- Әхбаратлар еқими
- 14 Қазан, 2021
Миллий банк рәһбириниң һесавити тиңшалди
Қазақстан Президенти Миллий банк рәиси Ерболат Досаевни қобул қилди. Бу тоғрилиқ Президент мәтбуат хизмити хәвәрлиди.
Дөләт рәһбиригә Миллий банк рәиси еқимдики жилниң 9 ай ичидики ахча-несийә сәяситини әмәлгә ашурушниң алдин-ала нәтиҗилири тоғрилиқ, дуниявий ихтисатни әслигә кәлтүрүшниң сүръити вә уни пандемиягичә болған дәриҗигә йәткүзүш, шундақла, тәрәққий әткән дөләтләрдә ахча-несийә сәяситини күчәйтишкә киришкәнлиги һәққидә һесават бәрди.
Ерболат Досаев Президентқа сентябрь ейида жиллиқ инфляцияниң 8,9 пайизғичә көтирилгәнлиги һәққидә ейтип өтти.
Президентқа Миллий банкниң Һөкүмәт билән бирлишип әмәлгә ашуруватқан инфляциягә қарши комплекслиқ чариләр вә инфляцияниң алдини елиш бойичә монетарлиқ сәясәтниң асасий йөнилишлири тоғрилиқ әхбарат берилди. Иҗтимаий әһмийити бар озуқ-түлүк товарлириға мунасивәтлик баһалар бийил август ейидики 10,4 пайиздин сентябрьда 9,6 пайизға төвәнлигәнлигини тәкитләнди.
592 рет
көрсетілді0
пікір