• COVID - 19
  • 05 Тамыз, 2021

Күрәш техи тохтимиди

«Антирекорд: елимиздә бир тәвлүктә (29-июль күни) 7778 адәмдин таҗсиман вирус ениқланди. Йәни мошу вақит ичидә 101 адәм көз жумди. Һә, давалиниватқанларниң арисида 1639 адәмниң әһвали еғир. 180 бемар сүнъий нәпәс елиш аппаратиға четилған». Бу өткән һәптиниң шәнбисидики мәлумат. Көрүп турғиниңиздәк, әһвал мурәккәп. Болупму, июль ейиниң ахирқи икки һәптисидә елимиздики таҗсиман вируслуқ әһвал кәскин өзгәрди. Вирус жуқтурғанларниң сани күндин-күнгә көпийип, елимиздики айрим өлкиләрдә карантин тәләплири қайтидин күчәйтилди. Алмута вилайитигә қарашлиқ Уйғур наһийәсиму шулар җүмлисидин. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Мәлумки, мәмликәттики әһвалниң начарлишиға бағлиқ Баш дөләтлик санитар  врачи йеңи қарарға қол қойди. Аталмиш һөҗҗәттә «қоюқ қизил» тәвә дегән йеңи уқум пәйда болди. Йәни, бу тәвәгә тәвәкәллик дәриҗиси интайин жуқури регионлар киргүзүлиду. Һазирқи таңда таҗсиман вирус көрсәткүчлири бойичә Нур-Султан, Алмута шәһәрлири билән Қариғанда вилайити көч бешида туриду. Елимиздики эпидемиологиялик әһвални баһалаш матрицисиға мувапиқ, он алтә регион «қизил», бир вилайәт «сериқ» тәвә һесапланмақта. Әпсуслинарлиғи, һазирчә «йешил» тәвәдә бирму-бир регион йоқ. Чүнки, июнь ейи билән селиштурғанда, июль ейида ковид жуқтурғанларниң сани 5,2 һәссигә өскән. Һәтта, бирқатар регионлардики дохтурханиларда орун мәсилисиниң кәскин турғанлиғни ейтти Саламәтликни сақлаш министри Алексей Цой мәхсус брифингта сөзлигән сөзидә. Елимиздә тохсән миңға йеқин бемар тиркәлгән болса, униң жигирмә бәш миңи стационарда, атмиш бәш миңға йеқини болса, амбулаторияләрдә даваланмақта. 
Җүмлидин, Уйғур наһийәсидики әһвалму медицина хадимлирини вәһимигә салмақта. Өткән һәптидики дерәкләргә асаслансақ, мәркизий дохтурханида вирус жуқтурған атмиш адәм давалиниватиду. Умумән, бүгүнки күнгичә наһийә бойичә 408 адәм дохтурханидин сақийип чиқти. Һазир тоққуз адәмниң өй карантиниға елинғанлиғини, шундақла бемарлар саниниң күндин-күнгә көпийиватқанлиғини хәвәрлиди дохтурлар. 
«Сақлансаң – сақлаймән» демәкчи, Уйғур наһийәсидә карантин тәләплири қайтидин күчәйтилди. Аһалиға хизмәт көрситиш мәркизи қайтидин бәш күнлүк иш кәштисигә көчсә, ашхана, кафелар, йәни җәмийәтлик тамақлиниш орунлириниң барлиғи шәнбә-йәкшәнбә күнлири пәқәт буйрутма билән хизмәт көрситип, башқа күнлири кәчки саат сәккиздә ишини тохтитидиған болди. Наһийә һакиминиң орунбасари Кәдиржан Бағбаев башлиған мониторинглиқ топ тойханиларни, хәлиқ көп жиғилидиған орунларни арилап, сақлиқ чарилириниң орунлинишини җиддий назарәткә алди. 
Қисқиси, карантин тәләплиридин һәммимиз һәммимиз яхши хәвәрдар болсақму, униңға бирдәк әмәл қилмайватимиз. Һәтта аримизда һелиғичә мәзкүр вирусқа ишәнмәйватқанларму бар. Мениңчә, таҗсиман вирусни сақайтиштин бурун, хәлиқниң көңлидики «гуман» вирусиниң давасини тапқинимиз тоғридур. Тәләп бир, амма инсанлар һәрхил. Шуңа, мавзуға бағлиқ бирқанчә адәмниң пикрини билдуқ: 
Зарина БӘКРИЕВА, наһийәлик мәркизий дохтурханиниң терапевти:
– Алдин-ала тәйярлиқ болғачқа, әһвални дәрру назарәткә алған саламәтлик сақчилири әһвални җиддийлаштурмаслиқ үчүн вирус билән җан талишип күрәшмәктә. Бирақ пәқәт дохтурларниң бу һәрикити йәткүлүксиз. Чүнки биринчи новәттә һәрқайсимиз өз һаятимизни сақлап қелишқа тиришишимиз керәк. Гәпниң расти, таҗсиман вирус билән күрәш болар иш болуп, бойиғи сиңгәндин кейин, йәни дохтурхана босуғисидин башланмақта. Хәлиқ әһвални дохтурханиға йәткүзмәй қолға елиш керәклигини чүшинип турсиму, карантин тәләплиригә сәл қаримақта. Аддийғинә мисал, инсанлар ниқапни өз һаяти үчүн әмәс, пәқәт җәриманға илинип қалмаслиқ үчүн тақайдиғандәк... Бир ниқапни икки саат әмәс, икки айлап тақап жүргәнләр ушбу сөзүмгә испат болалайду. Мошундақ пәйттә «Ким-кимни ахмақ қилип жүриду?» дегән ойда қалисән. Шу чағда киши һаятидин җәриман хуниниң артуқ болғиниму?! Һеч әқилгә сиғмайдиған қилиқ. Йүз тәңгилик ниқапқа пишшиқлиқ қилип жүргәнләр, ағриқ кәлсә, саламәтликни пулға сетивелишқа болмайдиғанлиғини кәч болмай туруп чүшәнсә дәймән...
Саламәтхан АБЛЕМИТОВА, пешқәдәм устаз:
– Бу ағриқ дуния миқиясида бешимизға кәлгән бир күлпәт. Уни қуралсиз уруш десәкму болиду. «Сақлансаң – сақлаймән» дегәндәк, бу хәтәрлик ағриқниң алдини елиш өзимизниң қолида. Униң үчүн сақлиқ қаидилиригә қәтъий риайә қилишимиз керәк. Җәмийәтлик орунларға, дуканларға ниқапсиз бармаслиғимиз лазим. Мүмкинқәдәр өйдин сиртқа чиқмиғинимиз тоғра. Әнди әмләткигә кәлсәк, мән әмләткә салдуруш керәк дегән ойда. Раст, торбәтлиридә вирус вә әмләткигә бағлиқ адәмниң әқлигә сиғмайдиған һәрхил әхбаратлар толуп-тешип жүриду. Лекин биз ялған учурларниң қурвини болмай, саламәтлик сақчилириниң ейтқанлирини орунлиғинимиз дурус. Барлиқ қазақстанлиқларға саламәтлик тиләймән. 
Абдуразақ ТОХТИБАҚИЕВ, Чонҗа йезисиниң жигитбеши:
– Бу вирус дегән түгимәс бала болди. Пүткүл дунияни вәһимигә салған ағриқ билән күрәштә бизгә сәвир, тәртип һәм бирлик керәк. Тәртипни бузидиғанму, айлинип кәлгәндә, зәрдавини тартидиғанму өзимиз. Әһвални қанчә тез қолға алсақ, бу дәһшәтлик ағриқтин шунчә тез қутулаттуқ. Бирақ адәмләрниң бүгүнки иш-һәрикитигә қарисақ, бизгә өмүрдин көрә, бирдәмлик оюн-тамашә артуқтәк?! Ақивитини ойлимай иш қиливатимиз. Әтрапимизда йүз бериватқан қайғулуқ вақиәләрдин савақ елишниң орниға, ағриқниң техиму овҗ елишиға шараит яритип, «өчәй дәп қалған чоғни пүвдәватқан» өзимиз. Амал қанчә, буни бири чүшәнсә, әнди бири чүшәнмәйду. Йәнә бир мәсилә – вирусқа қарши әмләткә. Вакцина – бизни ағриқтин сақлайдиған қалқан. Шуңа, өз бехәтәрлигимиз үчүн әмләткә салдурғинимиз әвзәл дәп ойлаймән. Йешим атмиштин алқисиму, өз ихтиярим билән әмләткә салғуздум. Шунда маңа «Йешиң чоң болғандин кейин вакцина салдурмисаңму болаттиғу. Кериги йоқ нәрсә. Сақ тениңгә ағриқ тиләвалмиғин...» дәп нийитимдин яндурушқа тиришқан тонушлиримму болди. Бирақ мән ундақ ойлимаймән. Әгәр әмләткә зиян болса, һөкүмәт хәлиққә тәвсийә қилмас еди. Шуңа көпчиликни әмләткә салдуруп, вирустин қоғдинишқа чақиримән!
Гүлфида АРЗИЕВА, «Caramel» мәрикилик агентлиғиниң мудири:
– Мана карантин тәләплири йәнә күчәйтилди. Байқиғиним, аһали буни адәттики әһвалдәк қобул қилидиған бопту. Адәмләр дохтурханидики әһвални билип турупму, тәртипкә беқинар әмәс. Оғрилиқчә той ясап, қолиға илинған ниқапни тақап, әйтәвир, адәмләрниң вирус жуқтурувелиштин чөчүватқини чамали. Лекин мән аиләмниң, йеқинлиримниң бехәтәрлигидин әнсирәймән. Әһвал турақланғичә өйүмдә меһман күтүшни тохтитип, амали болса, адәмләр көп топлинидиған йәрләргә бармаслиққа тиришимән. Һәрким – өз өмриниң муһапизәтчиси. Өмүр пәқәт бирла қетим берилиду. Шуңа бехәтәрлигимизгә беғәм болмайли дегүм келиду. Саламәтликни сақлаш министри ейтқандәк, әмләткә салдурғанлар билән салдурмиғанларни селиштурғанда, әмләткә алғанларниң ағриқни йеңиш дәриҗиси жуқури болиду. Шәхсий пикрим, вирустин қутулушниң асасий йоли – әмләткә салдуруш дәп чүшинимән. Шундақла спорт билән шуғуллиниш, дурус тамақлиниш, таза һавада сәйлә қилиш, шәхсий тазилиққа көңүл бөлүшимизму муһим.    


Хуласә: таҗсиман вирус билән күрәш техи аяқлашқини йоқ. Тоғриси, той-төкүн вә нәзир-чирақларни тохтатмай туруп, ағриқни йеңиш мүмкин әмәс. Әһвалниң бүгүнкидәк мурәккәплишип кетишиниң асасий сәвәвиму мошуниңда. Той мәвсүми башланди, ниқаплар йәргә ташланди... Ағриқ пәсийишкә башливеди, өткән күнимизни унтидуқ. Тағда-бағда топлишип жүримиз дәп, әнди мана дохтурханиларғиму «топлишип» кирип, сақ бешимизға бала тиләвалдуқ. Хулләс, бүгүнки вәзийәткә қарита сиз қандақ пикирдә, оқурмән?..


    

276 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы