• Сәнъәт
  • 12 Тамыз, 2021

Уссулчи Расулниң шагиртлири

Уссул, нахша-сазға қизиқмайдиған уйғур болмиса керәк. Мақалә қәһримани Расул Исрапулов әйнә шундақ уссул шәйдаси. Мәктәпләрдә өтүлидиған һәрқандақ мәдәний мәрасимлар Расулниң иштракисиз өтмәйдиған. Өзигә бәк яришимлиқ миллий кийимини, бешиға қәшқәр дописини кийип, чаққан, әвришим уссуллирини ойниғанда, һәммә униңға зоқлинип қаришатти. 

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

 Русулға, аилә шаратиға бола, сәнъәт мәктивини тамамлаш мүмкин болмиди. Бирақ у уссул сәнъитини ташлап кетәлмиди. Тәңтушлири кәсип егиләш үчүн чоң шәһәрләргә билим издәп кәтти. Амма униң балилиқтики уссулчи болуш армини, мундақ ейтқанда, униңға «арам» бәрмиди. Сәнъәткә болған ишқи, тиришчанлиғи түпәйли, у тонулған балетмейстер Тайирҗан Баратовтин уссулниң қир-сирлирини үгәнди. Шундақ қилип, уссул ишқивази әнди «Тюркваз» уссул топиниң әзаси сүпитидә Алмута шәһириниң сәһнилиридә өз һүнирини намайиш қилишқа башлиди. 
Расул кейинирәк «Ирадә» ансамблиниң уссулчиси сүпитидә «Яңра, нахшам», «Баһар наваси» охшаш концертлиқ программиларда көрүнүшкә башлиди. Пәйдин-пәй у уссулға ишқи бар һәвәскарларниң бешини қошуп уссул топини тәшкил қилди. Уни бовисиниң мәслиһити билән «Қәшқәр» дәп атиди. Уйғур миллий вә шәриқ хәлиқлириниң уссуллирини өзиму үгинип һәм уни уссулға иштияқ бағлиғанларға үгитиватқан у, әнди ана жути Яркәнткә келип, сөйүмлүк ишини давамлаштурди. Бу күнләрдә Расулниң 60тин ошуқ шагирти бар. Бәш яштин жигирмә бәш яшқичә болған уссул шәйдалири үч топта мәшиқлиниватиду. Расулға хореограф Шахноза Асимова ярдәмләшмәктә. 
 — Жутумда уссулчиларниң бешини қошуп, бир топта үгитиш мәхситим барлиғини ейтқинимда, анам Гүлнарә билән бовам Маһмут вә момам Иминәм қоллап-қувәтлиди, — дәйду Расул келәчәк мәхсәт-реҗилири билән бөлүшүп. — Биз һазир Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң бенасида мәшиқлиниватимиз. Мәркәз рәиси Азат ака Гайитовтин миннәтдармиз. Чүнки уссул ишқивазлири үчүн мәзкүр залда барлиқ шараит яритилған. 


 Уссулларни сәһниләштүрүштә маңа хореограф Шахноза Асимова йеқиндин ярдәмлишиватиду. Шахноза истедатлиқ уссулчи Гөзәл Ниязова билән балетмейстер Эльмира Сәйдуллаеваниң шагирти. «Қәшқәр» ансамбли әзалири той-төкүнләрдә миллий уссулларни иҗра қилиш биләнла чәклинип қалмайду. Сөзүмиз қуруқ болмаслиғи үчүн шагиртлиримизниң қол йәткүзгән утуқлириға қисқичә тохтилип өтәй. Үч топтики уссул шәйдалири Алмутида болуп өткән «Drave Almaty» намлиқ һәрхил милләт вәкиллири қатнашқан байқашта биринчи орунни елишқа муйәссәр болдуқ. Бу байқашта шагиртлиримиз «Уйғур қизи», «Уйғур исми» вә «Сүрнәй садаси» уссуллирини иҗра қилип, көпчиликниң алқишиға сазавәр болди. Байқаш демәкчи, мундақ мәрасимларға қатнишип, өз һүнәрлиримизни намайиш қилишимизға балиларниң ата-анилири һамийлиқ қиливатиду. Шундақла жутдишимиз Турған Зайитов бизниң дайим ғәмхорчимиз. Мана шу акимизниң һамийлиғида биз клипларни чүшәрдуқ. Кәспий ғеҗәкчи Икрәмҗан Лохманов вә нахшичи Молутҗан Тохтахунов билән «Әссалам, Қәшқәр!» «Хәлқим» нахшилириға сәһниләштүрүлгән уссуллуқ қоюлумлиримизни тамашибин иллиқ қарши алди. Һазир Долан уссулини сәһниләштүрүватимиз. 
Расулниң шагиртлири тәвәдики Чулуқай, Пәнҗим йезилирида һәм чәт әлләрдиму бар. Канадидики Шәмшинур Абдурешит рәһбәрлигидики он уссулчи Расулдин онлайн-дәрис алиду. Биз Расул билән сөһбәтлишиш җәриянида һәрхил яштики уссул ишқивазлириниң уйғур, қазақ рус уссуллирини үгиниватқанлиғини көрүп, бәһримән болдуқ. 

Панфилов наһийәси. 
 

335 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы