• Асасий мақалилар
  • 27 Қазан, 2021

Өмлүкниң үлгиси

Пайтәхттә Дөләт рәһбири, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Рәиси Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә видеоалақә шәклидә ҚХА Кеңишиниң кәңәйтилгән мәҗлиси өтти.

 Мустәқиллик тәвәллуди — муһим тарихий басқуч

Жиғинға Парламент депутатлири, дөләт органлириниң вәкиллири, җумһурийәтлик этномәдәнийәт бирләшмиләрниң рәһбәрлири, шундақла аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири қатнашти.
 Президент мәҗлисниң Мустәқилликниң 30 жиллиғи һарписида өтүватқанлиғини алаһидә тәкитләп, Қазақстан үчүн бу басқучниң муһим екәнлигигә тохталди.
— Бүгүн һәммимиз Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи һарписида жиғиливатимиз. Мустәқиллик тәвәллуди – Қазақстан үчүн наһайити муһим басқуч. Биз мошу жилларда һули мәккәм, күчлүк дөләт қурдуқ. Ихтисадимизни йүксәлдүрдуқ, хәлиқ паравәнлигини ашурдуқ. Мошуниң һәммисигә бирлигимиз арқилиқ қол йәткүздуқ, — деди Қ.Тоқаев.
 Дөләт рәһбири Елбасы Нурсултан Назарбаевниң дана сәясити түпәйли милләтләрара вә динларара разимәнликниң әҗайип үлгиси қелиплашқанлиғини вә униң нәтиҗидарлиғини дуния етирап қилғанлиғини ейтти. 
— Қазақстандики турақлиқ вә өмлүк җәмийәттики иттипақ вә тәңликтин, өзара ишәнчә вә һөрмәттин башлиниду. Вәтинимиздә һәрхил мәдәнийәтләрниң уйғунлиғи шуниң ярқин көрүнүши. Бу – биртуташ милләт болуп уюшушимизниң асасий қаидиси вә өзгәрмәйдиған стратегиялик йөнилишимиз, — деди Президент.
 Дөләт рәһбири һазирқидәк җиддий шараитта елимиздики бирлик вә өмлүкни буниңдин кейинму күчәйтишниң муһим екәнлигигә тохталди.
— Һазирқи заманда ховуп-хәтәрләр аз әмәс. Мошундақ әһвалда биз умуммиллий бирлигимизни техиму мустәһкәмлишимиз лазим. Шу вақиттила дөләтчилигимиз күчийип, йеңи чоққиларға йетимиз. Ассамблеяниң жигирмә тоққузинчи сессиясидә Елбасы мошу әҗайип қурулумға рәһбәрлик қилиш һоқуқини маңа ишинип тапшурғанлиғини билисиләр. Бу қарарни қоллиғиниңлар үчүн һәммиңларға миннәтдарлиқ билдүримән, — дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири.

 Этносларара разимәнлик – турақлиқ капалити
 Президент өз Мәктүбидә әл бирлигини мустәһкәмләшниң муһимлиғини тәкитләп, мошу әһмийәтлик йөнилиштә Ассамблеяниң асасий роль атқуридиғанлиғини ейтқан еди.
— Кейинки вақитларда ҚХАниң иши һәрхил этнослуқ топни һимайә қилишқа вә уларниң мәнпийәтлирини алға сүрүшкә қаритилған дегән пикирләр ейтилмақта. Бирақ бу елимиздики әһмийити зор тәшкилатниң паалийитигә берилгән биртәрәплимә чүшәнчә. Һәқиқәттә Ассамблея милләт бирлигини күчәйтишниң ениқ васитисигә айланди вә барлиқ гражданлиқ умумий идея әтрапида топлаштуралиди. Ассамблеяни қурушниң нәтиҗисидә җиддий мәсилиниң – этнослуқ мәсилини сәясәтләндүрүшниң алдини алидиған механизмлар пәйда болди, — деди Президент.
 Шуниң билән биллә Президент Ассамблеяниң хәлиқ пүтүнлүгини сақлашқа, қазақстанлиқларни җәмийәтлик-сәясий һаятқа җәлип қилишқа, дөләт тили вә униң Қазақстандики мәртивисини ашурушқа һәм гражданлиқ паалийәтчанлиқниң йеңи шәклиниң қелиплишишиға қошқан үлүшини ейтти.
 Президент этнослуқ саһадики проблемиларниң деструктив мәхсәттә пайдилинилип кетиши еһтималини тилға алди.
— Әпсус, этнослуқ амиллар, милләтләрара мунасивәтләр, болупму боһран пәйтидә һәрхил тоқунушларниң очиғи болуши мүмкин екәнлигини дуниявий тәҗрибә көрсәтмәктә. Униң деструктивлиқ иқтидари әхбаратлиқ вә гибридлиқ урушларниң, дайим елан қилинидиған популистлиқ мураҗиәтләрниң, очуқ иғвагәрликниң һазирқи дәвридә күчәймәктә, — деди Қ.Тоқаев.
 Президент этносларара разимәнликни ихтисатқа вә адәмләрниң иҗтимаий әһвалиға беваситә бағлиқ дәп һесаплайду.
— Әлдики турақлиқни сақлаш үчүн мәдәнийәт билән билимниң, әхбаратлиқ бехәтәрлигиниң әһмийити зор. Биз бу йөнилиштики дөләт сәяситиниң һәртәрәплимә һәм нәтиҗидар, йәни инклюзивлиқ болушини тәминләйдиған системилиқ чариләрни қобул қилдуқ. Мошу мәхсәттә мәхсус қурулумлар қурулди. Шуниң билән биллә этносларара разимәнликни күчәйтиш ишида һәрбир министрлик вә мәһкимә алаһидә роль атқуриду. Болупму иҗтимаий саһадики сәясәтниң роли алаһидә. Һәқиқәтәнму, этносәясәткә вакаләтлик органларла җавап бәрмәслиги керәк. Алдимиздики вәзипиләрни орунлаш үчүн дөләт билән җәмийәт бирлишип ишлиши һаҗәт. Шу вақиттила биз хәлқимизниң бирлигини сақлап, мәмликитимизни күчәйтимиз. Турақлиқ тәрәққий етишниң вә гүллинишниң бирдин-бир йоли мошу, — деди Дөләт рәһбири.
 Этносларара мунасивәт сәяситини униңдин кейинму йүксәлдүрүш үчүн ениқ чариләрни қобул қилишниң һаҗәт екәнлигини ейтқан Президент дөләт органлири билән Ассамблеягә бирқатар вәзипиләрни жүклиди.
Президент имканийәтләрниң тәңлигигә асасланған регионлуқ тәрәққиятни тәминләшниң муһимлиғиға диққәт бөлди. Шуниң ичидә этнослуқ анклавларниң пәйда болушиға, мәдәний вә тил җәһәттин тосалғуларға, этносларара тоқунушларға елип келидиған иҗтимаий-мәдәний изоляциягә мунасивәтлик ховупларға тохталди.
 Дөләт рәһбири мошундақ ховупларниң алдини елиш үчүн елимиздики шәһәрләр билән йезиларда, изоляциядики этнослуқ наһийәләр вә кварталларниң қелиплишиши охшаш сәлбий тенденцияни тохтитишқа қаритилған системилиқ чариләрни қобул қилишниң муһимлиғини ейтип өтти. Шуниң билән биллә этнослуқ топларниң қазақстанлиқ һаяттин жирақлишишиға бағлиқ «ички эмиграция» җәрияниниң байқиливатқанлиғиға тохталди.
— Бу җәриян этнослуқ топларниң Қазақстан җәмийитигә толуқ интеграциялинишигә тосалғу болмақта. Мошундақ җиддий мәсилә тоғрилиқ очуқ ейтилиши керәк дәп ойлаймән. Бу проблемиларға көз жумушқа болмайду. Бу техиму җиддий мәсилигә айлиниши мүмкин вә пәйда болған мәсилиләргә ениқ баһа берәлмәймиз. Мәмликәт этнослуқ топларниң иҗтимаий-ихтисадий интеграцияләш сәяситини жүргүзүп, мошу асаста һәрқандақ тоқунушниң җаңҗалға айланмаслиғиниң алдини елишниң әһмийитини алаһидә тәкитлигүм келиду. Мошундақ җаңҗалларниң һәммиси сәлбий пикирдики иғвагәрләрниң иши екәнлигини яхши билимиз. Мундақ иғвалар билән күришимиз вә уларни һеч айимаймиз, — деди Қ.Тоқаев.
 Президентниң пикричә,этносларара мунасивәтләр саһасидики йәрлик иҗраий органлар ишиниң нәтиҗидарлиғини ашуруш муһим вәзипә. Мошуниңға мунасивәтлик течлиқ вә разимәнликни күчәйтиш үчүн гражданлиқ җәмийәт институтлирини һәртәрәплимә қоллаш лазим. Лавазимлиқ шәхсләр уларниң паалийитини уйғунлаштурушқа беваситә җавапкәр болиду.
— Биз бултур һәрбир регионниң ички сәясәт башқармисидин айрим бөлүм ачтуқ. Мошу бөлүмләрни қоллап, ишини җанландуруш керәк. Уларға өз салаһийитигә кирмәйдиған тапшурма берилмәслиги лазим. Һәрким өзигә жүкләнгән вәзипини атқуруши керәк. «Қоғамдық келісім» мәһкимисиниң паалийитигә мунасивәтлик мошундақ тәләп болуши шәрт. Аталған коллективларда хизмәт қилидиған хадимларниң маашини көтириш керәк. Этносларара мунасивәт саһасидики регионлуқ қурулумларни мутәхәссисләр билән тәминләшкә көңүл бөлүш лазим. Бу ишни, әң алди билән, миллий тәркиви һәрхил вә бәлгүлүк бир этнос орунлашқан регионларда қолға елиш һаҗәт. Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги этносларара мунасивәт саһасини системилиқ рәвиштә тәһлил қиливатиду. 

Министрлик һәрқандақ чүшәнмәслик пәйда болғанда, нәтиҗидар һәрикәт қилишниң услублирини ениқлиди. Барлиқ дәриҗидики һакимийәтләр тәвсийәләрни сүпәтлик орунлиши керәк. Бу ишта Ассамблеяниң тәҗрибисини үгәнгән тоғра. Шундақла течлиқ вә разимәнликни күчәйтиш үчүн гражданлиқ җәмийәт институтлирини имканқәдәр қоллаш лазим. Лавазимлиқ шәхсләр уларниң паалийитини уйғунлаштурушқа беваситә җавапкәр. Бу саһада хаталиқ вә бепәрвалиққа йол қоюшқа болмайду. Мошуни һәрбиримиз әстә сақлишимиз лазим, — деди Президент.

Яман нийәттикиләрни әгишип кәтмәслик муһим
Дөләт рәһбири йәрлик иҗраий органларниң йәнә бир вәзиписи сүпитидә иҗтимаий, җинаий, мәиший җаңҗалларниң алдини елиш екәнлигини тәкитлиди. Президентниң пикричә, этнослуқ әвзәлликниң барлиқ көрүнүшлири, һәрқандақ камситишқа, җәмийәтлик тәртипни бузушқа йол қоймай, ички турақлиқни қанунға мувапиқ тәминләш керәк.
 — Бизниң бирлигимизгә зиян кәлтүрүшни көзләйдиған яман нийәтлик адәмләрни, һәрхил авантюристларни, җавапсиз һәм қабилийәтсиз сәясәтчиләр билән экспертларни әгишип кәтмәслик муһим. «Ишт һавшуйду, карван маңивериду» дегән сөз бар. Бирпүтүн җәмийәт сүпитидә бизниң мәвқәмизниң дурус екәнлигигә ишәнчимиз камил. Бу һәрикәт қилинмайду дегәнликни көрсәтмәйду. Бизниң җәмийәткә вә дөлитимизгә қарши иғвагәрликниң барлиқ түрлиригә қануний һәм әхбаратлиқ васитиләр арқилиқ рәддийә бериш керәк, — деди Қ.Тоқаев.
 Президент ҚХА паалийитини униңдин кейин тәрәққий әткүзүш мәсилисигә мәхсус тохталди. Қасым-Жомарт Тоқаев җумһурийәтлик Анилар кеңишини қурушниң муһим әһмийәткә егә екәнлигини ейтти. Мәзкүр кеңәш елимизниң бирлиги вә өмлүгиниң асаси һесаплинидиған қәдрийәтләрни яшларниң бойиға сиңдүрүшкә тәсир қилиду.
— Ассамблеяниң җәмийәтлик қурулумлири кәңдаирилик этносларара коммуникациягә йол ечиши керәк. Җумһурийәтлик Анилар кеңишиниң қурулуши – мошу йөнилиштики муһим қәдәм. Бу кеңәш елимиздики бирлик вә өмлүккә асас болуватқан қәдрийәтләрни яшларниң бойиға сиңдүрүшкә ярләмлишиду. Хәлқимиздә «Вәтән аилидин башлиниду» дегән сөз бар. Әвлатқа аилидә дурус тәрбийә бериш – алаһидә вәзипә. Шуңлашқа җумһурийтәлик Анилар кеңишини һәртәрәплимә қоллаш һаҗәт. Ассамблея яшлар билән жүргүзүлидиған ишларға көңүл бөлүши лазим. Әлвәттә, бу саһада тәҗрибимиз бар. Шуни тәрәққий әткүзгән тоғра, — деди Президент.
 Президент «Жаңғыру жолы» һәрикитини Ассамблея йенидики җумһурийәтлик яшлар тәшкилати сүпитидә қайта қуруш имканийитини қараштурушни тәклип қилип, яшлар билән ишләшниң муһим екәнлигини ейтти.
 — «Bіg 7» дәп атилидиған лайиһә даирисидә елимиздики көплигән яшлар тәшкилатлири «Жаңғыру жолы» җумһурийәтлик һәрикитиниң әтрапиға топлашти. Улар регионлардики яшлар иши бойичә кеңәшләр вә ресурслиқ мәркәзләр билән алақисини күчәйтти. Бу ишқа сүръәт бериш керәк. Бу йөнилиштә «Жаңғыру жолы» һәрикитини Ассамблеяниң җумһурийәтлик яшлар тәшкилати сүпитидә қайта қуруш имканийитини қараштурған тоғра, — деди Ассамблея Рәиси.
ҚХА яшлириниң орманларға 2 миллиард вә аһалилиқ пунктларға 15 миллион түп көчәт тикишкә паал қатнишидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Шундақла һәрбир регионда «Хәлиқләр достлуғиға» беғишланған истираһәт бағлирини ечишқа болидиғанлиғини тәкитлиди. 
 Президент яшлар сәяситиниң муһимлиғиға алаһидә әһмийәт берип, Ассамблеяниң новәттики сессиясини мошу мавзуға беғишлаш тәкливини бәрди.
— Һазир яшлар мәсилиси муһим. Ассамблеяниң новәттики сессиясини мошу мавзуға беғишлашни тәклип қилимән. Умумән, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси гражданлар билән алақә орнитишниң нәтиҗидар васитисигә айлиниши лазим. Шуңлашқа йәрлик өзини өзи башқуруш органлири билән һәмкарлиқта ишләш керәк, — деди Дөләт рәһбири.
 Президент Ассамблеяниң иҗтимаий вә җәмийәтлик әһмийити бар лайиһиләрни қоллаш вә уюштуруш услублирини тәрәққий әткүзүш мәсилисигә диққәт бөлди.
 — Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзалири һәр жили көплигән муһим лайиһиләрни әмәлгә ашуриду. Улар дөләт тәрипидин әхбаратлиқ қоллаш вә уюштуруш җәһәттинла ярдәм алиду. Мошундақ тәшәббусларни Ассамблеяниң «хәлиқ лайиһилири» дәп аташқа болиду. Уларниң муәллиплири рәсмий түрдә Ассамблея лайиһисиниң йетәкчиси дәп етирап қилиниши шәрт. Җавапкәр министрликләр вә һакимийәтләр Ассамблея билән униң қурулумлириниң кәң аудиторияни өз ичигә алидиған жумһурийәтлик лайиһиләрни қоллиши керәк, — деди Президент.

 Мунасип хизмәт 
көрситилиши һаҗәт
 Қасым-Жомарт Тоқаевниң ейтишичә, Достлуқ өйлирини мәҗлис билән тәнтәнилик жиғинларни өткүзүш заллириға әмәс, ҚХАниң хәлиқ тәшәббуслириниң ресурслиқ мәркәзлири билән лайиһилик идарилиригә айландурған тоғра. Этномәдәний бирләшмиләр бу ишқа паал қатнишиши шәрт. 
 Президент хәлиқ дипломатиясиниң васитисигә айланған Ассамблея әзалириниң чәт әлләрдә Қазақстан тоғрилиқ ейтип, чәтәллик меһманларни елимизниң мәдәнийити билән тонуштуруп жүргән әмгигини алаһидә баһалап, миннәтдарлиғини изһар қилди.
 Дөләт рәһбири Ассамблеяни этнослуқ мәсилиләр бойичә иҗабий пикир қелиплишишиға сүпәтлик вә креативлиқ һәм нәтиҗидар әхбаратлиқ иш жүргүзүшкә чақирди.
— Регион рәһбәрлири йәрлик ассмблеяниң рәһбири сүпитидә әхбаратлиқ кәңликтә паалийәтчан болуши һаҗәт. Ассамблея әзалири медиа саһада, шуниң ичидә, иҗтимаий торларда өз мәвқәсини һимайә қилишни билиши шәрт. Елимиздики бирлик вә өмлүккә қарши ейтилған һәрқандақ сөз җавапсиз қалмаслиғи керәк, — деди Президент.
 Қазақстанда этносларара диалог әнъәнилириниң томури чоңқур екәнлигини қәйт қилған Дөләт рәһбири уйғунлашқан этносларара һәрикәтниң ярқин мисаллирини, елимиздики һәрхил этнос вәкиллириниң вәтәнпәрвәрлик һәрикәтлири билән җасарәтлик әмгигини күндилик һаятта көрүватқанлиғимизни ейтти.
— Алаш әрбаплири «қәдирлик һәм дана» дәп һөрмәт қилған атақлиқ тәтқиқатчи Григорий Николаевич Потанинни мисалға алайли. Потанинниң қазақ тилида сөзләп, хәлқимизниң мәдәнийити вә турмушини, тарихини тәтқиқ қилғинини билимиз. Қазақниң көрнәклик алими Ч.Вәлиханов билән дост болған. Бийил ЮНЕСКО даирисидә Чоқан Вәлихановниң йәнә бир дости, дуния әдәбиятиниң классиги Федор Достоевскийниң 200 жиллиғи нишанлиниду. Елимизниң тарихий мәркәзлириниң бири – Шәмәйдә мошу күнгә беғишлап чарә-тәдбирләрни уюштуруш лазим дәп ойлаймән. Достоевский мошу шәһәрдә бәш жил ишлиди. Бу йәрдә язғучиниң әдәбий-мемориаллиқ өй-мирасгаһи орунлашқан, у дунияниң һәрқанчә жайлиридин келидиған туристлар үчүн қизиқ мәдәний орунға айлиналайду. Мәдәнийәтләр арисида чегара йоқ, у арқилиқ хәлиқләр мәнивий риваҗлиниду. Мениң чоңқур ишәнчим мошу, — деди Қ.Тоқаев.
 Дөләт рәһбири нурғунлиған этнос вәкиллириниң Қазақстан мәдәнийитигила әмәс, илим, санаәт охшаш башқиму хизмәт саһалирида из қалдурғанлиғини ейтти. Хәлиқләр достлуғиниң, паал гражданлиқ вәтәнпәрвәрликниң вә һәрхил этнос вәкиллириниң Қазақстанға дегән муһәббитиниң мошундақ үлгилири елимизниң билим дәргаһлирида, мәдәний-ақартиш, әхбаратлиқ сәяситидә, шундақла әң муһими – ономастикида мунасип ипадилиниши лазим екәнлигини ейтти. Президент һәқиқий вәтәнпәрвәрләрниң һаятини оқуш орунлирида оқуп үгиниш керәклигини, уларниң Вәтән мәнпийити үчүн қилған әмгиги ядикарлиқлар вә скверлар арқилиқ мәңгү сақлиниши керәклигини қәйт қилди.
 Қасым-Жомарт Тоқаев этносларара мунасивәт саһасидики илмий асасланған услуб — дөләт сәяситиниң башлиниши болуши керәклигини ейтти. Униң пикричә, бу муһим йөнилиштә дилетантлиқ вә популизмға йол бәрмәслик керәк. Елимиздә вә униңдин сирт йәрләрдә пәйда барлиқ соалларға илмий дәлилләр вә ениқ санларға тайинип, салмақлиқ җавап бериши лазим.
— Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлигигә интеграция, умумән, миллий бирлик, этнослара мунасивәтләрни уйғунлаштурушниң муһим мавзуси бойичә пайдилиқ тәтқиқат жүргүзүшни тапшуримән. Һөкүмәт бу мәсилигә мунасивәтлик һаҗәт ярдәмни бериду, — деди Дөләт рәһбири.
 Президент сөзини хуласиләп, умуммилий бирлик күчиниң дөләтниң капалити екәнлигини қәйт қилди.
 — Биз вәтәнпәрвәрликни, өзара һөрмәт вә өмлүкни һәртәрәплимә тәшвиқат қилишимиз керәк. Бу – дөләтниңла әмәс, барлиқ гражданлиримизниң умумий вәзиписи. Умуммиллий бирлик – күчлүк дөләт болушниң асасий капалити. Мустәқил елимизниң бебаһа байлиғини келәчәк әвлат үчүн сақлашни билишимиз керәк. Мошу җавапкәр вәзипини аброй билән атқурусидиғиниңларға ишинимән, — деди Қ.Тоқаев.
 
Җәмийәт Ассамблеяниң қоллап-қувәтлишини һис қилмақта
Шундақла мәҗлистә Түркстан вилайити Қазақстан хәлқи Ассамблеяси вә ҚХА Анилар кеңишиниң этносларара разимәнликни күчәйтиш бойичә паалийитиниң муһим мәсилилири муһакимә қилинди.
 Түркстан вилайитиниң һакими Өмүрзақ Шөкеев региондики ҚХАниң уйғунлуқ этносларара мунасивәтләрни күчәйтиш бойичә паалийити һәққидә ейтип өтти. Вилайәттә 50 этнос вәкиллири яшайду, бу вилайәт хәлқиниң 25 пайизини тәшкил қилиду, аһали үчүн мәдәнийәт вә әнъәниләрни тәрәққий әткүзүшкә барлиқ һаҗәт шараитлар вә инфрақурулум бар.
— Вилайәт Ассамблеяси 34 этномәдәнийәт бирләшмисиниң бешини қошиду, у йәрдә этнос вәкиллириниң тәрәққий етишигә йетәрлик шараит яритилған. Вилайәт дәриҗисидә Түркстан вилайәтлик Ассамблеясиниң 5 җәмийәтлик қурулуми – Җәмийәтлик разимәнлик кеңиши, Анилар кеңиши, Журналистлар вә блогерлар клуби, Илмий-экспертлиқ топ, «Жаңғыру жолы» яшлар һәрикитиниң вилайәтлик штаби ишләйду. Барлиқ наһийәләр билән  шәһәрләрдә Җәмийәтлик разимәнлик, Анилар, Медиация кеңәшлири паалийәт жүргүзиду. Аһалиниң гражданлиқ бирлигиниң нәтиҗисидә Арыс, Мақтарал наһийәлиридә болған пәвқуладдә әһвалларни йәңдуқ, Ассамблеяниң хәйрихаһлиқ тәшәббуслириниң асасида йүзлигән аилиниң мәсилиси һәл қилинди, — деди Ө.Шөкеев. 
 Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң җумһурийәтлик Анилар кеңишиниң рәиси Назипа Шанаи өз сөзидә мошу җәмийәтлик қурулумниң паалийитигә тохталди. Анилар кеңәшлири аҗришишларниң вә мәиший зорлуқ-зомбилиқниң, яшлар арисидики суицидниң алдини елиш, интернетқа беқиндар болушниң, наркоманияниң тарқилишиниң алдини елиш вә башқиму муһим иҗтимаий мәсилиләр билән шуғуллиниду, мошу йөнилишләр бойичә лайиһиләргә 44 миңдин ошуқ адәм қатнашти.
 — Пандемия пәйтидә биз чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүп, ниқап тикиш тәшәббус көтәрдуқ вә 60 миңдин ошуқ һимайә қилиш васитилирини һәқсиз тарқаттуқ. Ағриқханиларда, блокпостларда ишләватқан хадимларға тамақ йәткүзүшни уюштурдуқ. Бийилқи җумһурийәтлик «Ана әлдиі» конкурси, Шәмәй полигониниң йепилишиниң 30 жиллиғиға беғишланған «Ақ орамал» акцияси охшаш чарә-тәдбирләрни онлайн шәкилдә өткүздуқ. Анилар кеңишиниң паалийәт даириси кәңийип, йеңи нәтиҗиләргә қол йәткүздуқ. 27-сентябрь күни җумһурийтәлик «Әкелер одағы» тәшкилати билән меморандумға қол қоюлуп, умумий чарә-тәдбирләр плани бәкитилди, — деди Назипа Шанаи.
 Қазақстандики этносларара толерантлиқ тоғрилиқ ейтип, спикер һазир елимиздә 800дин ошуқ аилиниң һәрхил этносларниң балилирини тәрбийиләватқанлиғини ейтти. Мисал сүпитидә Қостанай вилайити Алтынсарин йезисидин Төлегеновлар аилисини кәлтүрди. Уларниң 12 балиси бар: алтиси қазақ, үчи — рус, иккиси — татар, бири — башқурт. 2014-жили вилайәтлик ҚХА Анилар кеңишиниң тәшәббуси билән «Асар» акцияси даирсидә бу аилә үчүн һашамәтлик өй селинди.
 Түркстан вилайити Төле би наһийәси ҚХА йенидики Җәмийәтлик разимәнлик кеңишиниң рәиси Сейит Бекмурзаев Җәмийәтлик разимәнлик кеңәшлириниң паалийити тоғрилиқ ейтип өтти.
— 10 жил илгири қурулған Җәмийәтлик разимәнлик кеңәшлири һазир җәмийәтлик назарәт билән әкси алақиниң нәтиҗидар механизми, әхбаратлиқ-чүшәндүрүш, йәрлик өзини-өзи башқурушниң муһим қисми сүпитидә ишләватиду. Мәсилән, мошу жилниң өзидә Җәмийәтлик разимәнлик кеңәшлиригә гражданлардин 6 300 әризә келип чүшти. Униң икки йерим миңида өз ипадисини тапқан проблемилар иҗабий һәл қилинди. Қалғанлири назарәттә туриду. Пандемия шараитида Җәмийәтлик разимәнлик кеңәшлири 5 миңға йеқин чарә-тәдбир өткүзди. Уларға 120 миң адәм қатнашти. Түркстан вилайитидә 190 Җәмийәтлик разимәнлик кеңишигә 1200 адәм әза. 2015-жили Мақтаралда йүз бәргән пәвқуладдә әһвалдин кейин, биз йезиларни арилап, 60 миңдин ошуқ һойлиға қәдәм тәшрип қилип, хәлиқ билән сөһбәтлишип, мәсилиләрни назарәткә алдуқ, — деди С.Бекмурзаев.
 Өзбәк вә таҗик этнослириниң вәкиллири оқуйдиған Түркстан вилайәтлик «Җанубий Козоғистон» җәмийәтлик-сәясий гезитниң баш муһәррири Алишер Сатвалдиев өзбәк этносиниң қазақстанлиқ җәмийәткә чоңқур интеграциялиниши тоғрилиқ пикрини оттуриға салди.
 — Өзбәк хәлқи Түркстан вилайитидики йезиларда яшайду. Хәлиқниң зич орунлишишидин әмгәк базирида риқабәт жуқури болуп, йәр ресурслири йетишмәйду. Хәлиқниң мошундақ топлинишиниң бир сәвәви — этнослуқ әнъәнилири билән менталитетиға бағлиқ. Дегән билән заман вә вақит тәливигә мувапиқ, бизму һаятимизға тиң өзгиришләрни киргүзүп келиватимиз. Өзбәк яшлириниң җәнупта туруп қалмай, өзгә регионларда билим елип, һәрхил кәсип егиләп, җәмийәттин өз орнини тепишиға шараит яритилған. Болупму, бу дөләтлик «Серпін», «Еңбек» программилири даирисидә әмәлгә ашмақта. Бу йөнилиштики ишларни изчиллиқ билән давамлаштурушимиз һаҗәт, — деди Алишер Сатвалдиев. У мошу пурсәттин пайдилинип, чоң әвлат вәкиллиригә яшларни қол астида тутмай, дуасини берип, башқа регионларға әвәтишини сорап, вилайәт яшлирини һечнемидин қорқмай башқа регионларға беришқа чақирди.
 Мәҗлистә сөз алған «Балапан» телеканилиниң баш продюсери Сандуғаш Кенжебаева Ассамблеяниң Анилар кеңиши билән бирлишип, иҗтимаий роликларни чүширип, хәлқимизниң тарихини, мәдәнийитини тонутидиған анимациялик лайиһиләрни тәйярлашни планлаватқанлиғини ейтип, елимиздә чиқирилған мәһсулатни қоллашқа чақирди.
 Һазир бизниң канал эфириниң 80 пайизини анимациялик мәһсулат толтуруватиду. Униң 30 пайизила өзимизниң, қалған 50 пайизи чәтәллик мультһекайиләр билән толтурушқа мәҗбур болуватимиз. «Балапанниң» анимациялик лайиһиләр санаитини ашурушқа тәсир қилишиңизни илтимас қилимиз. Иккинчидин, Қазақстанда 9 – 18 яшлар арилиғидики балилар көридиған канал йоқ. Йәни, өсмүрләрниң көзқаришини қелиплаштуридиған ишәшлик платформа йоқ дейишкә болиду. Шуңлашқа дөләт буйрутмиси билән ишләйдиған телеканалларниң балиларға беғишланған контентқа кам дегәндә икки саат эфир вақтини бөлүшни сораймиз, — деди С.Кенжебаева.
 Әнди «Файз» таҗик бирләшмисиниң рәиси Шокир Бабаев мустәқил 30 жилда дөләт болуп қол йәткүзгән көплигән утуқлиримизни қәйт қилип, мустәқиллик қәдрийәтлирини баһалап, уни сақлаш – һәммимизниң гражданлиқ борчи екәнлигини тәкитлиди. Шокир Бабаев елимиздики конструктив этносәясәт асасида Қазақстандики этносларниң тарихини, тилини, динини, әнъәнилирини сақлаш, тәрәққий әткүзүш нәзәрдин сирт қалмиғанлиғини ейтип, шуниң үчүн таҗик хәлқиниң миннәтдарлиғини изһар қилди. Устазлар аилисидин чиққан у мошу шәрәплик ишни һелиму давамлаштуруп келиватқанлиғини ейтти. 
 Шуниң билән биллә спикерларниң докладлирида гражданларниң бирпүтүн қазақстанлиқ җәмийәткә мүмкинқәдәр интеграцияләш, оқуғучиларниң риқабәткә қабиллиғини ашуруш вә балиларни тәрбийиләш проблемилири, кибербуллинг, көпбалилиқ аниларға иҗтимаий ярдәм бериш охшаш муһим мавзулар көтирилди.

1102 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы