• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2021

Шахноза – Назарбаев фондиниң стипендиати

Әгәр бизниң яшлиримиз илим вә билим билән шуғулланса, әл келәчигини ойлиса, келәчигимиз ярқин, мустәқиллигимиз мустәһкәм болиду.

Н.НАЗАРБАЕВ.
 

Бийил 350тин ошуқ студент «Н.Назарбаев фондиниң» стипендиясиға еришиш үчүн бәйгигә чүшти. Уларниң арисидин 80 жигит вә қиз синақтин сүрүнмәй өтти. Гезит оқурмәнлиригә пәхирлиниш илкидә хәвәрләймизки, уларниң арисида бизниң қаракөзлиримизму бар. Шуларниң бири – байсейитлиқ Шахноза Һейтҗанова. У Сағадиев намидики Хәлиқара Бизнес университети Хәлиқара һоқуқ факультетиниң ІІІ курсида оқуйду. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА, 
«Уйғур авази» 

Байсейит йезисидики Исмайил Тайиров намидики оттура мəктəпниң учумкари Шахноза Һейтҗанова кичигидин билимгә чоң иштияқ бағлап өсти. Болупму, у шеирийəткə бөләкчә қизиқти. Бирнәччә қетим Абдумеҗит Дөлəтов намидики «Баһар қайтиду» вә Һебибуллам Қаһаров намидики «Һошшәрә, яш талантлар!» конкурслириға қатнишип, алдинқи орунлардин көрүнгән еди. Шундақла у җумһурийәтлик «Ғунчə» фестивалида «Гран-при» мукапитиниң саһиби аталған. Униң шеирлири «Уйғур авази» гезити вә «Ғунчə» журналиниң бәтлиридә бесилди. Шахноза мәктәпниң жуқарқи синиплирида тарих пəнидин «Өлкетану» вә «Уйғур əдəбияти» секциялиридə паалийәт елип барди. Оттура мәктәптин кейин өзи арман қилған алий билим дәргаһиға чүшүп, пухта билим елиш билән биллә өзиниң башқиму қабилийәтлирини риваҗландуруп келиду. Сөзсизки, «Н.Назарбаев фонди» тәрипидин бир жил бойи төлинидиған стипендия Шахнозаниң йәниму чоң утуқларға еришиши үчүн йол ачиду.
Мәлумки, Нурсултан Назарбаев фондиниң студентларға беғишланған стипендияси алий вә оттура-мәхсус оқуш орунлири студентлириниң илмий вә иҗадий паалийитини қоллап-қувәтләш үчүн уюштурулған еди. У умумбәкитилгән стипендиядин ташқири бәлгүлиниду. Ушбу конкурсқа оқуш орунлириниң һәм һәқсиз, һәм һәқлиқ бөлүмлириниң студентлири бирдәк қатнишалайду. Конкурс тәләплири бойичә, униңға Қазақстанниң алий вә оттура-мәхсус оқуш орунлириниң икки курсини утуқлуқ тамамлиған, оқуш җәриянида академиялик көрсәткүчләргә егә болған, өзлири билим еливатқан оқуш орни кафедрилири вә бөлүмлириниң җәмийәтлик ишлириға паал арилишидиған, студентлар вә оқутқучилар арисида һөрмәткә бөләнгән студентлар қатнишиш һоқуқиға егә. 

358 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы