• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Ана меһригә тоймиған гөдәкләрниң аниси

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Һәрқандақ аилидә пәрзәнтниң орни алаһидә. «Балилиқ өй — базар, балисиз өй — мазар» демәкчи, пәрзәнтләрниң шатлиғиға толған өйгә немә йәтсун! Амма бүгүнки күндә әйнә ндақ бәзи «бәрикәт-байлиқлиримизниң» ата-ана меһригә тоймай өсүватқанлиғи һәммимизни әпсусландуриду. 
Буниңға биз йеқинда Алмута шәһиридики 24-нутуқ қабилийити бузулған балиларни түзитиш бағчисида болғинимизда, ениқ көз йәткүздуқ. Бағчә башлиғи Айнисәм Зайитованиң ейтишичә, бағчә 90 орунлуқ екән, бирақ һазирқи эпидимиологиялик әһвалға бола, уларниң 20 – 30 пайизи бағчигә келәлмәйдиған охшайду. Биз рәһбәрликниң һәмра болушида мәзкүр балилар мәһкимисини толуқ арилап чиқтуқ. Бу йәрдә мәхсус, тили чиқмай қалған яки нутқи чүшиниксиз балилар билән ишләшкә кәң шараит яритилған болуп, уларға әлликтин ошуқ кәспий мутәхәссис хизмәт көрситиду. Заманивий җабдуқланған, ениғирағи, тәрбийичиләр билән логопедлар, психолог вә башқиму кәсип егилириниң күндилик ишини бемалал атқуруши үчүн мәхсус кабинетлар аҗритилған. 
Бала тәрбийиси охшаш қийин бир саһада аңлиқ һаяти өтүватқан Айнисәм Тохтахунқизи бу бағчиға 2005-жили ишқа орунлашқан болса, әнди 2014-жилдин буян униңға рәһбәрлик қилип келиватиду. Бағчидики ата-аниларниң әризә-шикайити яки инкаслири йезилидиған қелин дәптәрни варақлиғинимизда, униңда пәқәт иҗабий пикирләр билән балилири мошу бағчида тәрбийилиниши нәтиҗисидә нутуқ қабилийити тамамән түзәлгәнлигини ейтқан ата-аниларниң чин миннәтдарлиғиниң көплигигә көз йәткүздуқ. Уларниң арисида мону бир хәт бизни толиму тәсирләндүрди. 


«Айнисәм Тохтахунқизиниң рәһбәрлигидики бағчә коллективиға һәқиқәтәнму өз ишиниң маһирлири жиғилған. Улар мени «пәрзәндимниң тамамән тили чиқмай қаламдекин?» дегән әндишидин қутулдурупла қалмай, маңа, йәни яш аниға пәрзәнт тәрбийиләштә һәрқандақ еғирчилиққа бәрдашлиқ бериш керәклигини үгәтти. Шуңлашқа мән ушбу коллективқа аиләм намидин чәксиз рәхмитимни ейтимән» дейилипту хәттә. 
Мошундақ мәзмундики хәтләрниң бирнәччисини оқуп чиққандин кейин биз бағчә мудиридин «наресидиләрниң сөзләш қабилийитиниң бузулушиниң сәвәви немидә?» дәп соридуқ. Соалимизға Айнисәм Зайитова мундақ җавап бәрди: 
– Бу соалиңизға сәл кәңирәк җавап беришкә тоғра келиду. Чүнки у җәмийитимиздики муһим мәсилиләрниң бири. Мәсилән, биздә тәрбийиләнгүчи балиларниң асасий қисми сөзләш қабилийити бузулған болғанлиқтин, биз бу йөнилиштә бир қатар тәһлил қилиш ишлирини жүргүзүп көрдуқ. Ахирида мутәхәссислиримиз шундақ хуласигә кәлдики, балиларниң сөзләштә қийин әһвалға дуч келишигә асасән уларниң ата-анилири сәвәпчи болуп чиқти. Ойлап көрүңа, һазирқи яшлиримиз пәрзәнт туғулғандин аз вақит өтүпла, «ишләш керәк, пул тапмисақ болмайду яки хизмәт бабида өсүшимиз лазим» дегән мәхсәттә, балилирини бағчиға беришкә алдирайду. Шуниң нәтиҗисидә бала ана меһригә толуқ қанмиғанлиқтин, униң өсүп-йетилишидә айрим камчилиқ-нуқсанлар пәйда болиду. Балида анисидин айрилип қелиш охшаш қорқунуч сезимлири шәкилләнгәнликтин, у организмниң тәрәққий етишигә сәлбий тәсирини йәткүзиду. Һазирқи начар экология, балиниң тоғра туғулмаслиғи яки туғма кесәлләрни қоғлиши охшаш сәвәпләр мәҗбурий түрдә униң сөзлишиниң өз йолида болмаслиғиға  тәсир қилидиғанлиғи ениқланди. 
Шуңлашқа, пурсәттин пайдилинип, сөйүмлүк гезитимиз арқилиқ яш ата-аниларға ейтарим, пәрзәнт тепиш асан. Лекин униң саламәтлигиниң тәл-төкүз болушини халайдекәнмиз, уларни йенимиздин толиму әтигән айриветишкә алдиримаслиқ керәк. Улар ана меһригә тоймай өссә, саламәтлигиниң һаман бир йери сир бериду. 
Сөһбәтдишимниң бу пикри маңа ой салди. Ана меһригә қанмиған пәрзәнтниң сөзләш қабилийитигә тәсир көрситидиғанлиғини илгири-кейин аңлимиған екәнмиз. Буниң чоқум көпчиликкә савақ болидиғанлиғиға ишинимиз. Һәқиқәтәнму, сәра йеридә ундақлар аз болса керәк, амма шәлик яшларниң көпчилиги балиси бир яштин ашар-ашмайла балисини бағчиға берип «қутулушниң» амалини издәйду. Һә, униң мошундақ ақивити бар екәнлигини улар биләрму? 
Айнисәм Тохтахунқизи билән сөһбитимиз аяқлишип, хошлишиш алдида биртоп хадим гүлдәстиләрни тутқан һалда йетип киришти. Мәлум болушичә, бүгүн рәһбәрниң туғулған күни екән. У яқ 60 яшқа толуветипту. Коллективниң ишиға кашила болғум кәлмиди. Чәттә бираз қарап турдумдә, пүткүл аңлиқ һаятини бала тәрбийисигә беғишлиған Айнисәм Тохтахунқизиға кәсипдашлири тәрипидин ейтиливатқан иллиқ тиләклирини аңлап, толиму мәмнун болдум. У шуниңға лайиқ инсан. Өзигә жүкләнгән җавапкәрликни чоңқур чүшинидиған хислити түпәйли, әйнә шундақ һөрмәткә еришип олтириду. 
 

383 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы