• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Қазақстандики аилә вә гендерлиқ сәясәт

Қазақстандики аилә-гендерлиқ тәшәббуслар тарихини бирдинла қелиплашти дәп ейтишқа болиду. Дәсләпки дөләт структурилири вә аяллар, ана вә бала мәсилилири бойичә системилиқ һөҗҗәтләр дөләт тиклиниватқан пәйтләрдила қобул қилинди. Кейинирәк Қазақстан БМТниң аяллар һоқуқлирини вә имканийәтлирини кәңәйтиш вә һимайә қилиш саһасидики тәшәббуслирини қоллап-қувәтлиди вә униңға қошулди. 
Қазақстанниң 2006 – 2016-жилларға беғишланған гендерлиқ тәңликниң шәхсий стратегиясиму болған. Униңда әрләр билән аялларниң һоқуқлири вә имканийәтлириниң тәңлиги қаралған. 2014-жили Қазақстан Җумһурийитиниң 2030-жилғичә бәлгүләнгән иҗтимаий тәрәққият Концепцияси тәстиқләнди. Униңда инсан капиталиниң сүпитини вә риқабәтчилигини ашуруш даирисидә анини, балини вә турмуш дәриҗиси төвән аилиләр топлирини иҗтимаий җәһәттин қоллап-қувәтләш мәсилиси әкис етилгән. 2015-жили Қазақстан БМТниң турақлиқ тәрәққият мәхситигә қошулди; 17 мәхсәтниң 12си гендерлиқ-һис қилғучи болуп һесаплиниду вә дөләтниң стратегиялик йөнилишлири вәзипилири даирисидә миллий маслишишқа һәм һесаватқа тегиш.
Әнди – турақлиқ тәрәққиятниң хәлиқара трендлири, миллий стратегиялик әвзәлликләр вә иҗтимаий сәясәтниң йеңи принциплири билән гендерлиқ сәясәтни қуруш охшаш йеңи басқуч пәйда болди. Шундақ қилип, 2016-жилида Қазақстан Җумһурийитиниң аилә вә гендерлиқ сәясәт концепцияси пәйда болди. У Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциясидә вә қанунларда қошумчә қанун һөҗҗәтлиридә, “Қазақстан-2050” стратегиясидә, “100 ениқ қәдәм” Милләт планида, Қазақстанниң тәрәққий әткән 30 дөләт қатариға кириши бойичә концепциядә вә башқиму һөҗҗәтләрдә орун алған аилә вә униңдики аялниң роли тоғрилиқ барлиқ қаидиләрни бирләштүрди. Концепция дөләт планлаш системиси бойичә һөҗҗәт болуп һесаплиниду вә мәмликәтниң аилә вә гендерлиқ сәяситини тәрәққий әткүзүшниң асасий йөнилишлирини әкис әттүриду.
Аилә муһим роль ойнайду вә иҗтимаий җәһәттин қоғдашқа муһтаҗ объекти сүпитидә қарилиду. Мошуниң өзидә гендерлиқ тәңлик дәриҗиси қанчә үстүн болса, җавапкәрлик, нәтиҗидарлиқ дәриҗисиму шунчә жуқури болиду.
Концепция үч басқучта әмәлгә ашурулиду.
Биринчи басқуч 2017 – 2019-жиллири Қазақстан Җумһурийити Әмгәк вә иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги аилә сәяситини оқуп үгиниш саһасидики базини қурди. Дәсләпки қетим “Қазақстан аилилири – 2019” намлиқ миллий доклад ишлинип чиқти. Аилидә зорлуқ-зомбилиққа дучар болғанларға мәхсус иҗтимаий хизмәтләрни көрситиш стандартлири тәстиқләнди. Аилә сотлири башланғуч режимда иш елип бериватиду. Грантларни тәхсим қилиш бойичә мәхсус лайиһиләрни әмәлгә ашуруш башланди.
Иккинчи басқуч – 2020 – 2022-жилларға беғишланған. Әхбарат вә җәмийәтлик разимәнлик министрлиги пландики 48 вәзипиниң 16исини орунлиди, қалғанлири орунлиниш басқучида.
Үчинчи басқуч – 2030-жилға бәлгүләнгән турақлиқ тәрәққият вә җумһурийәтниң тәрәққий әткән 30 дөләт қатариға кириш мәхсәтлиригә қол йәткүзүшкә қаритилған Қазақстанниң аилә вә гендерлиқ сәяситиниң узақ муддәтлик вәзипилири һәм чарә-тәдбирлири.
Аилә институтлирини мустәһкәмләш мәсилилири бойичә қанунлар мукәммәлләштүрүлүватиду. Җумһурийәтниң барлиқ регионлирида “Бақытты Отбасы” вә “Жануя” намлиқ аилиләрни қоллап-қувәтләш мәркәзлири ечиливатиду. Яшлар арисида репродуктивлиқ саламәтликни мустәһкәмләш мәсилилири бойичә оператив тармақ ишқа қошулди. Қазақстан Җумһурийити Әмгәк вә аһалини иҗтимаий җәһәттин қоғдаш министрлиги тәрипидин аилиниң иҗтимаий картиси ишлинип чиқти вә ишқа қошулди.
БМТ билән бирликтә 2022 – 2024-жилларға гендерлиқ тәңликни тәминләш бойичә лайиһини әмәлгә ашуруш көздә тутулған.
Концепцияни дөләт рәһбириниң аялларниң җәмийәттики ихтисадий вә сәясий мәвқәлирини қоллап-қувәтләшни тәминләш бойичә тапшуриғини һесапқа алған һалда актуаллаштуруш күтүлмәктә.

 

“Уйғур авазиниң” ениқлимиси

Өткән сайлам йәкүнлири бойичә мәмликәт Парламент Мәҗлисидики аял депутатлар 27 пайизни, Сенатта 18,8 пайизни, наһийәлик мәслиһәтләрдә 30 пайиздин ошуқни тәшкил қилди. Айрим сәясий партияләрниң программилиқ һөҗҗәтлиридә гендерлиқ квотилар түзитилди. Һазирқи күндә улардики аялларниң сани 33 пайиздин 57 пайизғичә йетиду. Дөләт хизмәтлиридә 56 пайиз аял әмгәк қиливатиду, уларниң 41 пайизи рәһбирий лавазимларни егиләйду. Аял-судьялар 51 пайизни тәшкил қилиду. Иккинчи дәриҗидики банкларниң рәһбирий тәркивидики аялларниң үлүши 24,6 пайизни, миллий башқуруш холдинглири вә ширкәтлиридики аялларниң үлүши 25 пайизни тәшкил қилди.

229 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы