• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қараша, 2021

Келәчәкниң ачқучи — билимлик әвлатниң қолида

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Хәлиқ бирлиги вә системилиқ ислаһатлар — дөләтниң гүллинишиниң мустәһкәм һули» Мәктүбини оқуп, униңдики ейтилған йеңилиқларға мәмнун болдуқ. Болупму Дөләт рәһбириниң сүпәтлик билим бериш тоғрилиқ ейтқан пикирлиригә рази болуштуқ. 
Тәкитләш керәкки, өткән жиллири Президентимизниң тапшурмиси билән муәллимләрниң мааши хелә көпәйгән еди. Әнди Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң Қазақстан хәлқигә йоллиған новәттики Мәктүбидә толуқ билим беридиған йеза мәктәплирини оқуғучи саниға қарап мәбләғ билән тәминләшни пәйдин-пәй башлаш керәклигини, шундақла балиларни кичигидин башлап мутәхәссисликкә маслаштурушниң алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини һәм яш әвлат өзиниң келәчәк кәспини өз алдиға таллашни билиши керәклигини қәйт қилди. 
Қасым-Жомарт Кемелоғли билим бериш системиси вә илим-пәнни тәрәққий әткүзүш бойичә көңүлни хуш қилидиған яхши пикирләрни ейтти. Мәктүптә «Билим бериш системисиға ирадилик вә билимлик мутәхәссисләр һаҗәт. Муәллимләрни һазирқидәк бәш жилда әмәс, үч жилда бир қетим қайта тәйярлиқтин өткүзүш керәк дәп һесаплаймән. Чүнки улар шагиртиға йеңи билим берәләйдиған һәқиқий мәнадики ақартқучи болуши лазим», дейилгән. Балилар — бизниң келәчигимизғу, шуңлашқа билимлик әвлат тәрбийиләшкә һәммимиз мәнпийәтдар болушимиз керәк. Һә, келәчәкниң ачқучи — билимлик әвлатниң қолида... 
Яратқучи инсанларға мәхлуқларға бәрмигән әқил-ой, пәм-парасәтни бәргән. Шуларни әвлат тәрбийисидә биз қандақ пайдилиниватимиз? Әтики күндә әвлат тәрбийисини суслаштуруп қоймаслиғимиз үчүн немә қилишимиз керәк яки бу мәсилигиму бепәрва қарап, паңшиң жүриверимизму?
Шәхсән өзәм чоң-кичик мәсилиләрниң асасини аилидики тәрбийидин издәймән. Байқисиңиз, бүгүнки уйғур аилилиридә өзиниң ана тилини билмәйдиған, миллий урпи-адәт вә рәсим-йосунлардин хәвири йоқ қанчиму әвлат өсүп-йетилди. Әгәр өз вақтида ата-анилири уларға миллий роһта тәрбийә бәргән болса, бүгүн уларму өз пәрзәнтлирини ана тилида оқутуп, миллий роһта тәрбийилигән болар еди, дегән ой келиду. Умумән, ейтиңларчу, балини немә үчүн, ким үчүн һаятқа елип келимиз? Хәлиқ дастанлиридиғу «Һәммә әвлат үчүн» дейилиду. Ата-бовилиримиз әсирләр давамида әвлат тәрбийисигә наһайити җиддий қариған. Ваһаләнки, кеңәш дәвридә миллий тәрбийимизгә башқа хәлиқниң тәрбийиси арилишип кәтти. Зиялилиримизниң көпчилиги һөкүмран әл аһалисиниң көпчилигини тәшкил қилған хәлиқниң тәрбийисигә қизиқти һәм шуниңға интилди. «Мениңму балам шундақ болсекән», дәп арман қилишти. Һәҗәплинәрлиги, бизниң көплигән зиялилиримиз балиси билән нәврисини өз вақтида русчә тәрбийиләп, әнди һазир «Заман шундақ болған», дәп өзлирини ақлашқа тиришиду. Мисал сүпитидә чоң әвлат язғучи-шаирлиримизнила алайли. Уларниң бесим көпчилиги йезилардин шәһәргә келип, өй-очақлиқ болди. Бирлири балилирини миллий роһта тәрбийилиди, ана тилида оқутти. Һә, бәзилири пәқәт русчә тәрбийилиди. Уларниң бесим көпчилиги өзиниң ана тилини, миллий урпи-адәт, рәсим-йосунлирини унтиди. Әнди ундақ аилидин учум болған қизлиримиз инглизға, әрәпкә, һиндқа турмушқа чиқти. Балилири болса, рус, немис қизлириға өйләнди. Һә, һазир айрим яш ата-анилар пәрзәнтлирини европичә тәрбийилигүси келиду.
Йеқинда бир мөтивәр билән автобуста келиветип сөһбәтлишип қалдим. «Төрт балам бар» дәйду мөтивәр. Униң иккисини русчә, иккисини уйғурчә оқутупту. «Қайсиси қәлбиңизгә йеқин?» десәм, «Балам, әлвәттә, уйғурчә оқуғанлири йеқин. Уларниң меңиш-туруши, салам-саати, милләткә болған көйүми русчә оқуған балилиримға нисбәтән башқичә. Буни мән толиму кәч чүшәндим», дәп өкүнди мөтивәр.
 Тәрбийә демәкчи, өткән әсирниң 60-жиллири Қазақ ССРниң маарип министри болған Әди Шәриповтин бир яш журналист «Балини қандақ тәрбийиләш керәк?» дәп сорапту. Шу чағда у: «Йоқ йәрдин иш тепип бәргин, әмгәктин ошуқ тәрбийә йоқ», дәп җавап бәргән екән. Һәқиқәтән әмгәк муһтаҗлиқтин, һорунлуқтин сақлайду. Әмгәк адәмни тавлап, чиниқтуриду. Көпни көргән мөтивәрлиримиз «Балини йеза мәдәнийити биләнму тәрбийиләш керәк. Ата-аниға һәммә җәһәттин йеқин болуши үчүн балилиримизни йезиға пат-пат әвәтип, йеза нәпәси вә униң адәмлири билән тонуштуруп, йеқинлаштурған артуқчилиқ қилмайду» дейишиду. Бәлки, буму тоғриду. Әслидә балаңни алди билән өзәңни йәргә қаратмас үчүн тәрбийилишиң керәк. Бүгүн у сени сөйсә, ата-анини һөрмәтләп, иззәтлисә, әтә миллитигә көйүнүп, келәчәк әвладиниң ғемини қилидиған болиду.
 

456 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы