• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қараша, 2021

Студентлар үчүн форум өтти

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Уйғур авази»

Мәлумки, Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев ҚХА Кеңишиниң мәҗлисидә «Жаңғыру жолы» яшлар һәрикитини Ассамблея йенидики җумһурийәтлик яшлар тәшкилатиға айландуруш тәкливини бәргән еди. Дөләт рәһбири, шундақла дөләтниң яшлар сәясити турғусидин ҚХА яшлириниң паалийитини риваҗландурушқа алаһидә көңүл бөлди һәм ҚХАниң новәттики сессиясини яшлар мавзусиға беғишлашни оттуриға қойди. 
 Өткән һәптидә Алмутидики Достлуқ өйидә «Жаңғыру жолы» һәрикитиниң уюштуруши билән «You-Бірліктесің» студентлар үчүн форум өтти. Униңға Парламент Мәҗлисиниң депутати Вакиль Набиев, ҚХА йенидики «Жарасым» тәшкилатиниң рәиси Тимур Жумурбаев, ҚУЯБ рәиси, ҚХА әзаси Рустәм Хәйриев, Алмутидики 15 алий оқуш орунлириниң студентлири қатнашти.
 Форумда сөз алған Ассамблеяниң йенидики «Жаңғыру жолы» яшлар һәрикитиниң рәиси вәзиписини вақитлиқ атқурғучи Анна Торосян, униң орунбасари Умар Мохаммедсаруар студентларни ҚХА яшлар һәрикитиниң паалийити, қурулуми, лайиһилири, әмәлгә ашурулған чарә-тәдбирлири һәққидә тәпсилий тонуштуруп өтти. Шуниңдин кейин студентлар вә ҚХА вәкиллири елимиздики милләтләрара разимәнлик, яшлар арисидики достлуқ мәсилилирини муһакимә қилди. 
— Новәттики форумларда яшлар арисида медиация мәсилилири бойичә тренинг-семинарларни өткүзүшни мәхсәт қиливатимиз, —дәйду Рустәм Хәйриев. — Шундақла ҚХА қурулумлири рәһбәрлири, йәни Анилар кеңиши, илмий-экспертлиқ топ, миллий мәдәний мәркәзлириниң рәһбәрлири билән учришишларни уюштурушни планлаватимиз.
 Мәзкүр форум жилиға төрт қетим өтидиған болиду.

682 рет

көрсетілді

32

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы