• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Балилар билән ишләшни билиду

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»

Мәнавият бағвини қиливатқан нәмунилик ишлирини имканқәдәр миннәт қилмай әмәлгә ашурушқа интилиду. Бу һаләт маңа хәлқимиз арисида кәң тарқалған қедимий бир изгү урпи-адәтни әслитиду: бәзи адәмләр өзиниң һалал меһнәтлириниң нәтиҗисини сәвир-тақәткә беғишлап, түн йеримида, һечким көрмәйдиған пәйттә мечитқа гиләм елип келип ташлап кетидекән. Мечит қоми кимниң гиләм ташлап кәткинини һечқачан биләлмигән вә шу күнгә қәдәр ибадәт қиливетиптәк. Һә, мән бүгүн сөз қилмақчи болған пешқәдәм устаз Асийәм Йүсүповаму һечкимгә билиндүрмәстин, миннәт қилмастин, муқәддәс билим беғиға гиләм қалдуруп келиватқан мәнавият бағвинидур. Пәқәт бу гиләм наһайити есил, униң гүллири җанлиқ, тирик вә бу гүлләрдин мустәқиллик һиди сезилип туриду. Мәсилигә мошу нуқтәий нәзәридин қарисақ, келәчәк әслидә мәктәптин башлиниду. Униң зогулисини устаз тутиду, мустәқил һаятқа қәдәм ташлишимизға көзүмизни ечип, дилимизни билим билән йорутиду. Гәрчә, у әң шәрәплик һәм җавапкәр вәзипини ада қилғучи инсандур. Буниң үчүн Асийәм һәдигә охшаш ирадилик вә билимлик һәм милләтпәрвәр устазларға еһтирам билдүрсәк, әрзийду. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев бийил қазақстанлиқларға йоллиған «Хәлиқ бирлиги вә системилиқ ислаһатлар —дөләтниң гүллинишиниң мустәһкәм һули» намлиқ Мәктүбидиму муәллимләрни мәнивий вә маддий турғудин  рәғбәтләндүрүш керәклигини һәм билим бериш системисиға ирадилик вә билимлик мутәхәссисләрниң һаҗәтлигини алаһидә тилға алди. Буни шәхсән мән, яш әвлат қәлбигә билим уруғини чечип, һүнәр чириғини яндурушқа беғишлиған мәрипәт беғиниң бағвәнлиригә көрситилгән иззәт-еһтирам, дәп чүшинимән.
Асийәм Йүсүпова 1974-жили йезидики Калинин намидики оттура мәктәпни әла тамамлиған жилила униңға Қизил Шәриқ йезисидики Әвезов намидики оттура мәктәптә немис тилидин дәрис беришкә вә пионер йетәкчиси болуп ишләшкә тоғра кәлди. Алмута чәт әл тиллири институтини сирттин оқуп тамамлиди. Кейин Алмута шәһириниң Түрксиб мәһәллисидә яшиди, аилиликму болди. Дәсләп шәһәрдики 115-оттура мәктәптә немис тилидин дәрис бәрди. 1989-жили 89-оттура мәктәптә уйғур синиплири ечилғанда, пән мутәхәссисила әмәс, мудирниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари болуп ишлиди. Жутдашлириниң тәкливи түпәйли, у уйғур синиплирини өз ғәмхорлуғиға алди. Шу нәрсини ишәшлик ейтимизки, Асийәм Йүсүпова иҗадий издинип, мөрти кәлгәндә, хәлиқ педагогикисиға тайинип, иш-тәҗрибисини бейитти. Һә дәп иш башлиған 15 нәпәрдин ибарәт уйғур оқуғучилириниң қатари һазир уларниң сани 300гә йәтти. У шу чағда рус синиплири билән параллель йетилип чиқиватқан уйғур синиплири үчүн немис тили фонетикисиниң программисини түзүп чиқишни мәхсәт қилди. Бу йөнилиштә у тинмай издәнди. Ахири мәхситигә йәтти. Шу өткән жиллар мабайнида у нурғунлиған шагиртларни тәрбийиләп, һаят йолиға учум қилди. Уларниң ичидә нурғуни алий оқуш орунлирини тамамлап, бүгүнки күндә җәмийитимизниң һәрхил саһалирида әмгәк қиливатиду. Улар ғәмхорчи устазидин бәк миннәтдар. Хәлқи үчүн аянмай ишләватқан кәмтар устаздин жут-җамаәтчиликму рази. Жут чоңлириниң «Нәврилиримизниң ана тилида оқушқа интилиши қанаәтлинәрлик. Балилиримизниң мошу дәриҗигә йетишидә Асийәм көп әҗир сиңдүрди, уйғур синиплириниң тәғдиригә көйүнди», дегән гәплирини талай аңлиған едим. Бу, әлвәттә, жүрәк қетидин чиқиватқан гәпләр еди. Һәқиқәтәнму Асийәм Йүсүпова ата-аниларни инақлаштурған, муәллимләрниң күч-ғәйритини бир мәхсәткә қаритип, һәммә ишни уюштурған тәшәббускар һәм тәдбирчан устаздур. У 20 жил 89-рус-уйғур оттура мәктивигә рәһбәрлик қилди. 
Асийәм Йүсүпова салаһийәтлик педагог болушидин ташқири, әдәбият мәһлияси. Гайида у вақти йәткәндә шеир, һекайиләрни язиду. Мавзуси —вәтән вә милләт тәғдири... Уни яхши билидиғанларниң ейтишичә, бу хисләт униңға аниси, мәрһум Санийәм һәдидин дариған екән. Ейтмақчи, Санийәм һәдә аңлиқ һаятини маарип саһасиға беғишлиған мәрипәт беғиниң һәқиқий бағвини еди. Пешқәдәм устазниң еқидиси у тәлим-тәрбийә бәргән шагиртлиридила әмәс, әвлатлиридиму намайән. У яқниң ишини қизлири Асийәм вә Адаләт давамлаштурған болса, әнди Асийәм һәдиниң тунҗа қизи Гөзәл момисиниң һәм анисиниң изи билән меңип, шәһәрдики 78-оттура мәктәптә узун жил мудирниң орунбасари болуп ишлиди. Демәк, бу аилини «устазлар сулалиси» десәк, болиду.
Бүгүн биз салаһийәтлик педагогниң шәхсий архивини ақтуруп, алған мукапатлирини тизип, «у ундақ ишлигән, мундақ ишлигән» дегән сөзләрдин нери болдуқ. Тәҗрибилик устаз баһа йәтмәс ишида, йәни 42 жилда немиләрни баштин кәчүрмиди дәйсиз. У уларниң һәммисигә бәрдашлиқ берип, тинмай издәнди, синақлардин сүрүнмәй өтти. Тиришчанлиғи билән мәхситигә йәткүзди. Атмиш бәш яшниң үзини көргән пешқәдәм устаз һазирму қол қоштуруп олтарғини йоқ. 2016-жили һели мәрһум йолдиши Илияс ака һәм пәрзәнтлири Гөзәл вә Диләзизниң йеқиндин яр-йөләк болуши билән ачқан «Нур-Айша» шәхсий балилар бағчисини башқуруп келиватиду. 
Бағчида өсүватқан әвлатниң бүгүнки күн тәливигә мувапиқ тәрбийә елиши, сағлам, билимлик болуп йетилиши үчүн һәммә шараитлар яритилған. Бағчә санитарлиқ нормилар вә заманивий тәләпләр дәриҗисидә җабдуқланған. Көрнәклик қураллар, оюнчуқлар вә қача-қомучлар билән толуқ тәминләнгән. Оқутуш-тәрбийә ишлири рус тилида жүргүзүлидекән. Әнди униңға қошумчә, ата-анилар билән балиларниң хаһишиға қарап, инглиз тили, қазақ тили пәнлири бойичә дәрисләр өтүлиду. 
Шараит бар йәрдә, җәзмән тәрәққият, утуқ-муваппәқийәтму болиду. Бу җәһәттинму мәзкүр бағчә заман тәливигә толуқ җавап бериду. Хошал боларлиқ йери, бу күнләрдә балилар билән ишләшни билидиған, әмгәксөйгүч, билимлик вә ирадилик устаз өзиниң ишбиләрмәнлиги һәм тәшкилатчанлиқ қабилийити түпәйли, мәзкүр бағчида тәрбийилиниватқан 100 балини заман тәливигә лайиқ тәлим-тәрбийә берип, йетилдүрүштә барлиқ мүмкинчиликләрдин пайдилинип, бу шәрәплик ишниң һөддисидин ишәшлик чиқип кәлмәктә. Ейтаримиз шуки, ишбиләрмән, тәдбирчан устаз Асийәм Йүсүпова башқуруватқан «Нур-Айша» шәхсий балилар бағчисиниң ишлириниң кәлгүсидә техиму ронақ тепип, чоң утуқларға йетишигә тиләкдашлиқ билдүримиз.
 

158 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы