• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Қазақстанда аяллар тәдбирчанлиғиниң дәриҗиси қандақ?

Қазақстанда тиҗарәттә аялларниңму паалийәтчанлиғи ашмақта. Аяллар ачқан тиҗарәт көпчилик тәрипидин коллап-қувәтләшкә егә болуп, җай-җайларда уларниң паалийити кәңәймәктә. 
 McKinseу тәтқиқат агентлиғиниң мәлуматлири бойичә, аялларниң ихтисатқа әрләр билән тәң дәриҗидә арилишиши 2025-жилға қәдәр ички умумий мәһсулатқа 28 триллион доллар қошуп, 11 — 26 пайизға йетиши мүмкин. Мошундақ әһвалда Шәрқий Европа, Мәркизий Азия, Йеқин Шәриқ вә Шималий Африка әллиридә ички умумий мәһсулат 9 пайизға өсүши мүмкин екәнлигини көрсәтмәктә. 
 Қазақстанлиқ тиҗарәтчи аялларни Европа қайта қуруш вә тәрәққият банки дайим қоллайду. Һәр жили 1000дин ошуқ аял мошу банктин мәбләғ җәһәттин ярдәм көрситилмәктә. Йәни гендерлиқ тәңлик – Қазақстанниң иҗтимаий саһадила әмәс, ихтисадий һаятидики муһим җәриян. Аялларниң ихтисатқа паал қатнишиши әлниң тәрәққият йолида келиватқанлиғини, һәр адәмгә тәң имканийәт берилидиғанлиғини намайиш қилиду. Һазир Қазақстаннниң кичик вә оттура тиҗаритидә аялларниң үлүши 43 пайизни тәшкил қилиду. 
 Статистика мәлуматлири бойичә, қазақстанлиқ аялларниң несийә төләмлирини кечиктүрмәслик бойичә наһайити еһтиятчан. Әксичә, әрләр несийә төләмлиригә бепәрвалиқ билән қарайду. Һазир Европа қайта қуруш вә тәрәққият банки аялларниң тиҗаритини риваҗландуруш мәхситидә микромәбләғ бирләшмилири вә йәрлик банкларға ениқ мәхсәтләр үчүн несийә бериватиду. Мошу күнгә қәдәр 86,5 миллион доллар бөлүнгән. Әлвәттә, бу аз мәбләғ әмәс.
 Булту пандемиягә қаримастин тренинг программилириға қатнашқан 50 аял франшиза сатқан, йеңи базарларға чиққан вә йеңи мәһсулатларни чиқиришқа башлиған. Қизиқ йери, 2020-жили пандемия пәйтидә әрләргә қариғанда аяллар ишләйдиған вә улар башқуруватқан тәшкилатлар көп зәрдап чәккән. Аяллар карханилириниң 75 пайизида кирим төвәнлигән, әрләрдә мундақ көрсәткүч 60 пайиз билән тохтиған. Шундақла аяллар башқуридиған кичик вә оттура тиҗарәттә оттура һесапта 12дин 9ғичә иш орунлири қисқарған. 
 Мошуниңғичә Миллий ихтисат министри Әсет Ерғалиев аяллар тиҗаритини тәрәққий әткүзүшкә мунасивәтлик елимиздә 17 мәркәз қурулидиғанлиғини тәкитләп: «Һәрбир регионда мәркәз ечилип, улар аяллар тиҗаритини тәрәққий әткүзүш бойичә ишларни башлайду. Мәркәзләрниң асасий вәзиписи — аялларға әхбаратлиқ вә консультативлиқ ярдәм бериш. Мәркәзләр министрлик, «Атамекен» миллий тиҗарәтчиләр палатиси вә Президент йенидики аиливәй-демографиялик сәясәт вә аяллар ишлири бойичә миллий комиссияниң келишими асасида қурулиду» дегән еди. 
 Әнди дөләтниңму тиҗарәтчи аялларни қоллашқа мунасивәтлик лайиһилири көпийиду дегән үмүт бар. Һазир дөләттин ярдәм еливатқан тиҗарәтчи аялларниң үлүши 32 пайиз екән. Ярдәм дегәндә бу йәрдә гәп банк несийәси вә грантлар һәққидә болуватиду. Униңдин ташқири оқутуш, үгитиш охшаш мәбләғ төлимәйдиған ярдәм түрлириму бар. 

171 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы