• Асасий мақалилар
  • 16 Қыркүйек, 2021

Иҗабий баһа берилди

Нурсултан Назарбаев Җамбул вилайитиниң иҗтимаий-мәдәний объектлирини зиярәт қилди, шундақла регион тәрәққиятиниң кетип бериши билән тонушуп, вилайәт рәһбәрлигиниң бу йөнилиштики ишиға иҗабий баһа бәрди.
Қазақстанниң Тунҗа Президенти Әлжан-ана йезисидики (Җамбул вилайитиниң Қордай наһийәси) иҗтимаий-мәдәний объектларни зиярәт қилиштин авал Җамбул вилайитиниң һакими Бердибек Сапарбаев билән учрашти. Сөһбәтлишиш җәриянида Елбасы һәрбий амбарлардики партлашлардин зәрдап чәккән Байзақ наһийәсидә әслигә кәлтүрүш ишлириниң кетип бериши вә турғунларға ярдәм қилиш бойичә көрүлүватқан чариләрдин хәвәр тапти.
Җамбул вилайитиниң һакими Елбасыға регионниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққияти, Nur Otan партиясиниң сайлам алдидики программисини әмәлгә ашуруш ишиниң кетип бериши, шундақла аграрлиқ сектор мәсилилирини һәл қилишқа вә аһалини иш билән тәминләшкә қаритилған паалийәтләр тоғрилиқ әхбарат бәрди. Қазақстанниң Тунҗа Президенти регион рәһбәрлигиниң ишини иҗабий баһалиди.
Нурсултан Назарбаев учришиштин кейин “Әлжан-ана” тарихий мирасгаһиниң паалийити билән тонушти вә мәһкимә территориясигә дәрәқ тикиш мәрасимиға қатнашти. Униңдин ташқири Тунҗа Президент китапхана вә түрлүк өмәкләр паалийәт елип бериватқан йеза Мәдәнийәт өйини зиярәт қилди. Бу йәрдә шундақла 250 орунлуқ концерт зали бар. Елбасы Һөрмитигә Җамбул вилайәтлик филармониясиниң артистлири вә Мәдәнийәт өйидә мәшиқлиниватқанлар музыкилиқ әсәрләрни иҗра қилди.
Қазақстанниң Тунҗа Президенти бу күни шундақла спорт-сағламлаштуруш комплексиниң иши билән тонушти. Комплекста чоң мәйдан, универсал зал, бокс вә күрәш билән шуғуллиниш заллири бар. Һазир спорт-сағламлаштуруш комплексида 400дин ошуқ бала спортниң әркин күрәш, таэквондо, каратэ, волейбол, футбол, бокс түрлири бойичә мәшиқлиниватиду.

1590 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы