• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2021

Кичик Ақсудики чоң башланма

Бийилқи жилниң әң чоң йеңилиғи – елимиз Мустәқиллигиниң 30 жиллиғи болди. Көптин күткән улуқ тойға санақлиқ күнләр қалди. Президентимиз ейтқандәк, биз үчүн әң муһими – һәрбир гражданниң Мустәқилликниң қәдрийитини һис қилғанлиғи. Җүмлидин әркинлик вә бәхитниң қучиғида чоң болған азат әлниң әвлатлирида арман йоқ. Уларниң асасий мәхсити – пухта билим елип, тәрәққий етиватқан дөләтниң тиригигә айлиништин ибарәт.

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи һарписида Кичик Ақсу оттура мәктивидә уюштурулған «1000 һесап» лайиһисиниң нәтиҗиси чиқирилип, лайиһигә қатнашқан оқуғучилар мәхсус соғилар билән мукапатланди. Ениғирақ ейтсақ, 2018 – 2019-оқуш жилида Кичик Ақсу оттура мәктивидә мәктәп мудири Тохтахун Қадировниң тәшәббуси вә «Уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрни қоллаш» фондиниң рәиси Алимҗан Тиливалдиниң қоллап-қувәтлиши билән «500 һесап» лайиһиси қолға елинған еди. Бара-бара оқуғучиларниң қизиқиши күчийип, лайиһә «1000 һесап лайиһиси» болуп өзгәртилди. Арилиқта оқуш жилиниң онлайн-режимда уюштурулушиға қаримай, һесап чиқиришни тохтатмиған оқуғучиларниң алди бүгүнки күндә алтә миң һесапқичә чиқирип үлгәрди. 
Мошу лайиһини қоллап-қувәтлигүчилириниң бири, М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, Россия тәбиий пәнләр академиясиниң мухбир-әзаси, филология пәнлириниң доктори, «Уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрни қоллаш» фондиниң рәиси Алимҗан Һәмраев, миллий маарипимизниң җанкөйәри Реһимҗан Тоқаев, шаир-журналист Әхмәтҗан Исрапилов, Уйғур наһийәлик билимни риваҗландуруш оқуш-методикилиқ мәркизиниң методисти Альбина Латарова йеқинда Кичик Ақсу оттура мәктивидә болуп, лайиһигә қатнашқан оқуғучилар билән уларниң муәллимлирини рәғбәтләндүрүп қайтти. Һөрмәтлик меһманларниң қатарида оқуғучиларни мукапатлашта һамийлиқ қилған «Достлуқ» уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Розахун Насиров билән мәзкүр мәркәзниң әзаси Үсән Җәлиловму болди. 
Математика – пәнләрниң падишаси һесаплиниду. «1000 һесап» лайиһиси балиларниң интеллектуал вә логикилиқ ойлаш қабилийитини, билим даирисини риваҗландурушиға мүмкинчилик бериду. Кичик Ақсу оттура мәктивидә өткән чарә-тәдбирдә пән муәллими Ядикар Һезбақиев оқуғучиларға математика пәни бойичә тапшурмиларни орунлатти. Нәқ мәйдандила билимини испатлиған оқуғучиларниң тапқурлуғи кәч меһманлирини һәйран қалдурди. Кәчниң давами Мустәқиллигимизгә беғишланған концертлиқ программиға улашти.
Дәсләпки сөзгә чиққан мәктәп мудириниң вәзиписини атқурғучи Әдһәм Сулайманов башта «500 һесап» лайиһисиниң 20 оқуғучи билән башланғанлиғини һәмдә һазир «1000 һесап» лайиһисиниң 35 оқуғучи билән давам қиливатқанлиғини тәкитлиди. Шундақла мошу лайиһиниң арқисида математика пәни бойичә олимпиада, конкурсларниң ғалиби атиливатқан оқуғучиларниң исимлирини пәхирлиниш билән атап өтти. Өз новитидә, сөз алған кәч меһманлириму яшларниң қабилийитигә қайил болғанлиғини ейтип, математикиға иштияқ бағлиған балиларниң келәчигидин чоң үмүт күтидиғанлиғини тилға алди. 
Алимҗан Тиливалди лайиһә даирисидә мәзкүр чарә-тәдбирни уюштурған мәктәп мәмурийитигә, шу җүмлидин мудирниң вәзиписини вақитлиқ атқурғучи Әдһәм Сулайманов билән лайиһә тәшәббускарлириниң бири, мәктәпниң сабиқ мудири Тохтахун Қадировқа алаһидә рәхмәт ейтқач, мәктәп муәллимлирини тәшәккүрнамиләр билән тәғдирлиди. 
Алдинқи үчлүктин көрүнгән оқуғучилар ахчилиқ соғиларға муйәссәр болди. Атап ейтсақ, 7-синип оқуғучиси Камиләм Қурдашева (5850 һесап чиқарған) билән 4-синип оқуғучиси Милана Сәйдәхмәтова (1877 һесап чиқарған) Баш мукапатқа еришсә, 10-синип оқуғучиси Пәрвиз Турдиев билән 9-синип оқуғучиси Арзигүл Абдухелилова – 1-орунға, 4-синип оқуғучиси Руфина Михаилова, 10-синип оқуғучиси Сабрина Нурәхмәтова – 2-орунға, 7-синип оқуғучиси Радмина Тохтахунова, 4-синип оқуғучиси Илшат Турдалиев, 8-синип оқуғучиси Дилнура Хамидова, 6-синип оқуғучилири Пәризат Қурдашева, Мунира Октяброва 3-орунға сазавәр болди. Қисқиси, лайиһигә қатнашқан 35 оқуғучиниң һечбири мукапатсиз қалмиди. 
Хулләс, Кичик Ақсу оттура мәктиви Уйғур наһийәсидики анатиллиқ мәктәплиримизниң бири һесаплиниду. Мәзкүр билим дәргаһида 33 муәллим 147 оқуғучиға заманға лайиқ билим бәрмәктә. Кичик мәктәпниң чоң башланмиси пәқәт бу әмәс. Шуниң билән қатар ушбу билим дәргаһида «Китапни ким көп оқуйду?» лайиһисиму қолға елинған. 

241 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы