• Асасий мақалилар
  • 26 Тамыз, 2021

Авғанстандики вәзийәт муһакимә қилинди

Дүшәнбә күни Коллективлиқ бехәтәрлик шәртнамиси тәшкилати (КБШТ) Коллективлиқ бехәтәрлик кеңишиниң новәттин ташқири сессияси болуп өтти.
Видеоконференция тәртивидә өткән новәттин ташқири сессия Авғанстандики вәзийәткә беғишланди. Униңға КБШТқа әза дөләтләр – Қазақстан, Таҗикстан, Россия, Беларусь вә Қирғизстан Президентлири Қасым-Жомарт Тоқаев, Эмомали Рахмон, Владимир Путин, Александр Лукашенко вә Садыр Жапаров, Әрмәнстан Премьер-министри Никол Пашинян, КБШТ баш кативи Станислав Зась вә тәклип қилинған дөләт вәкили сүпитидә Өзбәкстан Президенти Шавкәт Мирзияев қатнашти.
Таҗикстан Президенти Эмомали Рахмон рәислик қилған новәттин ташқири сессиядә Авғанстандики вәзийәтниң Мәркизий Азия регионидики умумий сәясий һәм иҗтимаий вәзийәткә тәсир қилиш мәсилилири муһакимә қилинди.
Дөләт рәһбәрлири Авғанстандики вәзийәт вә униң КБШТқа әза әлләр бехәтәрлигигә тәсири тоғрилиқ пикирләшти, шундақла Мәркизий Азия регионидики ховупниң алдини елишқа қаритилған чариләрни ишләп чиқиш мәсилисини қараштурди.
Қазақстан Президенти өз сөзидә терроризм вә экстремизмниң тарқилишини, қурал-ярақ вә наркотикларниң қанунсиз айлинимини, йошурун миграцияниң өсүшини, қачақларниң көпийишини, регионға бузғунчи элементларниң киришини қошуп һесаплиғанда, пүтүнсүрүк ховупларниң алдини елишниң зөрүр екәнлигигә диққәтни җәлип қилди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев әйнә шуниңға бағлиқ КБШТниң коллективлиқ бехәтәрлик, оператив иш-һәрикәт системисиниң күчәйтилишигә қаритилған бирқатар чариләрни тәклип қилди. 
Дөләт рәһбири шундақла Авғанстанда гуманитарлиқ вә озуқ-түлүк боһрининиң орун елишиға йол қоймаслиқниң муһим екәнлигигә алаһидә диққәт ағдурди. 
КБШТ Коллективлиқ бехәтәрлик кеңишиниң новәттики сессияси 2021-жили 16-сентябрьда Таҗикстан пайтәхти Дүшәнбә шәһиридә өтиду. 

1406 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы