• Әхбаратлар еқими
  • 14 Қазан, 2021

Төмүр, қара вә рәңлик металл...

Үстимиздики жилниң 7-октябрида Қазақстан Җумһурийитиниң индустрия вә инфраструктурилиқ тәрәққият министри “төмүр, қара вә рәңлик металл чиқиндилирини мәмликәттин елип кетишкә бағлиқ бәзибир мәсилиләр тоғрилиқ” буйруқни имзалиди.
“Қазақстан Җумһурийитиниң территориясидин төмүр, қара вә рәңлик металл чиқиндилирини, шундақла, иштин чиққан қоғушун аккумуляторлирини, трубиларни, рельсларни, төмүр йолда ишлитилгән башқиму элементларни автотранспортта елип кетиш алтә айға мәнъий қилинди”, дейилиду һөҗҗәттә.
Буниңға Қазақстан Җумһурийити территориясигә ремонтлаш үчүн кәлтүрүлүп, қайта елип кетиливатқан металл түрлири кирмәйду.
Буйруқ 2021-жилниң 19-октябридин тартип күчкә кириду.

629 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы