• Асасий мақалилар
  • 25 Қараша, 2021

Президент Алмутида болди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң җәнубий пайтәхткә қилған иш бабидики сәпири малийә секториниң вәкиллири билән болған учришиштин башланди.
 Дөләт рәһбириниң Алмутидики қараргаһида өткән чарә-тәдбиргә Президент Мәмурийитиниң вә бирқатар башқа мәркизий органларниң рәһбәрлири, шундақла йетәкчи малийә вә банк қурулумлириниң вәкиллири қатнашти.
Қасым-Жомарт Тоқаев мәҗлисни ечип, учришишниң мундақ тәркиптә дәсләпки қетим өтүватқанлиғини тәкитлиди. Президентниң сөзичә, мәмликәтниң малийә секторида бирқатар муһим проблемилар топланған.  Уларни һәл қилиш бойичә тегишлик чариләрни көрүш зөрүр. 
– Өткән бир йерим жил мәлум қийинчилиқларға дуч кәлгән малийә базириғиму йеник болмиди. Мундақ шараитта боһранға қарши чариләр комплексини әмәлгә ашуруш арқилиқ турақлиқни тәминләш – бизниң һәм ихтисаттики, һәм малийә системисидики асасий вәзипимиз болди вә шундақ болиду. Принцип җәһәттин, биз өсүш йолиға чиқалидуқ, – деди Дөләт рәһбири.
Президент андин кейин учришиш қатнашқучилириниң малийә секторини техиму тәрәққий әткүзүш бойичә тәклиплирини тиңшап чиқип, уларниң алдиға бирқатар ениқ вәзипиләрни қойди.
Малийә секториниң турақлиқлиғи Қасым-Жомарт Тоқаев диққәт ағдурған биринчи мәсилә болди.
Дөләт рәһбириниң билдүрүшичә, бүгүнки күндә малийә сектори ишәшлик әмәс банклардин тазиланди, сағламлаштуруш даирисидә 6,6 триллион тәңгә начар несийә һесап-чоттин чиқирилди. Докладта тәкитлинишичә, төләш муддити 90 күндин ешип кәткән заемлар дәриҗиси банкларниң ссуда портфелиниң 4,3 пайизини тәшкил қилиду – бу кейинки 13 жилдики әң аз көрсәткүч. Президент әйнә шуниңға асаслинип, зөрүр хуласә чиқирип, системилиқ тавакәлчиликләрниң топлинишиниң алдини елиш чарилирини күчәйтишкә чақирди. 
Дөләт рәһбири һазир дөләтниң қоллап-қувәтлиши түпәйли банкларниң ихтисатқа несийә бериш бойичә чоң иқтидарға егә екәнлигини тәкитлиди. Банк системисида чапсан сетилидиған активларниң миқдари 12,2 триллион тәңгини тәшкил қилиду.
– Бийил биз аһали тәрәптин тәләпниң актив әслигә келиватқанлиғини байқаватимиз. Истимал несийәлири 32,8 пайиз өсти. Җәриянға 6,1 миллион адәм җәлип қилинди. Әтималим, бу тәбиий җәриян. Бирақ гражданлиримизниң қәриз жүклимисиниң нәтиҗидарлиқ назаритини тәминләш муһим. Һазирқи вақитта 545 миң адәмниң төләш муддити 90 күндин ешип кәткән. Буниңда гәп пәқәт пүткүл мәмликәтниң малийәвий турақлиқлиғи үчүн жуқури тавакәлчиликләр тоғрилиқ әмәс, малийә проблемилириға дуч келиватқан нурғунлиған гражданлиримиз тоғрилиқ болуватиду. Бу болса, иҗтимаий вә сәясий турақсизлиқни пәйда қилиши мүмкин, – дәп һесаплайду Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев малийә базириға қатнашқучиларниң қәриздарларға қаттиқ кетишигә қарши чиқти.
– Пурсәтттин пайдилинип, несийә мәһкимилириниң рәһбәрлирини ички җәриянларни күчәйтиш мәсилисини ишләп чиқишқа, айрим хадимлириниң, җәлип қилиниватқан коллекторларниң сүйистимал қилиш имканийитини төвәнлитиш механизмини көздә тутушқа чақиримән, – дәп билдүрди Дөләт рәһбири.
Президентниң тәкитлишичә, кичик вә оттура тиҗарәткә несийә бериш, җүмлидин йезида тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүш – мәмликәт малийә системисиниң асасий әвзәллиги болуши керәк. У турақлиқ вә әрзән малийә ресурслирини шәкилләндүрүш мәнбәлириниң йоқлуғини микронесийә базириниң әң муһим проблемилириниң бири болуп һесаплинидиғанлиғини атап көрсәтти.
Дөләт рәһбири Миллий фонд базирини тәрәққий әткүзүшни иккинчи муһим вәзипә дәп атиди, у аһали ахчисини ишәшлик селишиниң альтернатив васитиси болуши керәк.

– Айрим миллий компанияләрниң хәлиқ IPOси 2022-жилда елимиз фонд базири үчүн муһим вақиәләрниң бири болиду. Агентлиқ вә Миллий банк, «Самруқ-Қазына» фонди вә Һөкүмәт жүргүзүватқан ишқа актив қошулуши керәк, – деди Президент.
Докладта шундақла малийә секторини рәқәмләштүрүшниң муһим екәнлиги тәкитләнди. Дөләт рәһбири мәзкүр саһадики илгириләшни иҗабий баһалап, малийәвий инновацияләрни җарий қилиш үчүн яхши шараит яритиш бойичә комплекслиқ ишни давамлаштурушниң зөрүр екәнлигини билдүрди. 
– Бизниң малийә институтлиримиз имканийәттин пайдилиниши вә мәхсәтлик вәзипиләрни һәл қилиши керәк. Бириниң тәҗрибисини көчирипла қоймай, бәлки хизмәтләрниң йеңи шәкиллирини тәрәққий әткүзүш вә илгирилитиш, Қазақстанниң сиртиға чиқиш лазим. Дөләт мундақ тәшәббусларға һәртәрәплимә ярдәм қилиду. Биз пәқәт йеңи инновациялик ихтисатни, малийәвий экосистемини вуҗутқа кәлтүрүш йолиниң бешида туримиз. Алдимизда наһайити җиддий иш туриду. Дөләт рәбири сүпитидә мениң үчүн пүткүл ихтисадимизни инновациялик тәрәққиятниң йеңи йолиға көчириш – әвзәллик вәзипә, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент рәқәмлик валютиларни муамилигә җарий қилиш мәсилиси тоғрилиқ пикрини билдүрди вә рәқәмлик тәңгини җарий қилиш имканийитини қарап чиқишниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти, у кәлгүси малийә системисиниң асаслиқ элементи болуши мүмкин.
Докладта шундақла криптовалютилар базириниң истиқбали тоғрилиқму гәп болди.
– Криптовалютилар – объектив амил болуп, уни инкар қилишқа болмайду. Уларниң әмәлдики малийә системисиға болған тәсириниң иқтидарини сағлам баһалаш керәк. Шуңлашқа мәмликитимиздә криптобиржиларни вуҗутқа кәлтүрүш үчүн тәңпуң тәртипкә кәлтүрүшкә шараит яритиш ишини башлаш лазим. Әксичә болғанда, биз криптовалютилар тепиш бойичә дуниядики иккинчи мәмликәт, әмәлдә малийәвий пайдини көрмәйватимиз, – дәп һесаплайду Дөләт рәһбири.
Президент докладиниң айрим қисми малийә секториниң экология мәсилилириниң тәләплиригә маслишишиға беғишланди.
– Биз һәммимиз ESG (экологиялик, иҗтимаий вә корпоративлиқ башқуруш) турақлиқ тәрәққият принциплириниң тәсири астида малийә секториниң өзгириш сүръитиниң чапсанлиғанлиғини көрүватимиз. Бу бизниң мәмликәткиму уттур мунасивәтлик. «Йешил бурулуш» һәм миллий ихтисат үчүн силкиниш ховупини пәйда қилиши мүмкин, һәм униң турақлақ тәрәққият вә диверсификация «рельсиға» елип чиқиш үчүн қошумчә имканийәтләрни яритиши мүмкин. Мәмликәтниң малийә сектори Қазақстанни «йешил ихтисатқа» көчириш системисида муһим амил болуши шәрт, – дәп тәкитлиди Президент.
Дөләт рәһбири өз докладида АЭСни қошуп һесаплиғанда, мәмликитимиздә атом энергетикисини тәрәққий әткүзүш истиқбалиғиму тохталди.
– Ахирқи һесапта биз шундақ қарарға келимиз, дәп ойлаймән. Биз һазирниң өзидә Қазақстанда электр энергияси тапчиллиғиниң дәсләпки аламәтлирини сезиватимиз. Әлвәттә, умумйүзлүк тапчиллиқ йоқ. Баланс нөлгә тәң. Бирақ дәсләпки аламәтләр байқалди. Шуңлашқа бизгә, келәчәккә қарап, атом станциясини селиш тоғрилиқ маһийити бойичә аммибап әмәс қарар қобул қилишқа тоғра келиду. Бирақ, мундақ ейтқанда, лидерниң роли аммибап әмәс қарарларни қобул қилиштин ибарәт, – дәп һесаплайду Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев учришиш йәкүнини чиқирип, Миллий банкқа Малийә базирини тәңшәш вә тәрәққий әткүзүш агентлиғи билән бирликтә ейтилған барлиқ мәсилиләр һәм тәклипләр үстидә ишләшни тапшурди. Буниңда базар қатнашқучилири билән өзара һәрикәт қилишни уйғунлаштурушни өз Мәмурийитигә жүклиди.
– Бу мувапиқ вә қолайлиқ болиду. Зөрүр болған әһвалда, бүгүн мошу йәрдә ейтилған тәклипләрни Малийә секторини тәрәққий әткүзүш концепциясини тәйярлиғанда, һесапқа елишқа болиду. Мәзкүр һөҗҗәтниң барлиқ муһим йөнилишлири асасий мәхсәткә – елимиз малийә системисиниң ихтисадий тәрәққиятқа қошидиған һәссисиниң көпийишигә вә гражданларниң паравәнлигини ашурушқа хизмәт қилиши лазим, – дәп хуласилиди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев Алмутиға қилған иш бабидики сәпири даирисидә шундақла Иҗтимаий хизмәтләр өйидә болуп униң иши билән тонушти.
Андин кейин өзи билим алған ана мәктивини – 25-мәктәп-гимназияни зиярәт қилди.
Сәпәр Айтқали Жакутов намидики 2-ТЭЦни зиярәт қилиш билән давамлашти. 
Дөләт рәһбири андин кейин йеқинда ечилған «Сосновый бор» истираһәт беғида болуп, қариғай көчитини тикти.
Президентниң иш бабидики сәпири Alatau Creatifive Hub инновациялик мәркизини зиярәт қилиш билән аяқлашти.
Сәпәр давамида шәһәр һакими Бақытжан Сағынтаев Дөләт рәһбиригә җәнубий пайтәхтниң транспорт системисиниң тәрәққий етиши тоғрилиқ доклад қилди. 
 

1359 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы