• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 19 Тамыз, 2021

«Қәдәм» һозурида — жигитбашлири

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида қурулған Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби өзиниң новәттики учришишини «Қәдәм» телевизиясиниң һозурида жигитбашлири билән өткүзди. Униңға Алмута шәһири вә Талғир наһийәсиниң оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр бар мәһәллә вә йезиларниң жигитбашлири иштрак қилди. 
Учришиш риясәтчиси «Уйғур авази» гезитиниң бөлүм муһәррири, филология пәнлириниң намзити Шәмшидин Аюпов бу қетимқи баш қошушта оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдики 1-синипқа вә мәктәпалди тәйярлиқ топиға келиватқан балиларниң санини көпәйтиш, шу мәктәпләрни сақлап қелиш, уларни һәртәрәплимә маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтләш, Қазақстан һөкүмити яритип бериватқан мүмкинчиликләрдин тоғра пайдилиниш охшаш мәсилиләр әтрапида муназирә болидиғанлиғини әскәртти. 
Дәсләп сөз новитини алған Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң рәиси Карлин Мәхпиров қедимидин бәгләрниң, йәни һазирқи жигитбашлириниң уйғур җәмийитидә чоң роль ойнап кәлгәнлигини, һазирқи вақитта жигитбашлириниң «Уйғур авази» вә башқиму уйғуртиллиқ мәтбуатлиримизға муштири топлашта вә уларни сақлап қелишта, анатиллиқ мәктәпләр вә синипларға бала топлашта, миллий мәдәнийитимизни тәрғип қилишта вә башқиму көплигән чарә-тәдбирләрдә дайим өзлириниң тәшкилатчанлиғини, қабилийитини, ишбиләрмәнлигини вә милләтпәрвәрлигини намайиш қилип кәлгәнлигини тәкитлиди. Шуңлашқа жигитбашлириниң жут ичидә абройиниң үстүн екәнлигини, һәрқанчә еғир-җапалиқ иш болсиму, мисли көрүлмигән тиришчанлиғи түпәйли, униң һөддисидин чиқип келиватқанлиғини қәйт қилди. 
 Учришишқа қатнашқан ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рəиси Ярмуһәмәт Кебиров, Талғир наһийәси Гүлдала йезисиниң баш жигитбеши Азат Қурбанов, Қизил Ғәйрәт йезиси баш жигитбешиниң орунбасари Қасимҗан Чоруқов, Туздыбастав йезиси баш жигитбешиниң орунбасари Өмәрҗан Хошнәзәров, Бесағаш йезисиниң баш жигитбеши Әхмәтҗан Ахмоллаев, Алмута шәһири Шапағат (Заря Восток) мәһәллисиниң жигитбеши Үсүпҗан Бәраев, Аэродром мәһәллисиниң жигитбеши Исмайил Садиқов, Көкмайсә мәһәллисиниң жигитбеши Әркин Анайәтов, Түрксиб мәһәллисиниң жигитбеши Ришат Разиев вә Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Әхмәтҗан Имиров Қазақстан һөкүмити мустәқиллик алғандин буян башқа милләтләр қатарида уйғурларғиму өз ана тилини вә анатиллиқ мәктәплирини сақлап қелиши, урпи-адәтлирини, мәдәнийитини, сәнъитини, әдәбиятини тәрғип қилиши, яш әвлатларни қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик вә милләтпәрвәрлик роһида тәрбийилиши үчүн мүмкинчиликләрниң яритилғанлиғини алаһидә тәкитлиди вә өзлириниң миннәтдарлиғини билдүрди. Натиқлар бәзидә әйнә шу мүмкинчиликләрни тоғра вә вақтида пайдиланмай, җәмийитимизгә вә хәлқимизниң бүгүнки тәғдиригә зит келидиған кона чүшәнчиләрдин техичила қутулалмай келиватқанлиғимизға, шәкилләнгән вәзийәтни тоғра вә объектив баһалимай, садир болған қийинчилиқларни һәл қилиш йоллирини тепиш мәсилисигә үзә қараватқанлиғимизға қаттиқ әпсусланди. Жигитбашлири өзлири яшаватқан йеза вә мәһәллиләрдики әһвалға тохтилип, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләргә бала топлаш ишлирини елип беришта пәйда болуватқан тосалғулар һәм уларни һәл қилиш йоллирини көрситип, җамаәтчилик арисида тәшвиқат ишлирини жүргүзүшни техиму күчәйтиш лазимлиғини, бала топлаш мәсилисидә жут активлири, жигитбашлири, ханим-қизларниң башқиларға үлгә болуш керәклигини, анатиллиқ мәктәпләрни сақлап қалмисақ, өзимизниң милләт сүпитидә йоқап кетиш ховупиниңму жирақ әмәслигини билдүрди. Бу җәһәттә улар Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң шу йөнилиштә елип бериватқан ишлирини толуқ қоллап-қувәтләп, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдә билим еливатқан балилиримизни маддий җәһәттин қоллап-қувәтләш ишлирини җанландурушниң зөрүрлүгини һәм уларниң алий оқуш орунлириға чүшүшигә һәр җәһәттин ярдәмлишишниң, шундақла мәктәпләрниң еһтияҗлирини қанаәтләндүрүшниң амаллирини қилишниң муһимлиғини көрсәтти. 
Учришиш ахирида жуқурида қәйт қилинған вә башқиму садир болуватқан мәсилиләрни һәл қилиш мәхситидә оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлиқ орнитиш зөрүр дәп тепилип, жигитбашлири ара Штаб қуруш қарар қилинди. Нәтиҗидә демократик асаста жигитбашлири ара Штаб рәислигигә Талғир наһийәси Гүлдала йезисиниң баш жигитбеши Азат Қурбанов бир еғиздин сайланди. 

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ,
ҖУЭМ йенидики Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби рәисиниң орунбасари.

4246 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы