• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2021

Керәк кәсип, керәк колледж...

Гәпниң очуғини ейтсақ, йезилиқ мәктәпләрдә оқуйдиған оқуғучилар 9-синипни тамамлиғандин кейинла «Қандақ кәсипни таллаймән?» дегән соал әтрапида ойлинишқа башлайду. Йәнә келип, улар ата-аниси һәм муәллимлириниң йол-йоруғисиз өз бешиға елип қарар қобул қилиштин жирақ. Буни йезидики тәрбийидин дәймизму, қисқиси, жуқарқи синип оқуғучилири өз қизиқишиға бола чоңларниң көзқаришидин атлап кетәлмәйду. Муәллимлири шагиртиниң қабилийитигә қарап йол көрсәтсә, ата-анилири «тезирақ иш тепилидиған» кәсип түрлирини тәвсийә қилиду. Көп әһвалда балиниң қизиқиши инавәткә елинмайду. Шуңа йеза яшлириниң тәңдин-толиси муәллим вә дохтурлуқни таллап, бу мутәхәссисликни егиләп чиққандин кейин иш тепиш проблемисиға дуч келиду. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Байқиғиним, балиси дипломи бойичә ишлимисиму, ата-аниларға «балам дохтурлуқни яки муәллимликни пүтәргән» дегән сөзниң өзи қәдирлик сезилсә керәк. Шуңа улар қорадики әң ахирқи топиғини сетип болсиму, балисини шәһәрдики алий оқуш орунлириға чүширишкә тиришиду. Ваһаләнки, мақаләмни кәсип таллаштин башлишимниң өз сәвәви бар. Чүнки һазир йезиларға йетишмәйватқан мутәхәссисликләр йетәрлик. Тоғрисини ейтсақ, йеза ақ көйнәк кийип, компьютер алдида олтиридиған яшлардин көрә, техникиниң тилини билидиған, хамәшиядин мәһсулат ишләпчиқиришқа қадир яшларға муһтаҗ. 
Сиз Чонҗидики политехника колледжи һәққидә аңлиғанмедиңиз? Йеза яшлирини удул шәһәргә башлайдиған чоң йолниң бойида җайлашқан билим дәргаһи 9-синипни тамамлиғучиларни электронлуқ һесаплаш машинисиниң оператори, ашпәз, электр вә газ кәпшәлигүчиси, слесарь, йеза егилик ишләпчиқиришиниң тракторист-машинисти, тикинчи мутәхәссисликлири бойичә оқутуп, диплом бериду. Мәзкүр колледжниң шәһәрләрдики колледжлардин һечбир пәрқи йоқ. Ятақхана, стипендия, шундақла һәқсиз тамақ йеқиму қараштурулған. Колледж атмиш жилдин ошуқ тарихқа егә болсиму, бүгүнки нәпәси заман тәрәққиятиға маслашқан. Чоңларниң сәвийәсидә «СПТУ» сүпитидә сақлинип қалған билим юртиниң һазирқи иш-паалийити тамамән башқа. Колледждики новәттики сәпиримиздә буниңға йәнә бир мәртә көз йәткүздуқ. 
Дәсләпки қетим Қазақстан ССР Алий Кеңишиниң Пәрманиға бенаән 1959-жили Алмута вилайити Уйғур наһийәсиниң Кәтмән йезисида, Чапаев намидики техника җөндәш станцияси йенида механизаторларни тәйярлайдиған курс сүпитидә ечилип, 1963-жили №144-йезилиқ кәсиплик училище болуп Чонҗа йезисиға көчирилгән оқуш орниға бийил 62 жил толиду. Йеңичә түс алған мәһкиминиң бенаси заман тәливигә мувапиқ җөндәштин өткән. 1980-жили 9-кәспий-техникилиқ училище болуп ечилип, 2003-жили 9-кәспий мәктәп болуп өзгәртилип, 2008-жилниң июнидин башлап 9-кәспий лицей дегән нам алған бүгүнки билим дәргаһиға «колледж» дегән атақ 2013-жилниң июнь ейида берилгән. 
Чонҗа политехника колледжи 600 оқуғучиға молҗаланған. Бүгүнки күндә 282 студент билим алмақта. 300 орунлуқ ятақхана, 150 орунлуқ ашхана, спорт зали, мәҗлис зали, тәҗрибилик дәрисләр үчүн 9 чевәрхана һәм тәҗрибихана, һәқсиз цех, полигон (мәхсус машина жүргүзүшни үгәнгүчиләрниң мәйдани), техника җөндәш үчүн йепиқ бена, гараж һәм китапханиси (9515 китап фонди бар) бар оқуш орнида теориялик билим елиш үчүн 24 кабинет дөләтлик стандартқа мувапиқ җабдуқланған. Шундақла икки компьютер синипи билән бир мультимедиялик кабинет студентларниң сүпәтлик билим елишиға зәмин яритиду. Башта тәкитлигинимиздәк, Чонҗа политехника колледжи студентларға 6 мутәхәссислик бойичә билим бериду. Йәнә келип, иш билән тәминләш программисиға қатнашқучилар вә Алмута вилайити, Уйғур наһийәсиниң хәлиқни иш билән тәминләш мәркизи билән ясалған иҗтимаий келишим-шәртниң тәләплиригә мувапиқ, колледжда жил бойи тендер асасида 1-3 айлиқ муддәттә ишсиз гражданларни қайта тәйярлаш вә билимини мукәммәлләштүрүш ишлири әмәлгә ашурулуп туриду. 
Дәсләп 20 оқутқучи билән иш башлиған колледжниң мудири болуп Мәһәмәтҗан Әршидинов тайинланған екән. Өйниң һули чиң болмиса, униң теминиң қелинлиғи, чедириниң егизлигидин пайда йоқ. Җүмлидин шу бир қийин-қистаң заманларға қаримай, билим ордисиниң келәчәги үчүн күч чиқарған дәсләпки мудирниң әмгигини алаһидә атап өткән орунлуқ. 1971 —1977-жиллар арилиғида Шавдун Һейтбақиев, 1977 — 1988-жиллар арилиғида Закир Мәмиров, 1988 — 1993-жиллар арилиғида Молут Һевизов башқурған колледжға 1993-жилдин буян Рәхмәтҗан Суджәков рәһбәрлик қилмақта. 
Шәмшидин Мәсимов, Осман Зайитов, Закир Мәмиров, Сүйгүн Митәлипов, Молут Һевизов, Қалинур Қозыбаев, Әхмәтҗан Салманов, Абдуллин Тохтәмов, Әхмәтҗан Суджәков, Талип Азнибақиев, Пәридәм Суджәкова, Турсун Әмәрғазиев, Тәлимәм Баратова, Нурәхмәт Зикиряров, Батур Баратов, Селимәм Суджәкова, Хелипәм Һәмраева, Руқийәм Мусаева, Үсүпҗан Һезбақиев, Бейсен Иембердиев, Узақ Қурманғалиев, Дилшат Абдримов қатарлиқ устазларниң әмгиги сиңгән билим дәргаһиниң бүгүнки һөрмәтлик устазлири сүпитидә Рәхмәтҗан Суджәков, Исрайил Шавдинов, Нурбүви Шарипова, Үмәтхан Мөрдинова, Муһәббәт Һошурованиң исмини тилға алсақ әрзийду. 
Умумән, колледжда 44 инженер-педагог хизмәт қилиду. Уларниң алтиси алий дәриҗилик устазлар болса, І дәриҗилик – 14, ІІ дәриҗилик 11 оқутқучи бар. Алмута вилайити бойичә уюштурулған «Әң илғар билим бериш мәһкимиси» конкурсида Чонҗа политехника колледжиниң коллективи «Инновациялик колледж» номинацияси бойичә ғалип аталса, колледж мудири Рәхмәтҗан Савутоғли Суджәков Қазақстан Җумһурийити Президенти Н.Ә. Назарбаевниң Пәхрий ярлиғи билән мукапатланди. Мана шуниңға охшаш колледж устазлири билән студентлириниң алған мукапатлирини тизип йезип чиқидиған болсақ, буниңға бир мақалимизниң азлиқ қилари һәқ. Чүнки атмиш жиллиқ әмгәкниң нәтиҗисини бирдин ейтип түгитиш мүмкин әмәс.
Колледжниң ичи-тешиниң сәрәмҗанлиғи, азадә, пакизә муһити бирдин һәрқандақ инсанниң диққитини өзигә тартиду. Әнди ятақханиға тохталсақ, биринчи қәвитидә оғулларниң, иккинчи қәвитидә қизларниң бөлмилири орунлашқан болуп, иссиқ су, соғ сүйи ичидә, бөлмилири җиһазлар билән толуқ җабдуқланған. 
Хуласиләп кәлгәндә, мустәқил әлниң әвлатлири үчүн һәртәрәплимә заманивийлаштурулған колледждин камчилиқ тапалмидуқ. Оқушқа чүшкәнләр ятақхана, бир вақитлиқ һәқсиз тамақ билән тәминләнгән. Йәнә келип, һәр айда оқуш зәрбидарлириға – 21 787 тәңгә, әлачиларға 25 055 тәңгә әтрапида стипендия, буниңға қошумчә жирақ йезилардин қатнайдиғанларға йол һәққи берилип туриду. Житим балиларға 4 вақитлиқ һәқсиз тамақ қараштурулған һәмдә кийим-кечәк тәрәптин ярдәм көрситилиду. 
 Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев бийилқи Мәктүбидә «Балиларни кичигидин башлап мутәхәссисликкә маслаштуруш алаһидә әһмийәткә егә. Яш әвлат өзиниң келәчәк кәспини өз алдиға таллашни билиши керәк» дегән еди. Наһийә яшлири кәсип таллашта жирақни көзләймиз дәп, көз алдидики колледжниң имканийәтлиридин халис қалмисекән дәп әндишә қилимиз... 

281 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы