• Әхбаратлар еқими
  • 27 Қазан, 2021

Озуқ-түлүк мәһсулатлири йәнә қиммәтлиди

Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-министри Асқар Мамин Һөкүмәтниң рәқәмлик идарисидә мәркизий дөләт органлириниң рәһбәрлири вә регионлар һакимлириниң қатнишиши билән иҗтимаий әһмийәткә егә озуқ-түлүк мәһсулатлириниң баһалирини тәңшәш бойичә кеңәшмә өткүзди.
Сода вә интеграция министри Бахыт Султанов, йеза егилиги министри Ербол Карашукеев, Қариғанда вилайитиниң һакими Жеңис Қасымбек, Шималий Қазақстан вилайитиниң һакими Кумар Ақсақалов, Нур-Султан шәһириниң һакими Алтай Көлгинов, Ақтөбә вилайитиниң һакими Ондасын Уразалин, Җамбул вилайитиниң һакими Бердибек Сапарбаев, Ақмола вилайитиниң һакими Ермек Миржикпеев вә башқилар һазирқи вәзийәт вә әмәлгә ашурулуватқан ишлар һәққидә һесават бәрди.
Өткән һәптә ичидә иҗтимаий әһмийәткә егә озуқ-түлүк мәһсулатлири товарлири баһасиниң өсүми 0,2 пайизни тәшкил қилди. Лекин бу тухум баһасиниң 1,3 пайизға, сәвзиниң 0,8 пайизға вә қәнтниң 0,7 пайизға өсүшигә тәсир қилди. Тухум баһасиниң көпирәк өсүши (7,6 пайиз) Қариғандида, 7,3 пайизға Ғәрбий Қазақстан вә 4,8 пайизға Ақмола вилайәтлиридә, сәвзә баһасиниң Алмута шәһиридә 4,5 пайизға, қәнт баһасиниң Қариғанда шәһиридә 5,5 пайизға өсүши байқалди. Регионларда “айланма схемисиға” ахча бөлүш 4,4 миллиард тәңгигә өсүп, 45,1 миллиардқа йәтти. Мәхсәт дәриҗиси 90,2 пайизға тәминләнди. 306 миң тоннилиқ иҗтимаий әһмийәткә егә товарлар сетивелинди. Бу, өткән һәптиниң көрсәткүчлири билән селиштурғанда, 12 пайизға ошуқ.
Мәмликәт бойичә үч айлиқ қәрәлгә иҗтимаий әһмийәткә егә озуқ-түлүк мәһсулатлири билән тәминләш 90 пайиздин (һәптисигә 17,6) ашиду. Иҗтимаий әһмийәткә егә озуқ-түлүк товарлири бойичә әң жуқури көрсәткүч Нур-Султан, Чимкәнт шәһиридә вә Маңғистав, Қариғанда, Ғәрбий Қазақстан, Шәрқий Қазақстан һәм Җамбул вилайәтлиридә байқалди.
Өткән һәптидә риқабәтчиликни һимайә қилиш һәм тәрәққий әткүзүш бойичә агентлиқ регионаллиқ сода тармақлири билән иҗтимаий әһмийәткә егә озуқ-түлүк товарлириға қошулидиған өсүмни 15 пайиздин 10 пайизға төвәнлитиш тоғрилиқ 17 антимонополиялик һөҗҗәткә қол қойди. Умумән, җумһурийәт бойичә 125 антимонополиялик һөҗҗәт имзаланди.

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы