• Әхбаратлар еқими
  • 27 Қазан, 2021

Малийәчиләр аллеяси ечилди

Җумһурийитимиз пайтәхтидә мәмликитимиз мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға вә Малийә министрлигиниң 100 жиллиғиға беғишлинип Малийәчиләр аллеяси ечилди. Қазақстан Җумһурийити Малийә министрлиги бенасиниң алдиға пайтәхт йешил фондини толуқтурған 100 көчәт тикилди.
Йеқинда пайтәхтимиз Нур-Султан шәһиридә Қазақстан Җумһурийити мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға вә Җумһурийәт Малийә министрлиги паалийитиниң 100 жиллиғиға беғишланған Малийәчиләр аллеясиниң ечилиш мәрасими болуп өтти. Мәрасим давамида Җумһурийәт малийә министри Ерулан Жамаубаев аллеяниң ечилиши малийә министрлиги тәвәллудиға беғишланған чарә-тәдбирләрниң башлиниши екәнлигини тәкитлиди. Атап ейтқанда, йеқинқи күнләрдә һәрхил жиллири министрликкә рәһбәрлик қилған шәхсләр һәққидә һәрхил мақалилар елан қилиниду. Өткән 100 жил ичидә мәмликәтниң малийә вә бюджет системисиниң тиклиниши һәм тәрәққий етишигә беғишланған һөҗҗәтлик фильмларниң түркүми чиқирилиду. Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллик күни һарписида саһаниң әң илғар хадимлири қелиплашқан әнъәнә бойичә “Қаржы саласының үздігі”, шундақла бирқатар дөләт, идарилик мукапатлар вә бәлгүләр билән мукапатлиниду.
Чарә-тәдбиргә Премьер-министрниң биринчи орунбасари А.Смаилов, дөләт органлирниң бирқатар рәһбәрлири, малийә хизмитиниң ветеранлири қатнашти.
Қазақстан Җумһурийитиниң 30 жиллиғи Малийә министрлигиниң бир умумий система сүпитидә шәкиллиниш пәйтиниң 100 жиллиғиға тоғра келиши – бу тарихий пәйт. 
РСФСР Хәлиқ Комиссарлири Кеңишиниң “Қазақ Автоном Кеңәш Социалистик җумһурийитиниң 1921-жилдики кирим вә чиқим малийә сметилириниң түзүлүши, қарилиши, тәстиқлиниши вә иҗра қилиниш тәртиви тоғрилиқ” тохтамниң қобул қилиниши – җумһурийәт малийә органлири паалийитиниң қелиплишиши тоғрилиқ асасий һөҗҗәтләрниң бири болуп һесаплиниду. Җумһурийәтниң техи толуғи билән қелиплишип үлгәрмигән малийә органлири нәқ мошу тохтамда көрситилгән принципларға асаслиниши керәк еди. Мошу жили Қазақстан Кеңәш Социалистик җумһурийити хәлиқ малийә комиссариати тоғрилиқ қаидә тәстиқлиниду. Униң бойичә Хәлиқ малийә комиссариатиниң структуриси, паалийити, кадрлар вә башқиму мәсилиләр бойичә йөнилишлири ениқлиниду.
Умумән алғанда Хәлиқ малийә комиссариати мәркизий башқармисиниң турақлиқ штати 1921-жили тәстиқлиниду. Нәқ мошу вақиттин тартип Хәлиқ малийә комиссариатиға малийә системиси паалийитигә алий рәһбәрлик қилиш һоқуқи берилиду. 
Җумһурийәт малийә министрлиги мустәқиллик жиллири ичидә министрликкә 14 министр рәһбәрлик қилғанлиғини әскә салди. 

523 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы