• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2021

Һакимийәт вә җәмийәт диалоги

22-ноябрь күни Һөкүмәтлик әмәс сектор билән өзара һәрикәт қилишниң Қазақстан Мустәқиллигиниң 30 жиллиғидики әң чоң вақиә –X Гражданлиқ форум башланди. 
 «Җәмийәт вә дөләтни турақлиқ тәрәққий әткүзүш мәнпийитидики 30 жиллиқ шериклик» мавзусида башланған форумни Қазақстан Җумһурийитиниң әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Аида Балаева билән Қазақстан Гражданлиқ Альянсиниң президенти Бану Нурғазиева ачти.
 Аида Балаева өз сөзидә Х Гражданлиқ форумниң пәқәт юбилейлиқ чарә-тәдбир әмәс, бәлки муһим вақиә болуп, униң ишиниң толуқ Қазақстан Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға беғишлинидиғанлиғини тәкитлиди. 
Министр мәмликәтниң гражданлиқ секториниң Мустәқилликниң дәсләпки жиллирида жигирмигә йеқин һөкүмәтлик әмәс тәшкилаттин башланғанлиғини, бүгүн болса, Мәркизий Азиядики әң тәрәққий әткән җәмийәтлик институтқичә өсүп йетилгәнлигини әслитип өтти. Мәсилән, һәр жили Қазақстанниң «үчинчи сектори» оттура һесапта 150 йеңи қатнашқучи билән толуқлиниватиду.
– Гражданлиқ форум – бу айрим аддий адәмләр тәстиқләватқандәк, пәқәт «һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң шәклән-протоколлуқ слети» әмәс, бәлки әң һәқиқий иш җәрияни болуп, униңда әмәлий идеяләр вә тәшәббуслар пәйда болиду, министрлар вә һакимлар гражданлиқ активистлар билән бирқатарда бирләшкән иш-һәрикәтләр планини түзиду, дөләт айрим иҗтимаий проблемиларни һәл қилишни һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларға тапшуриду, – деди министр. 
Шуни қошумчә қилимизки, дәсләпки қетим Гражданлиқ форум ишиға Қазақстанниң ЕБҺТ, БДТ Тәрәққият Программиси, ЮНИСЕФ, Фридрих Эберт Фонди, ЮНЕСКО, ЮСАИД сүпитидики хәлиқара шериклири қатнишиватиду.
Аида Балаева уларниң Қазақстан гражданлиқ җәмийитиниң тәрәққий етишигә чоң һәссә қошуватқанлиғини тәкитлиди.
 – Мәзкүр миссияләргә конструктив диалог вә баһалиқ тәвсийәлири, өзара чүшәнчә, һисдашлиқ вә очуқлуқ үчүн миннәтдарлиқ билдүрмәкчимән, – деди әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри. 
Өз новитидә Қазақстан Гражданлиқ Альянсиниң президенти Бану Нурғазиева Гражданлиқ форумниң җәмийәт, һакимийәт вә бизнесниң конструктив диалог жүргүзүши үчүн мәмликәтниң баш мәйдани екәнлигини тәкитлиди.
– Бүгүнки таңда Гражданлиқ форум умуммиллий характерға егә болди. Аһали вә һакимийәтниң әкси алақисиниң әмәлий механизмиға айланди. Һөкүмәтлик әмәс сектор һәқиқий җәмийәтлик күч болуп шәкилләнди, дәп һесаплашқа толуқ асас бар, – дәп тәкитлиди Бану Нурғазиева. 
X Гражданлиқ форумниң иши бәш күн мабайнида һәм онлайн, һәм офлайн-шәкилләрдә Нур-Султан вә Алмута шәһәрлиридә өтиду. 

407 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы