• Муштири топлаш 2022
  • 10 Қараша, 2021

Җанкөйәрлиримиз җан көйдүрүватиду

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Йеқинда Талғир наһийәси Туздыбастав йезисиниң баш жигитбеши Зәрват Баһавдиновниң тәшәббуси билән бир топ жут активистлири баш қошуп, миллий нәширлиримизгә муштири топлаш мәсилисини муһакимә қилди.
Жиғинни баш жигитбеши киришмә сөз билән ечип, миллий нәширләрниң хәлқимиз һаятидики ролиға тохталғач, униңға һәрбир уйғур аилиси муштири болуши лазимлиғини тәкитлиди. Учришиш давамида көпчилик асасән гезитниң өз вақтида кәлмәйватқанлиғиға шикайәт қилди.  
– Өзәңларға яхши мәлум болғинидәк, биз, яшлар, кочиму-коча меңип, өйму-өй кирип дегидәк, муштири топлаш ишини  тохталсиз маңғузуватимиз, – деди коча жигитбашлиридин Аюпҗан Турдимәмәтов. – Йошуридиғини йоқки, бәзилириниң алдиға икки-үч мәртә баримиз. Ечинарлиғи, «Яқ, йезилмаймән. Оқалмаймән яки маңа униң немә кериги бар» дәйдиғанларму чиқиду. Ейтмақчи болғиним, әйнә шундақ баниси тола жутдашларға жутумизниң чоңлири, алаһидә сайланған һәйъәт әзалири берип, җенидин өткүзүп икки еғиз параң қилип қойсаңлар тоғримекин. Шу чағда муштирилар санини техиму көпәйткили болатти.
– Муштири топлаш қәрәлиниң аяқлишидиғиниға бир айдәк вақит қалди, – деди новәттики натиқ пешқәдәм устаз вә журналист Ғәйрәт Исрайилов. – Бар күч-қувитимизни муштири топлашқа салайли. Әнди гезитни тарқитиш мәсилисигә келидиған болсақ, уни почта рәһбәрлигидин қәтъий тәләп қилишимиз керәк. Әң әвзили, миллий нәширлиримизгә толуқ йезилайли, қалған мәсилиләрниң аста-аста йешилидиғанлиғиға ишинимән. Әнди гезитлиримизниң мәзмуни һәққидә пикримни ейтсам, тарихчи-устаз сүпитидә, уларниң сәһипилиридә тарихимиз тоғрилиқ мақалиларниң көпирәк берилгинини халиған болар едим.
Баш қошуш җәриянида униң қатнашқучилири миллий нәширләрниң мәзмун-маһийитини яхшилаш, тарилимини көпәйтиш бойичә баһалиқ пикирлирини ейтти.  Биз буниңдин туздыбаставлиқларниң миллий мәтбуатимиз тәғдиригә бепәрва қаримайдиғанлиғиға, һәрқандақ қийинчилиқлардин қәтъий нәзәр, муштирилар саниниң һәргиз кемимәйдиғанлиға  ениқ көз йәткүздуқ. 

157 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы