• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 14 Қазан, 2021

Ханим-қизлар билән жигитбашлири баш қошти

Өткән пәйшәнбә күни Алмута шәһиридики «Султанқорған» җәмийәтлик бирләшмисиниң мәҗлисләр залида  мәзкүр җәмийәтлик тәшкилатниң тәркивидики Түрксиб наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң һесават жиғини болуп өтти. Униңға Алмута шәһириниң Түрксиб наһийәсигә қарашлиқ 14 мәһәллиниң  Ханим-қизлар кеңәшлириниң  рәислири, жигитбашлири, Алмута шәһиридә паалийәт елип бериватқан бирқатар жәмийәтлик тәшкилатлар вәкиллири вә башқа меһманлар  қатнашти.

Шәмшидин АЮПОВ,
 «Уйғур авази»

Жиғинни Султанқорған мәһәллисиниң баш жигитбеши Низамдун Гәраев киришмә сөз билән ечип, мәзкүр башқошушниң мәхситини чүшәндүрүп, күн тәртиви вә қәдәм тәшрип қилған меһманлар билән тонуштурди. Андин кейин көпчилик Түрксиб наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Нураләхан Һевуллаеваниң һесавитини тиңшиди. У  он төрт мәһәллиниң паалийәтчан ханим-қизлириниң тәшәббуси вә мәрт-мәрданә  жигитбашлириниң  қоллап-қувәтлиши билән атқурулған ишларға, ана тилимизда нәшир қилиниватқан нәширләргә муштири топлаш ишлириға, болупму мәдәний вә хәйрихаһлиқ паалийәтләргә тәпсилий тохтилип өтти.
Башқошуш  җәриянида сөзгә чиққан җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, «Азия бүгүн» гезити баш муһәрририниң орунбасари Тельман Нурахунов, ҚХА Алмута шәһәрлик шөбиси  Анилар кеңишиниң рәиси Маһинур Исрайилова,  Алмута шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Роза Абубәкриева, «Алмута шәһәрлик жигитбашлири иттипақи» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Абдумеҗит Иминов, Уйғур театри тәрипидин кәлгән Җалалидин Илиев, Алмута шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Һосманҗан Обулов Түрксиб наһийәлик Ханим-қизлар кеңиши әзалири вә жигитбашлириниң ишиға утуқ тилигәч, уларниң жутдарчилиқ ишлардики миннәтсиз меһнити, миллий мәдәнийитимизниң тәрәққиятиға қошуватқан төһписиниң салмақлиқ екәнлигини тилға алди. Болупму  жут активистлирини ана тилимизда нәшир қилиниватқан гезит-журналлиримизға муштири топлашқа, Уйғур театриниң концерт программилири билән сәһнә қоюлумлириға тамашибинларни җәлип қилишқа вә оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләргә бала топлашқа ат селишишқа чақирди.

5202 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы