• Әхбаратлар еқими
  • 23 Қыркүйек, 2021

«Болашақ» учумкарлири йол көрситиду

Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлигиниң мону бир йеқимлиқ йеңилиғи көпчиликни, болупму, ата-аниларни хошаллиққа бөлимәктә. «Болашақ» программисиниң 150тин ошуқ учумкари елимизниң 100 миңдин ошуқ оқуғучисиниң кәсип таллишиға ярдәмлишидиған болди.
Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»

Лайиһә җәриянида «болашақлиқлар» 9 — 11-синип оқуғучилириға мошу җәһәттин йол-йоруқ көрситиду. Ушбу лайиһигә қатнишишқа нийәт билдүргән программа учумкарлири өз ой-пикирлирини изһар қилмақта. Шундақла, улар өзлириниң билим-қабилийити билән бөлүшүп, бир жил давамида оқуғучиларға «устазлиқ»  қилиду. Мәзкүр лайиһә 13-сентябрь күни Түркстан вилайитидә башланди.
Рәсмий мәлуматларға нәзәр ағдурсақ, елимиз бойичә «Болашақ» программиси даирисидә 11 миңдин ошуқ алий билимлик мутәхәссис тәйярланди. Уларниң бесим көпчилиги ихтисат саһасида паалийәт жүргүзүп келиватиду. Учумкарларниң тәшәббус көтирип, һәқсиз ярдәм қолини сунуши ата-аниларни хошаллиққа бөлимәктә. Ментор-программа учумкарлириниң тәркивидә инженерлиқ-техникилиқ, медицинилиқ, гуманитарлиқ, тәбиий-математикилиқ йөнилиштики пәнләрниң докторлириму бар.
Тәкитләш керәкки, мәзкүр лайиһә қатнашқучилири җәмийәт тәрәққиятиға, билим бериш сүпитини яхшилашқа вә келәчәк әвлатниң өмүр сүрүш дәриҗисини ашурушқа зор үлүш қошмақта.
Мана мошундақ йеңи лайиһини қолға алған «Болашақ» программисиниң 150тин ошуқ учумкари менторлиқ бойичә волонтер болуватиду.

426 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы