• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2021

Президент Премьер-министрни қобул қилди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликәт Премьер-министри Асқара Маминни қобул қилди.
Премьер-министр Дөләт рәһбиригә мәмликәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик әһвал, иҗтимаий әһмийәткә егә товарлар баһасини турақлаштуруш, инвестицияләрни җәлип қилиш чарилири вә иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятниң башқа муһим мәсилилири тоғрилиқ доклад қилди.
Асқар Мамин эпидемиологиялик әһвалниң туруқлишип, Covid-19 инфекцияси билән ағриш дәриҗисиниң төвәнләватқанлиғини тәкитлиди. Ахирқи айда ағриғанларниң сани 2,4 һәссә, стационарларда йетиватқанларниң – 1,4 һәссә, амбулаториялик ағриқларниң – 1,8 һәссә азайди.
Һөкүмәт рәһбири аһалини вакцинилаш бойичә жүргүзүлүватқан планлиқ иш тоғрилиқ әхбарат бәрди. Бүгүнки күнгә қәдәр 8,7 миллион адәмгә вакцина селинди. 22-ноябрьда барлиқ регионларда қайта вакцинилаш башланди.
Президент шундақла иҗтимаий әһмийәткә егә озуқ-түлүк товарлириниң баһасини турақлаштуруш вә боһранға қарши чариләр комплексиниң әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ хәвәрдар қилинди.
Премьер-министр Қасым-Жомарт Тоқаевқа шундақла Қазақстанниң ЕАИИда рәислик қилишиниң асасий йөнилишлирини әмәлгә ашурушниң кетип бериши тоғрилиқ доклад қилди. Җүмлидин өзара пайдилиқ кооперация лайиһилирини тәрәққий әткүзүш, содида моҗут болуватқан тосалғулуқларни елип ташлаш, транспорт-логистикилиқ һәмкарлиқни күчәйтиш, рәқәмлик технологияләрни җарий қилиш, сода-ихтисадий һәмкарлиқни кәңәйтиш бойичә бирләшкән иш җанланди.

410 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы