• Замандаш
  • 10 Қараша, 2021

Һаят һесавити

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

Егиз бойлуқ, әҗайип сумбатлиқ, ойи бойиға ярашқан Шәрәпәт һәдә Савутова (сүрәттә оттурида) сунмас ирадиси түпәйли һаятниң барлиқ синақлиридин сүрүнмәй өтүп кәлмәктә. У Ғулҗа шәһиригә қарашлиқ Исламйүзи мәлисидики мәктәпләрниң бириниң мудири Аюпбәг Нурдиновниң аилисидә туғулди. Шәрәпәт бир яшқа толғанда, ата-аниси пәрзәнтлири Нурәләхан, Султанбәг, Патигүл, Реһанай вә Шәрәпәтни елип, Қазақстан дияриға көчүп чиқиду. Аилә сабиқ Челәк наһийәсигә қарашлиқ Қизил Шәриқ йезисиға орунлишиду. Балиларниң аниси Руқийәм бала тәрбийиси билән шуғулланса, дадиси Дехан йезисидики мәктәптә башланғуч синипиниң муәллими болуп ишқа орунлашти. Икки жилдин кейин аилиниң иккинчи оғли Қейимбәг дунияға келип, көпбалилиқ ата-аниниң беши көккә йәтти. Бирақ бу хошаллиқ узаққа созулмиди. Униңға 10 ай болғанда, 37 яшлиқ Руқийәм бақилиқ болди. Чоңи – 17, кәнҗиси бир яшқиму толмиған алтә балини бағриға бесип қалған ата рәпиқисиниң жилини бәргичә әтраплиқ ойлинип, алтә балисиға өз анисидәк қаралайдиған лайиқ тепиш мәхситигә кәлди. Тәлийигә яриша, үч пәрзәндидин бевақит айрилип, балиниң отини яхши сезингән қорамлиқ Нурбүвини учратти. Аюпбәг униңға әһвалини тәпсилий чүшәндүргәндә, Нурбүви һеч иккиләнмәй, униңға разилиғини бәрди. Шуниң билән пәрзәнт пуғаниға қенип үлгәрмигән ана барлиқ меһир-муһәббитини өзи үчүн тамамән ят алтә балиға сәрип қилип, уларниң житимлиғини билиндүрмәй, чоң қилди.
– Дадам – һәм һаятимдики, һәм билим йолумдики дәсләпки устазим болди. Дехандин Қизиқ Шәриқ йезисидики М.Әвезов намидики мәктәпкә авушқан у башланғучта синип йетәкчим болди. Дадам шагиртлириниң тәрбийисигә алаһидә көңүл бөләтти. Һәрбиримизниң дилиға йол тепип, билимгә болған қизиқишимизни бейитиштин һарматти. Өйдиму шундақ еди. Дадамниң башланғучта бәргән пухта билими билән мән оттура вә чоң синиплириниму утуқлуқ оқуп, Алтун медаль билән мәктәпни тамамлидим, – дәйду Шәрәпәт һәдә сөһбәтара.
1982-жили Хәлиқ егилиги институтиниң ихтисат факультетини тамамлиған Шәрәпәт Аюпбәгқизи йолланма билән А.Саттаров намидики (бурунқи Қаратуруқ) совхозиға ихтисатчи болуп әвәтилип, әмгәк паалийитини егиликниң шу чағдики мудири Маһмутҗан Абдрахманов рәһбәрлигидә башлиди. Әмгәккә әндила қоли йәткән Шәрәпәт ата-анисини кәспий утуқлири билән хошал қилишни арман қилди. Бирақ униң бу мәхсити әмәлгә ашмиди. Сәвәви, у хизмәткә орунлишип, көп өтмәй, йәни 1983-жили апрельда дадиси 61 йешида аләмдин өтти.
– Дадимиз вапат болған жили иним Қейимбәг һәрбий хизмитини ада  қиливататти. У қайтип кәлгәндин кейин акам Султанбәг уни дадимизниң, андин өз апимизниң қәбригә башлап берип, дуа-тәгбир беғишлайду. Қейимбәг әһвални чүшәнмәй, аң-таң болуп: «Ака, бу қандақ болғини, апам сақ-саламәт, өйдә қалдиғу? Яки иккимизниң аниси бөләкму?» дәп сорайду. Акам болса: «Иним, иккимизниң аписиму, дадисиму бир. Бизни туққан анимиз мошу йәргә йәрләнгән. Өйдики – бизниң өгәй анимиз. Һә, апам вапат болғанда, сән бовақ едиң. Дадам иккинчи қетим өйләнгәндә, биз башта униңға рәнҗигән едуқ. Бирақ өгәй анимизниң бизгә болған алаһидә мунасивитидин кейин ойлиримиз өзгәрди. Нурбүви анимизниң путиға жиқилип, сөйсәкму артуқлуқ қилмайду. Чүнки бир қетимму бизгә өгәйлигини көрсәтмиди» дәйду. Биз уни һөрмәт қилаттуқ, чүнки дадам иккиси интайин инақ һаят кәчүрди. Бирақ дадамдин кейин йәттә ай өтүп, иккинчи апимизму бақилиқ болди. У бари-йоқи 55 яшта еди, – дәйду Шәрәпәт һәдә өткән күнлирини әсләп.
Бир жилдин кейин Шәрәпәт Челәк наһийәлик истималчилар кеңишигә йөткәлди. Шу жили у хизмәт баби билән Челәккә кәлгән санитарлиқ-эпидемиологиялик станциясиниң дохтури Рәһимҗан Савутов билән тонушти. Юлтузи ярашқан иккиси аилә қуруп, Ишиктә шәһиригә көчүп барди. Йолдиши Әмгәкчиқазақ наһийәлик санитарлиқ-эпидемиологиялик станцияси башлиғиниң орунбасари, Шәрәпәт башта «ПМК-705» мәһкимисидә, андин Әмгәкчиқазақ наһийәлик ихтисат вә бюджетни реҗиләш бөлүмидә ихтисатчи болуп ишлиди.
Қошумчилаш лазимки, пүткүл һаятини балилар тәрбийисигә беғишлиған муәллимләр Аблеким вә Маһинур Савутовларниң аилисидә дунияға кәлгән Рәһимҗанму интайин тәрбийилик вә билимлик жигитләрдин еди. Рәһимҗан билән Шәрәпәт икки оғул сөйди. Бирақ арзулуқ пәрзәнтлирини биллә қатарға қошуш уларға несип болмиди. Сәккиз жиллиқ аиләвий һаяттин кейин йолдиши вапат болуп, рәпиқиси тул қалди. Амма у ирадисини пүкмиди. Белини мәккәм бағлап, пәрзәнтлирини көптин кам қилмай, путиға турғузушқа тиришти. Оғуллириниң чоңи Расул оттура мәктәптин кейин Бауыржан Момышулы намидики җумһурийәтлик «Жас Улан» һәрбий мәктивидә, андин алий һәрбий институтта тәһсил көрди. 18 жилдин бери һәрбий хизмәттә болуп, майор унваниға егә болди. Рустәм Йәттису әдлийә колледжи вә Ихтисат академиясини тамамлап, шәхсий тиҗарәтчилик билән шуғуллиниду. 
Иллиқ күлүмсиригән Шәрәпәт һәдә бирдин мәйүсләнди. Хияли йәнила өтмүшни чарлап кәтти. Шәрәпәт һәдиниң бешиға еғирчилиқ чүшкәндә қолидин кәлгән ярдимини айимай, униңға яр-йөләк болған үч һәдиси билән акиси 50 — 60 яшлар әтрапидила бақилиқ болди. Алтә қериндаштин һазир иниси Қейимбәг иккиси ялғуз қалди. Шүкри, меһриван иниси күнигә бирнәччә мәртә телефон қилип, һәдисиниң әһвалидин хәвәр елип туриду. Акиси билән һәдилириниң пәрзәнтлириму хәвәрлишип, йоқлап туриду. Һелиму шуларниң бари! Қейимбәк Алмута шәһири Достлуқ йезисида яшайду. Җәмийәтлик ишларниң паал иштракчиси. Ейтмақчи, Шәрәпәт һәдиму Ишиктә шәһәрлик ханим-қизлар кеңишиниң әзаси ретидә Әмгәкчиқазақ наһийәлик һакимийәт вә Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин уюштурулған барлиқ чарә-тәдбирләргә қатнишип, наһийәниң мәдәний тәрәққиятиға биркишилик һәссисини қошуп кәлмәктә.
Әмгәкчиқазақ наһийәлик малийә, ихтисат вә бюджетни реҗиләш бөлүмлиридә ихтисатчи, чоң ихтисатчи, баш ихтисатчи, ревизор вә бөлүм секториниң башлиғи хәзмәтлирини атқуруп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Чоң бир наһийәниң пүтүнсүрүк һесавини жүргүзидиған бөлүмдә узун жиллар хизмәт қилған у өз ишиниң маһирлири, бөлүм башлиқлири Төкен Шаймағамбетов, Иманғизы Ахметов, Ермек Жәкеев, Бағлан Мушаева вә башқилардин кәспиниң қир-сирини үгәнди. Андин өзи билгәнни шагирлири, һазир наһийәниң бөлүмлиригә рәһбәрлик қиливатқан Бейбит Ысқақов, Мөмүнҗан Исламов қатарлиқ онлиған яшларға үгәтти. У әстаидил хизмити үчүн наһийәлик, вилайәтлик вә җумһурийәтлик дәриҗидики мукапатларға еришти. 

Әмгәкчиқазақ наһийәси.


 

6014 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы