиди. 
Алмута шәһири А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназия мудириниң профиллиқ вә көптиллиқ билим бериш бойичә орунбасари, тарих пәнлириниң намзити Аидәм Әсқәрова оқуғучиларни уйғур синиплириға җәлип қилиш мәсилисидә муәллимләрниң өз үстидин ишләшкә алаһидә көңүл бөлүшиниң муһимлиғини тәкитлиди. Натиқ илмий ишлар билән шуғуллиниватқан оқуғучиларниң әмгәклиригә тәқриз йезиш бойичә өз көзқарашлирини билдүргәч, йеза мәктәплири билән йеқин болуш үчүн иҗтимаий торларда алимлиримизға өзлириниң мәхсус сәһипилирини ечип, униңда өзлириниң илмий-иҗадий паалийәтлири тоғрилиқ мәлуматларни беришкә болидиғанлиғини һәм мошу ишни изчил уюштуруш үчүн мүмкинқәдәр Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң мәхсус сайтини ечиш зөрүрлүгини қәйт қилди. Аидәм Нариманқизи мошу жилдин башлап Билим вә пән министрлиги тәрипидин кәсип таллаш йөнилишиниң 7-синиптин башланғанлиғини, демәк, ата-анилар билән муәллимләрниң бу муһим мәсилигә йәттинчи синиптин башлап киришиши керәклигини алаһидә тәкитлиди вә оқуғучиларға кәспий йөнилиш бериш бойичә қайси мәсилиләргә көңүл бөлүш керәклигини атап өтти.
Өз новитидә сөз алған Штаб әзалири — Қазақ миллий аграр университетиниң вә Suleyman Demirel University профессори, әдлийә пәнлириниң доктори, академик Шаймәрдан Шәрипов, «Мектеп» нәшрияти Уйғур тәһриратиниң башлиғи Рәхмәтҗан Ғоҗамбәрдиев миллий маарип мәсилилири әтрапида өз ой-пикирлири билән ортақлашқач, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләшниң зөрүрлүгини алаһидә қәйт қилишти. 
Учришиш ахирида Карлин Мәхпиров уйғур алимлириниң оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлиғини орнитиш вә буниңдин кейинму мустәһкәмләш мәхситидә демократик асаста уйғур алимлири ара Штаб рәисини бәлгүләшниң муһимлиғини тәкитлиди. Учришишқа қатнашқан алимларниң өзара пикир-тәклиплири асасида Штаб рәислигигә ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси Мәсимҗан Веләмов вә униң орунбасари болуп А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназия мудириниң профиллиқ вә көптиллиқ оқутуш бойичә орунбасари Аидәм Әсқәрова бир еғиздин сайланди. Учришиш қатнашқучилири бу мәсилидә һәмкарлишип һәрикәт қилишқа келишти.

4795 рет

көрсетілді

5

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы