• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қараша, 2021

Мукапатланғанлар арисида миллитимиз вәкилиму бар

Йеқинда Мустәқиллик жиллирида өз кәспиниң маһири аталған йүздин ошуқ мутәхәссискә мәйрәмлик мукапат тапшурулди. Бу изгү мәрасим Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Мустәқиллик — һәммидин қиммәт» программилиқ мақалисини тәрғип қилиш мәхситидә уюштурулған. 

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»

 Нур-Султан шәһиридики «Билим, цивилизация миллий инновациялик илмий тәтқиқат мәркизидә» болуп өткән җумһурийәтлик байқашқа елимизниң җай-җайлиридин 500 үмүткар қатнашти.
Қазақстанниң тәрәққиятиға мунасип һәссисини қошқан мутәхәссисләрниң арисидин 120 адәм «Қазақстан Җумһурийитиниң Пәхрий граждини» атиғиға лайиқ дәп тепилди. Уларниң ичидә билим, медицина вә йеза егилиги саһасиниң хадимлири бар. 
«Қазақстан Җумһурийитиниң Пәхрий граждини» атиғиға лайиқ, дәп тепилғанларниң арисида миллитимиз вәкили, Алмута шәһиридики 49-оттура мәктәпниң рус тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Дилбирим Тохтахуноваму (сүрәттә оңдин биринчи) бар.
Биз, «Уйғур авази» гезитиниң журналистлири, мукапат егисини қол йәткүзгән утуғи билән сәмимий тәбрикләп, униңға иҗадий утуқлар тиләймиз. 

454 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы