• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Миңға йеқин қазақстанлиқ һәр жили ата-ана һоқуқидин айрилиду

«Жил бешидин башлап Ички ишлар министрлигигә турмуштики зорлуқ-зомбилиқ тоғрилиқ 125 миң әризә келип чүшкән», –  дәп хәвәрлиди Ички ишлар министрлиги мәмурий полиция комитетиниң башқарма башлиғи Жасулан Байкенов.
 Униң тәкитлишичә, сот тәрипидин 9645 шәхскә алаһидә тәртип режими бәкитилди, 40 миңдин ошуқ шәхс мәмурий җавапкәрликкә тартилди. 70 228 адәмгә уларниң бехәтәрлигини тәминләш үчүн һимайә қилиш қарари чиқирилди.
 «Аилә-турмуштики җаңҗалларни тәһлил қилғинимизда, зорлуқ-зомбилиқларниң асасий сәвәви иҗтимаий мәсилиләр, шуниң ичидә алкоголь ичимликләрни көп истимал қилиш екәнлиги ениқланди. Ички ишлар органлириниң тәвсийәси вә сот қарари билән медицина мәһкимилиридә мәҗбурий давалиниш үчүн көп һарақ ичиш ақивитидин психикилиқ ағриқ сүпитидә тиркәштә турған 3756 граждан әвәтилди. Униңдин ташқири, һәр жили миңға йеқин адәм ата-ана һоқуқидин айрилиду», – деди Ж.Байкенов.
 Комитет рәһбири министрлик тәшәббуси билән «Турмуштики зорлуқ-зомбилиқ профилактикиси тоғрилиқ» қануниниң айрим нормилири қайта қаралғанлиғини тәкитлиди. Бу өзгиришләр турмуштики зорлуқ-зомбилиқ җаңҗаллиридики җинайәтләрни қисқартишқа имканийәт бәрди.
 «Еқимдики жилниң 10 айлиқ нәтиҗилири мошундақ җинайәтләрниң 7,5 пайизға қисқарғанлиғини көрсәтти», – деди Ж.Байкенов.
 Қоллинилған комплекслиқ чарә-тәдбирләргә қаримай, полиция һазир турмуштики зорлуқ-зомбилиқниң нәтиҗилиригә дуч кәлмәктә. Йәни улар җазани күчәйтиш биләнла аилидики зорлуқ-зомбилиқниң алдини елиш мүмкин әмәс екәнлигигә көз йәткүзүватиду.
 «Шуңлашқа һазир җаза қоллинишқа алдиримай, проблеминиң иҗтимаий тәрипигә диққәт бөлүш лазим. Йәни зорлуқ-зомбилиқ зәрдавини тартқанларни реабилитация қилишқа қошумчә қанун бузғучилар биләнму ишләш керәк», – деди Ж.Байкенов.

174 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы