• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 12 Тамыз, 2021

Қаримлар билән учрашти

Қазақстан мустәқилликкә еришкәндин буян елимиз Конституциясидә көрситилгән қаидиләргә мувапиқ барлиқ пухраларниң диний етиқатиға әркинлик берилип, қанун җәһәттин бәкитилди. Әйнә шу мүмкинчиликләрдин пайдиланған һалда, уйғур қаримлиридин тәркип тапқан җәмийәтлик бирләшмиму Қазақстан Мусулманлири диний башқармиси билән бирликтә паалийәт елип бериватқанлиғи көпчиликкә яхши мәлум. Мошуниңдин үч ай илгири җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида қурулған Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби өзиниң новәттики учришишини «Қәдәм» телевидениесиниң һозурида әйнә шу қаримлар җәмийитиниң бир түркүм вәкиллири билән өткүзди. 
Риясәтчи «Уйғур авази» гезитиниң бөлүм муһәррири, филология пәнлириниң намзити Шәмшидин Аюпов учришиш қатнашқучилирини тонуштурғандин кейин Штаб рәиси, «Туран дунияси» түркийтиллиқ хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров Штаб ишлириға қисқичә тохталди. У ислам динини иҗтимаий мәсилиләрдин бөлүп қарашқа болмайдиғанлиғини алаһидә тәкитләп, өтмүштә мәшһур диндарларниң, мәсилән, маарип саһасиғиму йеқиндин арилашқанлиғини, бүгүнки күндиму яш әвлатни қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик вә милләтпәрвәрлик роһида тәрбийиләштә униң ихтидариниң күчидин қалмиғанлиғини, шуниң үчүн мошу күнгичә миллий маарипимизға бепәрва қаримай кәлгән қаримлар, исламшунаслар, имамлар билән баш қошуп, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш мәсилилирини муһакимә қилишниң алдин-ала реҗиләнгәнлигини қәйт қилди. 
Дәсләп сөз новитини алған Нурмуһәмәт қарим Иминов анатиллиқ мәктәпләрни, синипларни сақлап қелишниң хәлқимиз тәғдиригә бепәрва қаримайдиған һәрқандақ бир шәхсниң, тәшкилатниң вәзиписи екәнлигини ейтти. У мәктәпләрдә уйғур тилида оқуған балиларниң динни үгиништиму бәзи мүмкинчиликләргә еришәләйдиғанлиғини, динниң, мәсилән, пәқәт намаз оқуш, роза тутуш биләнла чәкләнмәй, бәлки әдәп-әхлақ принциплири асасида тәрбийиләштә, миллий урпи-адәтләрни сақлашта әһмийитиниң чоң екәнлигини тәкитлиди. 
Ялқун қарим Норузов қарим вә имамларниң ана тилиниң әвзәлликлирини, балиларни ана тилида оқутушниң әһмийитини давамлиқ тәрғип қилиш лазимлиғини, шундақла уйғур тилида билим алған бала үчүн қуръанни оқуп үгиниш асанға чүшидиғанлиғини, униң натиқлиқ қабилийитиниң сөзсиз өсидиғанлиғини билдүрди. 
Җамалдин қарим Қәмирдинов пәрзәнтләрни билимлик адәмләрдин қилип тәрбийиләшниң һәрқайсимизниң муһим вәзиписи екәнлигини, ана тилида оқуған балиниң башқа тилларни егиләп чиқиш мүмкинчилигигә егә болидиғанлиғини көздә тутқан һалда шәхсән өзиниңму үч пәрзәндини анатиллиқ мәктәпкә бәргәнлигини оттуриға қойди. 
Исмайил қарим Бақиев «ана тилида оқуған балиларниң келәчиги йоқ», дегән чүшәнчиниң әмәлиятқа мас кәлмәйдиғанлиғини тәкитлигәч, уйғур тилида мәктәпләрни тамамлиғанларниңму чоң лавазимларда хизмәт қиливатқанлиғини, бәзилириниң алий оқуш орунлирини пүтәрмисиму, һөрмәтлик, инсаплиқ кишиләрдин болуп йетилгәнлигини ейтти. 
Ярмуһәмәт қарим Данахунов «Қуръан Кәрим» айәтлиридә, һәдисләрдә милләтниң моҗутлуғи һәққидә көплигән несиһәтләрниң ейтилғанлиғини, пәқәт ана тилида оқуп, өз хәлқиниң тарихини, мәдәнийитини билгән адәмниң шу милләткә вәкиллик қилип, хәлқини башқиларға тонуштуруш ихтидариға егә болалайдиғанлиғини қәйт қилди. 
Нуриддин қарим Рәһманов мәйли қаримлар яки тиҗарәтчиләр, мәйли зиялилар яки башқилар болсун, ана тилини сақлап қелиш үчүн бирлишип һәрикәт қилиш лазимлиғини, ана тилини сақлимиған милләтниң милләт сүпитидә йоқилип кетиш ховупиға дуч келидиғанлиғини атап көрсәтти. У уйғур тилиниң нәқәдәр бай екәнлигини алаһидә тәкитләп, бүгүнки күндә әйнә шуни инкар қилидиған илләтләрниң көпийип кәткәнлигигә әпсусланди вә келәчәктә шундақ нәрсиләргә йол қоймаслиқ керәклигини агаһландурди. 
Мәзкүр баш қошуш ахирида оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлиқ орнитиш мәсилиси қарилип, қаримларниң өзара тәклиплири асасида Штаб рәислигигә бир еғиздин 
Ярмуһәмәт қарим Данахуновниң намзити көрситилди. Улар Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң ишлирини қоллайдиғанлиғини йәнә бир қетим тәкитләп, қисқа вақитниң ичидә иш-реҗилирини бәлгүләйдиғанлиғини билдүрүшти. 

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ, 
ҖУЭМ йенидики Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби рәисиниң орунбасари.

4818 рет

көрсетілді

97

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы