• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Декабрь ейидики мәйрәмләр

Жилниң ахирқи ейи Қазақстанда чоң вақиәләргә толуп-ташқан. Мәсилән, бизни Қазақстан Җумһурийитиниң «Қазақстан Җумһурийитидики мәйрәмләр тоғрилиқ» Қанунида тәстиқләнгән икки чоң мәйрәм­ –дөләт мәйрими мәртивисигә егә Қаазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти Күни вә 16-17-декабрь күнлири нишанлинидиған баш миллий мәйрәм – Мустәқиллик Күни күтүп туриду.

Шундақла умумдөләт мәйрәмлиридин ташқири декабрьда Мәйрәмлик сәнәләр тизимиға киргүзүлгән бирнәччә кәспий мәйрәм – 6-декабрьда – Прокуратура күни, айниң үчинчи йәкшәнбиси, 19-декабрьда – Энергетика күни, 20-декабрьда – Фельдъегер хизмити күни, 22-декабрьда – Архив хадимлири күни атап өтүлиду. Бу мәйрәмләр – тегишлик саһаларда ишләватқан кәспийләрниң мәйрими. Бу күнлири мутәхәссисләргә һөрмәт билдүрүлүп, қолға кәлтүргән утуқ-муваппәқийәтлири тилға елиниду, баһалиниду. Бирақ мәйрәмләр дәм елиш күнлири һесапланмайду.
1-декабрьда нишанлинидиған дөләт мәйрими – Тунҗа Президент Күни – мәртивиси бойичә умумйүзлүк дәм елиш күни. Бийил бу мәйрәм иш һәптисиниң оттуриға тоғра келиду, шуңлашқа мәмликәтниң барлиқ гражданлири үчүн дәм елиш күни болуп һесаплиниду.
16-17-декабрь күнлиридики Миллий мәйрәм – Мустәқиллик Күни бийил иш һәптисиниң ахирқи күнлиригә, пәйшәнбә вә җүмә күнлиригә тоғра кәлди. Икки күнлүк мәйрәм вә улардин кейин келидиған дәм елиш күнлири нурғунлиған әмгәкчиләр уда төрт күн дәм алиду.
Шундақ қилип, қазақстанлиқлар жилниң ахирқи ейида икки дөләт вә төрт кәспий мәйрәмләрни атап өтиду.
Тунҗа Президент күни
Мәмликәттә Президент һакимийити институти 1990-жили, Қазақ ССР вақтида тәсис қилинған еди. Нурсултан Әбишоғли Назарбаев 1991-жили 1-декабрьда болуп өткән умумхәлиқ сайлимида сайлиғучиларниң 98 пайиз авазиға егә болуп, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти болуп сайланди.
Президент Нурсултан Назарбаевниң мустәқил дөләтниң шәкиллинишидики хизмәтлири шәрипигә 2011-жили 10-декабрьда 1-декабрьни «Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти күни» дәп тәсис қилған Қазақстан Җумһурийитиниң Қануни қобул қилинди. Бу мәйрәм дөләтчиликниң шәкиллиниш йоли вә Елбасы Нурсултан Назарбаевниң буниңдики ролини әслитип өтүшкә қаритилған.
 Мустәқиллик күни
Бу – мәмликәттики баш вә бирдин-бир миллий мәйрәм. 1991-жили 16-декабрьда Қазақстан Җумһурийитиниң Мустәқиллиги тоғрилиқ Конституциялик қанун қобул қилинди. Бийил мәмликәт Мустәқилликниң 30 жиллиғини нишанлайду. Бу әркин демократик һоқуқ дөлитини қуруш жиллири болди. Сүръәтлик тәрәққият Қазақстанни Мәркизий Азия регионида йетәкчи мәмликәткә айландурди.
Җумһурийәт хәлиқара бирләшминиң толуқһоқуқлуқ әзаси болди, Ғәрип вә Шәриқ дөләтлириниң ишәшлик шеригигә айланди. Мәйрәм пүткүл мәмликәт бойичә кәң түрдә нишанлиниду, бу күни һәрхил тәнтәнилик чарә-тәдбирләр, концертлар, хәлиқ оюн-тамашилири уюштурулиду. Бийил мәйрәм карантинлиқ чәклимә чарилиригә қәтъий әмәл қилған һалда өткүзүлиду.
Прокуратура хадимлири күни
Мәмликәттә қанунларниң орунлинишини назарәт қилидиған қурулумлар 1922-жилила қурулған еди. 1991-жили 6-декабрьдики мәхсус тохтам билән мустәқил Қазақстанда прокуратура органлириниң бирпүтүн системиси қурулуп, мәмликәттә қанунларға риайә қилиниши үстидин назарәт қилиш униң баш йөнилиши болуп қалди.
 Энергетик күни
Мәйрәм тарихи кеңәш дәвридин башлиниду. 1966-жили мәмликәтни миқияслиқ электрлаштуруш бойичә ГОЭЛРО программиси хатирисигә энергетикларниң кәспий мәйрими тәсис қилинип, уни 22-декабрьда атап өтүшкә башлиди. Кейин Энергетик күнини башқа күнгә йөткәп, һазир у декабрь ейиниң үчинчи йәкшәнбисидә нишанлиниду. Бийил 19-декабрьға тоғра кәлгән мәйрәм – ихтисатниң асасий саһалириниң бири хадимлириниң күни. Нәқ энергетика саһаси санаәтни вә аһалини энергия, иссиқлиқ вә йоруқлуқ билән тәминләйду.
Фельдъегер хизмити күни
Бу мәйрәм Қазақстан Җумһурийити Һөкүмитиниң тохтами билән 2018-жили тәсис қилинди. У 20-декабрьда атап өтүлиду. Бу күн – дөләт һакимийити органлири вә башқармилири, Һөкүмәт мәһкимилири вә һәрбий қоманданлиқ үчүн почта йәткүзүш билән шуғуллинидиған мутәхәссисләр мәйрими.

Архив хадимлири күни
Мундақ мәйрәм Қазақстан Җумһурийити Һөкүмитиниң тохтами билән 2020-жили тәсис қилинди. Бу – XVIII әсирниң оттурисидин тартип мәмликәт тарихиниң бебаһа һөҗҗәтлири сақлиниватқан архивлар хадимлириниң мәйрими. 
Шундақ қилип, жил умумхәлиқ яки кәспий әһмийәткә егә бирқатар мәйрәмләр билән тамамлиниду. Уларниң бәзилири дәм елиш күни һесаплинип, әмгәкчиләр қошумчә дәм елиш күнигә еришиду. Башқа мәйрәмләр күни мошу саһаларда паалийәт елип бериватқан йеқинлириңлар билән тонушлириңларни тәбрикләшни әстин чиқармаңлар.

Тәйярлиған Шөһрәт МӘСИМОВ.
 

141 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы