• COVID - 19
  • 19 Тамыз, 2021

Сизчу, әмләткә салдурдиңизму?

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази»

Миңлиған, миллионлиған адәмниң өмрини ялмиған таҗсиман вирус кесилидин қачан қутулидиғанлиғимиз һели намәлум. Худди көк асманда парлап турған қуяшниң үзини ториған қара булуттәк, көңүл арамимиз билән хатирҗәмлигимизниң орниға қорқунуч, вайим, қайғу орнатқан ағриқтин бәк чарчидуқ. 
Карантин, ниқап, әмләткә... Инсанниң әқли йәтмәйдиған кәшпиятларни ойлап тепип, дунияниң у чети, бу четини симсиз бағлиған, һәтта каинатни беқиндурған адәмзат көзгә көрүнмәс вирустин үзүл-кесил қутулушниң йолини тапалмай тит-тит. Бирақ ағриқтин сақлинишниң амали сүпитидә вирусқа қарши вакцина тепилди. Әң ахирқи үлгидики айфон чиқса, һеч иккиләнмәй базарға жүгрәйдиған адәмләр, вирусқа қалқан болидиған вакцина ойлап тепиливеди, бирдин икки топқа бөлүнди. Биринчи топ бехәтәрлиги үчүн әмләткә салдурушни қоллиса, «Бекарға кәлгән гөшниң шовиси тетимапту» дегәндәк, иккинчи топ һәқсиз селиниватқан әмләткигә қаршилиқ билдүрмәктә. Сәвәви, улар «Вакцина зиян, һаман бир күни саламәтлигимизгә сәлбий тәсир қилиду» дегән ойда. Айримлири болса, «Бу сәясәт. Қәстән укол селип, йәр йүзидики адәмләрни азайтмақчи» дәп әһвални башқа йеқиға бурмилимақта. Әлвәттә, һечкимниң ағзиға тувақ болалмаймиз. Бирақ бүгүнки беғәмлигимиз әтики күни бешимизға таяқ болуп тәгмәслиги үчүн әһвалға сәясий көзқарашта әмәс, әмәлий көзқарашта йүзләнгинимиз тоғридур. 
 Әлвәттә, вакцина салдуруш яки салдурмаслиқ һәркимниң өз әркидә. Амма вирусқа қарши әмләткә салдурғанларға қариғанда, салдурғанларниң ағриқни тез жуқтуридиғанлиғи илмий җәһәттин дәлилләнди. Узун сөзниң қисқиси, сөзүмизниң қуруқ болуп қалмаслиғи үчүн бирқанчә адәмниң пикригә нәзәр салайли. 

Рая ДАВУТОВА, Чонҗа йезисиниң турғуни: 
— Мән 5-май күни өз ихтиярим билән әмләткә салдурушқа бардим. Маңа Hayat-Vax вакцинисини салди. Аридин жигирмә бир күн өтүп, йәни 26-июнь күни әмләткиниң иккинчи басқучини алдим. Худаға шүкри, әмләткиниң һечқандақ әкси тәсири болмиди. Башта бираз һалсизлиқниң байқалғини болмиса, ағрип кәтмидим. Бирақ һәрқандақ әмләткидин кейин иммунитетимизниң вирус билән күришидиғанлиғи ениқла турған гәп. Аилимиздә саламәтлиги яр беридиғанларниң барлиғи толуқ вакцина салдурди. Мениңчә, әпқачти параңларға ишинип, әмләткидин қечишниң һаҗити йоқ. Һәммиси өз аманлиғимиз үчүн. Йешим атмиштин алқиғачқа, мәндә ағриқни жуқтурувелиш ховупи хелә жуқури. Шуңа өз бехәтәрлигим үчүн һеч ойланмай әмләткә салдуруш қарариға кәлдим һәм бу қараримниң тоғра болғанлиғиға көзүм йәтмәктә. 
Аршалим ДӘВЛӘТОВ, Ақтам йезисиниң турғуни:
— Таҗсиман вирусниң елимизгә йетип кәлгән дәвридә, хәлиқниң икки ойда қалғини бәлгүлүк. Бирлири «сәясәт» дәп тон пичсә, бирлири бу кесәлни аддий туму билән бағлаштурди. Вақит өтүп, бу пикирләрниң хата екәнлигигә көзүмиз йетиватиду. Бу инсанийәткә ховуп туғдуруватқан кесәл. Мениңчә болса, вакцина кесәлниң йолини кесидиған бирдин-бир йол. Шәхсән өзәм Россиядә ишләп чиқирилған Спутник-V вакцинисини салдурдум. Апрель ейида һәр икки басқучи селинди. Биринчи басқучта сәл баш ағриғи билән һалсизлиқ сезилгән болса, иккинчи қетимда һечбир ағриқ бәлгүлири сезилмиди. Вакцинини маңа һечким мәҗбурлимиди. Мән өз ихтиярим билән ағриқханиға бардим. Сәвәви, аиләмниң сақлиғи үчүн, җәмийәттики бехәтәрлик үчүн бу ялғуз йол!
Сатирәм БӘХИТҖАНОВА, Дардамту йезисиниң турғуни: 
— Мән дәсләпкиләрдин болуп әмләткә салдурғанларниң қатаридин әмәс. Чүнки башта қорққанлиғим раст. «Қандақ тәсир қилиду?», «Һәқиқәтән зиян әмәсмиду?» дегәнгә охшаш соаллар йүзидин ойлинип, хелиғичә иккилинип жүрдүм. Кейин әмләткә салдурған йеқинлиримниң мәслиһити билән әмләткә салдурди. Биринчи июньда CoronaVac вакцинисини салдурдум. Биринчи қетим алғанда дәсләпки күнлири сәл-пәл бешим ағрип, мағдирсизландим. Бирақ бу узаққа созулмиди. Иккинчи қетим алғанда һечқандақ һалсизлиниш аламәтлири байқалмиди. Һазир һәммиси дурус. Чүшәнгиним, әмләткә салдуруш бехәтәр һәм саламәтлигимиз үчүн әң тоғра қарар екән. Шуңа көп ойлинишниң яки иккилинишниң һаҗити йоқ. Униң үстигә күндин-күнгә вәзийәт қийинлашмақта. Кәч болмай турғанда әмләткә салдуруп, сақлинайли дегүм келиду. 

Уйғур наһийәсидә әмләткә селиш ишлири һелиму давамлашмақта. Апрель ейидин башлап турғунларға Спутник-V, Hayat-Vax, CoronaVac, QazVac қатарлиқ вакцина түрлири һәқсиз селиниватиду. Наһийәлик мәркизий ағриқханидики мутәхәссисләрниң ейтишичә, дәл һазирқи пәйттә аһалиға Спутник-V вакциниси селинмақта. Атмиш төрт миңдин ошуқ аһалиси бар Уйғур наһийәсиниң 15 544 турғуни әмләткә салдурушниң биринчи басқучидин өтсә, 9002 адәм һәр икки басқучини толуқ елип үлгирипту. Бу  наһийә аһалисиниң 14,2 пайизини тәшкил қилиду. Сизчу, әмләткә салдурдиңизму?

445 рет

көрсетілді

98

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы