• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2021

Хәлиқара конференция Җамбулниң 175 жиллиғиға беғишланди

Йеқинда Җамбул вилайитидә қазақ хәлқиниң улуқ ақыни Җамбул Җабаевниң 175 жиллиғиға беғишланған «Ұлы дала ақыны» намлиқ хәлиқара конференция өтти. Униңға ҚҖ Президенти Мәмурийити рәһбириниң биринчи орунбасари Даурен Абаев, мәдәнийәт вә спорт министри Ақтоты Раимқулова, Қазақстан вә Қирғизстанниң парламет депутатлири, язғучилар, җамбулшунаслар, алимлар, ақынниң әвлатлири қатнашти. Конференция қатнашқучилири дәсләп Җамбул ядикарлиғиға гүлчәмбәрләр қойди.
 Конференциядә сөз алған Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийити рәһбириниң биринчи орунбасари Даурен Абаев мәзкүр конференцияниң әһмийитини тәкитлиди.
— Җамбулниң һаяти вә иҗадийити – өз хәлқини сөйүшниң, униңға тинмай әмгәк қилишниң әң алий үлгиси. «Мениң аддий исмим Җамбул, амма һәқиқий намим – қазақ» дәп тәкитлигән улуқ ақын һәм у дайим хәлиқ билән биллә болған. Қийин пәйтләрдә униң шеирлири аддий хәлиқниң роһини көтирип турған. У өзиниң узун һаятида тарихий өзгиришләрниң гувачиси болди вә өзиму һәқиқий инсан болуп қалди. Җамбул Қоқәнт бийлири вақтида, падиша Россия дәвридә һәм Кеңәш Иттипақи заманлирида тиз пүкмигән. У қазақ хәлқиниң пикрини изһар қилған, у пәқәт ақынла болуп қалмиди, һәқиқий граждан болди. Дала философи һесапланған Җамбулниң һаят йоли һәрбир инсанға үлгә болғуси.
 Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Пәрманиға бенаән, Җамбул Жабаевниң 175 жиллиқ тәвәллудини өткүзүш бойичә мәхсус дөләт комиссияси қурулди. Бу сәнә улуқ Абайниң вә Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи билән тәң келишини рәмзлик дәп ейтишқиму болиду. Абайму, Җамбулму гүлләнгән әл, мустәқил дөләт һәққидә арман қилған. Бу идеяләр уларниң әсәрлиридә өз әксини тапқан.
 Бүгүн биз Җамбул Жабаевқа өз һөрмитимизни көрситиватимиз, бу – тарихий вақиә, — деди Даурен Абаев өз сөзидә.
 Җамбул вилайитиниң һакими Бердибек Сапарбаев ХХ әсирниң Гомери һесапланған Җамбулниң тәвәллудиға беғишлинип өткүзүлүватқан кәңдаирилик чарә-тәдбирләргә тохталди.
— Елимиздә Җамбул Жабаевниң нами билән аталған ялғуз вилайәт бар. Пәқәт Қазақстандила әмәс, пүткүл дунияда улуқ шәхсләрниң нами билән аталған вилайәтләр камдин-кам учрайду. Һазир валайәтниң ихтисадий-иҗтимаий тәрәққиятидила әмәс, шундақла мәнивий-мәдәний саһалиридиму чоң иҗабий өзгиришләр йүз бериватиду.
 Җамбул вилайитидә 1 наһийә, 3 йеза округи, 3 аһалилиқ пункт, 1 проспект вә 83 коча, 10 мәктәп, 1 китапхана улуқ шаир нами билән аталған. Регионда Җамбул Җабаевқа 8 ядикарлиқ орнитилған. 
 Улуқ дала шаирни тәвәллудиға беғишланған бирнәччә чарә-тәдбир өткүзүлүватиду. Жил давамида 784 чарә уюштурулди. Бу униң әсәрлирини сақлаш вә келәчәк әвлатқа йәткүзүш, ақинниң нәмунилик һаятини тонуштуруш бойичә әмәлгә ашурулуватқан ишларниң бир қисми, — деди регион рәһбири.
 Мәдәнийәт вә спорт министри Ақтоты Раимқулова елимиз Мустәқиллигиниң 30 жиллиғи вә ХХ әсир Гомери тәвәллудиға беғишланған тәнтәнилик чарә-тәдбирләргә тәпсилий тохталди. 
 Филология пәнлириниң доктори, академик, җамбулшунас Қалижан Уалихан, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң рәиси Улуқбек Есдәулет Җамбул Җабаев иҗадийитиниң қазақ хәлқиниң тәғдиридики әһмийити һәққидә ейтип өтти.
— Бизниң елимиздә батур оғланлар вә улуқ шаирлар бар. Мошуниң билән бизниң хәлқимиз күчлүк. Дуниядики егиз тағларниң бири – Алитағ, дуниядики улуқ шаирларниң бири — Җамбул Җабаев. Җамбул Алитағдәк улуқ. Шуңлашқа биз тағлар һәққидә гәп қилсақ, Җамбулни ядимизға алимиз. Униң иҗадийити толуқ тәтқиқ қилинмиди. Җамбулниң әсәрлири дунияниң 160 тилиға тәрҗимә қилинған, — деди Улуқбек Есдәулет.
 Өз новитидә, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң депутати Нуртөре Жүсип вә Парламент Мәҗлисиниң депутатлири Бекболат Тлеухан, Мейрамбек Төлепберген, язғучи Жумабай Шаштайулы, язғучи-драматург Елен Алимжан, шаир Дәулеткерей Кәпулы, Җ.Җабаевниң чәвриси Муратхан Жамбылов шаирниң қазақ әдәбияти вә мәдәнийитигә қошқан чоң төһписи тоғрилиқ ейтип өтти. 
 Қирғизстан Ш.Айтматов намидики тил вә әдәбият институтиниң йетәкчи илмий хадими Келдибек Койлыбаев, «Манасшылар» театриниң мудири, шаир Азиз Бимырза Җамбул Җабаевниң икки дөләт арисидики әдәбий вә мәдәний алақиләрни күчәйтиштики ролини алаһидә тәкитлиди. 
  Конференция давамида шаирниң һаятидин йеңи мәлуматлар вә униң иҗадийитини чоңқур үгиниш бойичә тәклипләр ейтилди. 
 Конференция даирисидә «Жамбыл жырау» намлиқ китап тонуштурулди. Бу китапқа илгири нәшир қилинмиған Җамбулниң қирғиз шаирлири билән болған айтыслири, Қирғизстан Җумһурийити Миллий пәнләр академияси вә китапханилирида тепилған шеирлири, хошна дөләт алимлириниң тәтқиқатлири киргүзүлгән.
 

405 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы