• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2021

130 илпиз қалди

Илпизниң көпийиши тохтап, сани кәскин қисқарған жиртқуч сүпитидә Қазақстанниң Қизил китавиға киргүзүлгән.
Җумһурийәт экология, геология вә тәбиий ресуслар министрлигиниң хәвәр қилишичә, мәмликитимиздә 130ға йеқин илпиз қалған. Улар алаһидә күзитилидиған тоққуз тәбиий территориядә: Или Алитеғида, Җоңғар Алитеғида, Көлсай көли әтрапида, Катон-Қарағай, Сайрам-Угам, Чарин, Алтын-Емел, Ақсу-Җабағли вә Алмута дөләт тәбиий қоруқлирида яшайду.
БДТниң тәрәққият программиси даирисидә илпизни сақлап қелиш бойичә Миллий иш-һәрикәт плани ишлинип чиқти. Планниң мәхсити илпиз санини көпәйтишниң илмий тәтқиқати болуп һесаплиниду.
Илпиз 2700 – 5000 метр егизликтә яшайду. Уларниң арисида қуйруғи бир метрға, тениниң узунлуғи 2,1 метрға йетидиғанлириму бар.
Wildlife Without Borders “Чәксиз явайи тәбиәт вә “Илпизни Алмута вә Қазақстанниң җанлиқ рәмзи сүпитидә сақлап қелиш” лайиһиси даирисидә мониторинглиқ тәтқиқатларниң асасий басқучи аяқлашти. Тәтқиқатлар нәтиҗисидә мегаполис әтрапидики тағларда яшайдиған илпиз топиниң көпийиш әһвали тоғрилиқ әҗайип материаллар елинди. Җәнубий пайтәхт әтрапидики тағларда илпизниң яшаш иқтидари наһайити үстүн: мегаполис әтрапидики қолайлиқ тәбиий шараит йоқап кетиватқан жиртқучниң һаят кәчүрүшигә мас келиду. Әпсус, җәнубий йөнилиштә шәһәр инфрақурулиминиң тәрәққий етиши вә аһали саниниң чапсан өсүши һайванларға сәлбий тәсирини йәткүзүватиду. Улар аста-аста қолайсиз җайларға көчүшкә мәҗбур болиду.
Мәмликитимиздә мустәқиллик жиллири давамида онға йеқин алаһидә күзитилидиған тәбиий территорияләр қурулди. Бу илпизниң асасий яшаш җайлирини сақлап қелишқила әмәс, бәлки уларниң саниниң хелә өсүшигә имканийәт яратти. Мәсилән, әгәр 2000-жилларниң бешиға қәдәр, уларниң сани 100 – 110 болған болса, һазирқи күндә 135 – 170кә йетиши мүмкин. Бу көрсәткүч 1980-жиллардикигә (180 – 200) йеқинлишиватиду.
Таҗсиман вирус пандемиясиму илпизларниң һаятиға өз тәсирини йәткүзди. 2020-жили туристлар һәм йәрлик турғунларға тағларға бериш толуқ мәнъий қилинди. Шәһәр йениға улар яшайдиған җайларға йошурун сүрәткә чүширидиған аппаратлар орнитилди. Үч ай ичидә илпизлар илгири яшиған җайлириға қайтқан.
Илпизлар Қазақстандин башқа Хитайда, Моңғулстанда, Һиндстанда, Непалда, Қирғизстанда, Пакстанда, Таҗикстанда, Россиядә, Авғанстанда, Бутанда, Өзбәкстанда учришиду. Уларниң йәр йүзидики умумий сани 4 – 6 миңни тәшкил қилиду. 
 

165 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы