• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Бурханбулақ шақиратмиси

Бурханбулақ — Җоңғар Алитеғидики Қора дәрияси еқимидики Мәркизия Азиядики әң егиз шақиратма. Чоққидин еқип чүшүватқан шақиратминиң егизлиги — 168 метр. Көзгә көрүнидиған үч еқимниң егизлиги – 114 метр. Төртинчи еқимни болса, жуқуриға чиққандила байқашқа болиду. 
 Шақиратма Алмута вилайити Текели шәһиридин жуқури, Алмута шәһиридин 400 километр, Талдиқорғандин болса, 130 километр жирақлиқта орунлашқан. Қора чатқаллиғи башлинип, аз өтмәйла еқиватқан дәрия көрүниду. Ғар ташларни айлинип өтүп пәскә чүшкәндә, һәммә гөзәллигини намайиш қилған тәбиәтни көргәндә, һиссиятлар илкидә қалисиз. Дәрия яқилап маңғандин кейин Бурханбулаққа йетимиз. 3 000 метр егизликтики Бессонов музлуғидин башлинидиған Қора дәрияси 100 километрдәк мусапини бесип өтүп, Яркәнт шәһирииң әтрапидики Өсәк дәриясиға қуйилиду.
 Ривайәтләрдә ейтилишичә, мошу тағлиқ җайда аниси билән униң ялғуз оғли яшиған екән. Ана балисини наһайити яхши көрүп, көзиниң қаричуғидәк һимайә қилаттекән. Һәрбир ана охшаш уму оғлиға «кәмтар, жугач аял йолуқса», дәп арман қилаттекән. Амма Бурхан тәкәббур, әркинликни яхши көридиған Қора исимлиқ қизға ашиқ болуп қалиду. Буни аниси билип қелип, Бурханға Қора билән учришишни мәнъий қилиду. Икки яшниң биллә болушини халимай, тағда егиз қәлъә селип, шу йәргә оғлини солап қойиду. Бирақ яш жигитниң қизға болған муһәббити шундақ күчлүк болғачқа, қәлъәдин қечип чиқиду. Қәлъәни бузуп өткән су Қораниму елип кетидекән. Аниси һаятиниң ахириғичә балисини әсләп, жиғлап өткән екән. Шақиратма йенидики «Аниниң көз йеши» дегән булақниң нами мошуниңдин чиққан болуши еһтимал.
 Йәнә бир ривайәттә мундақ ейтилиду. Моңғоллар Будда билән униң тәсвирини «Бурхан» дәп атиған. Бу өлкидә илгири моңғоллар көчүп-қонуп жүргән болуши мүмкин. Йәрләрни, тағларни арилап жүргән моңғоллар шақиратминиң чирайлиқлиғиға һәйран қелип, «Будданиң булиғи» дәп атиған екән. Қора чатқаллиғи башлинидиған җайда ташқа селинған будда тәсвирини көрүшкә болиду. Қора дәриясиниң Қараталға қуйидиған җайида қедимий Буддиниң тәсвири бар дәпму ейтишиду. 
 Деңиз бетидин 2000 метр егизликтә орунлашқан шақиратма билән Қора дәриясиниң арилиғи тәхминән бир километр. Әҗайип егизликтин еқип чүшүватқан суниң тамчилири сизни һөл қиливетиду. Жирақтинла аңлинип туридиған авази башқа һечнәрсиниң авазини аңлатмайду. 
 Шақиратма сүйи соғ болсиму, униңға чүшүп чөмулидиған туристларму көп. Бурханбулаққа язда кәлгән дурус. Июнь-июль айлирида тағ чоққилиридики музлар ерип, җилғилардин еқип чүшкән су Бурханбулаққа келип, егиздин шақирап еқишқа башлайду. Бу йәргә күздиму, қиштиму келишкә болиду. Қайси пәсил болмисун, шақиратминиң гөзәллиги сақлинип қалиду.
 Қора чатқаллиғиниң климати тез өзгирип туриду, күн чиқип туруп, кейин тезла ямғур йеғип кетиши мүмкин. Бир күндә һәрхил һава райини байқашқа болиду. Шуңлашқиму чатқалниң тәбиитиму рәңдар.
 Шақиратмини жирақтин турупму байқашқа болиду. Униң гөзәллигини тил билән ейтип йәткүзүш қийин. Егизликтин иштикликтә еқип чүшүватқан су һәрян чачирайду. Бәзиләр шақиратмиға чүшмәйла, еқин суға қошулуп кетиду.
 Қора чатқаллиғини «орман» дәп ейтишқиму болиду. Бу йәрдә бөлҗүргән, қой бөлҗүргини, қариқат, алма өсиду. Могуларниң бирнәччә түри бар. Бу йәрдики пурақлар димақни яриду. 
 Бурханбулақ егизлиги, гөзәл тәбиити, һәйран қалғидәк җим-җитлиғи билән һәрқандақ адәмни  өзигә мәһлия қиливалиду. Бу йәрдә һәқиқәтәнму дәм елип, тәбиәттин күч-қувәт жиғип келишкә болиду. 

192 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы