• Әхбаратлар еқими
  • 27 Қазан, 2021

Җамбулға беғишланған топламлар йоруқ көрди

Нур-Султан шәһиридә Җамбул Җабаевниң 175 жиллиғиға беғишланған 10 томлуқ топламларни тонуштуруш мәрасими өтти. Униңға Дөләт кативи Қ.Көшербаев, Мәдәнийәт вә спорт министри А.Райымқулова, Сенат вә Мәҗлис депутатлири, зиялилар қатнашти.
Мәрасимда дәсләп сөз алған Дөләт кативи Қырымбек Көшербаев бу топламларниң әһмийитигә тохталди.
«Биз бүгүн Җамбулниң 175 жиллиқ тәвәллудини нишанлаш даирисидә дөләт буйрутмиси арқилиқ нәширдин чиққан 10 томлуқ топламни тонуштуриватимиз. Улуқ ақинниң әсәрлири миллитимиз тәрәққияти вә яш әвлатқа йәткүзүш бизниң вәзипимиз», – деди у.
10 томлуқ топламға Җамбул Җабаевниң барлиқ шеирлири, айтисларда ейтқан сөзлири, нахшилири киргүзүлгән.
Қошумчә қилсақ, топламниң 9-томида Абдуқадир қари  Иминовниң “Мені алқалаған — Алла мен Жамбыл” намлиқ әслимиси вә униң оғли, язғучи Исмайилҗан Иминовниң “Жамбыл мен Әлімқұл” намлиқ эссеси йоруқ көрди.

445 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы