• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Яшлар сәясити

Яшлар – бу һәрқандақ милләтниң сақлинип қелиши вә тәрәққий етишиниң асасий ресурси, шундақ екән, уларниң кәспий вә шәхсий өсүши үчүн қолайлиқ шараитлар яритилиши муһим. Мошу йәрдә шуни алаһидә тәкитләш керәкки, Мустәқилликкә егә болған дәсләпки күнләрдин тартипла Қазақстанда яшлар сәясити дөләт стратегиялик курсиниң асасий йөнилишлириниң бири болди. Яшлар сәясити өз-өзидин йүз беридиған әһвал әмәс, у системилиқ характерға егә. Униң асасини һоқуқлуқ, идеологиялик вә институционаллиқ механизмлар тәшкил қилиду. Ениғирақ ейтқанда, у яшларниң вә умумән пүткүл җәмийәтниң заманивий тәләплиригә җавап бериду.
Шәрәплик түрдә яшлар сәяситини жүргүзүшни төвәндики йөнилишләргә бөлүшкә болиду. Биринчи новәттә, бу – қануний җәһәттин тәминләш. Бүгүнки күндә Қазақстан Җумһурийитиниң «Дөләтниң яшлар сәясити тоғрилиқ» қануни дөләт яшлар сәясити саһасида пәйда болидиған җәмийәтлик мунасивәтни тәңшәшниң асасий нормативлиқ һоқуқ һөҗҗити болуп һесаплиниду. Униңда яшларни дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләшниң асасий механизмлири, униң иҗтимаий вә сәясий һоқуқлири көрситилгән. Буниңдин илгири “Қазақстан Җумһурийитидики дөләт яшлар сәясити тоғрилиқ” қанун күчкә егә болған. Буниңдин ташқири дөләт яшлар сәясити саһасини у яки бу дәриҗидә һәрхил дөләтлик вә саһалиқ программилар тәңшигән. Атап ейтқанда, 2005 – 2007-жилларға бәлгүләнгән яшлар сәясити программиси, Қазақстан Җумһурийитиниң 2006 – 2008-жилларға бәлгүләнгән гражданларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшниң дөләт программиси Қазақстан Җумһурийитиниң 1999 – 2013-жиллардики дөләт яшлар сәясити концепцияси вә башқилар шулар җүмлисидиндур.
Дөләт яшлар сәясити саһасида қобул қилинған базилиқ һоқуқ һөҗҗәтлири Қазақстан яшлириниң роһий, мәдәний, билим елиш, кәспий тиклиниши вә җисманий җәһәттин тәрәққий етиши үчүн иҗтимаий-ихтисадий шәрт-шараитларни яритишқа мүмкинчилик бәрди. Буниңдин башқа жүргүзүлгән дөләт программилири вә лайиһилири яшлар сәяситиниң қошумчә муһим әсваплири болди. Мәзкүр программа һелиғичә көпчиликниң ядида. Мәсилән, хәлиқара “Болашақ” стипендиясиниң 25 жилдин ошуқ вақит әмәлгә ешиши давамида 13 636 стипендия тапшурулди, 10 836 мутәхәссис тәйярланди вә йәнә миңдин ошуқ адәм билим елишни давамлаштуруватиду. Шундақла “Жасыл Ел” программисини алайлуқ, униңға 200 миңдин ошуқ Қазақстан яшлири қатнашти. “Диплом билән – йезиға!” – йәнә бир тонулған лайиһә. Ахирқи мәлуматларға қариғанда, программа әмәлгә ашурулған 2009 – 2020-жиллар арисида 77 миңдин ошуқ мутәхәссискә 11,5 миллиард тәңгилик қошумчә ярдәм пул берилгән болса, 36,6 миң мутәхәссис турушлуқ өй үчүн 105,3 миллиард тәңгилик бюджетлиқ несийәләрни алди.
Яшлар тәшкилатлири вә яшларниң ресурслуқ мәркәзлириму дөләт һәм яшлар оттурисидики алақиниң муһим мәйданиға айланди. Улар яшларни җәмийәтлик-пайдилиқ паалийәтләргә беваситә җәлип қилишқа интилиду вә гражданлиқ активлиқниң өсүшигә ярдәмлишиду. Һазирқи күндә мәмликитимиздә 10дин ошуқ чоң яшлар тәшкилати вә 209 яшларниң ресурслуқ мәркәзлири паалийәт елип бериватиду. Үстимиздики жилда 2021 –2025-жилларда яшларни қоллап-қувәтләш бойичә комплекслиқ планни әмәлгә ашурушқа бағлиқ яшлар сәяситини тәрәққий әткүзүшниң йеңи басқучи башланди. Буниңдин башқа “Ұлтық Рухани жаңғыру” миллий лайиһисини әмәлгә ашуруш қолға елинди. Униңдики “Тәуелсіздік ұрпақтары” намлиқ үчинчи йөнилиш яшларни тәрәққий әткүзүш үчүн имканийәтләрни яритишқа қаритилған. Шундақла бүгүнки күндә ҚҖ әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги Қазақстан Җумһурийитиниң “NEET категориясидики яшлар” чүшәнчисини қелиплаштуруш бойичә қанун һөҗҗәтлиригә өзгиришләрни вә қошумчиларни һәм Яшларниң тәрәққият Индексини киргүзүшни тәйярлиди. “Қазақстан Яшлири” миллий доклади жиллиқ аналитикилиқ һөҗҗәт болуп һесаплиниду.
Үстимиздики жили «Молодежь» илмий-тәтқиқат мәркизи «Қазақстан Яшлири» миллий докладиниң 9 қисимини тәйярлаватиду.
Мәзкүр доклад һәқиқәтәнму асасий аналитикилиқ һөҗҗәт болуп һесаплиниду. Униңда турақлиқ асаста Қазақстан яшлири тәрәққиятиниң асасий параметрлири комплекслиқ түрдә тәһлил қилиниду. Доклад илмий тәтқиқатларниң, дөләт органлириниң муһим рәсмий статистикилиқ мәлуматлирини тәһлил қилишниң, шундақла иҗтимаий тәтқиқатлар йәкүнлириниң ахирқи нәтиҗилири асасида шәкиллиниду. Әнди униң мәзмуни тәрипигә тохтилидиған болсақ, шуни тәкитләш керәкки, бу жили доклад Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға даир қарилиду.
Докладта әнъәнивий түрдә демография, саламәтлик, билим вә пән, ихтисадий әһвал, гражданлиқ вә сәясий қатнишиш, башқиму жуқури қәдир-қиммәткә егә нәрсиләргә охшаш яшлар тәрәққиятиниң муһим иҗтимаий параметрлири оқуп үгинилиду.
 Заманивий яшларниң әвзәлликлирини вә тәләплирини ениқлаш мәхситидә, «Мустәқиллик әвлатлириниң портрети», «Яшлар сәяситиниң тәрәққий етиш хронологияси» вә шуниңға охшаш башқиму қисимлар тәвсийә қилинған.
«Молодежь» илмий-тәтқиқат мәркизи «Қазақстан Яшлири» һәрикитиниң тәтқиқат йәкүнлири бойичә яшларниң бирқатар муәммалирини ениқлиди, бу: өзиниң вә йеқинлириниң һаяти үчүн тәшвиш (32,9 пайиз), һаят кәчүрүш үчүн мәбләғсиз қелиш (24,1 пайиз), оқушқа (21,6 пайиз), ишқа орунлишишқа (19,6 пайиз) бағлиқ муәммалар. Яшлар өзлирини ишәшлик һис қилиши үчүн турақлиқ иш орниниң, шәхсий турушлуқ өйниң вә мунасип кирим дәриҗисиниң болуши тәләп қилиниду. Яшлар арисидики муһим мавзуларни тәһлил қилиш шуниңға гувалиқ қилидуки, бүгүнки күндә яшлар арисидики ишсизлиқ, NEET категориясидики яшларниң социализациялиниш, психикилиқ саламәтликниң начарлишиши яш мутәхәссисләрниң башқа әлләргә кетиш вә буллинг, лудомания охшаш һадисиләрниң тарқилиш мәсилиси наһайити җиддий туриду. Дөләт яшлар сәяситини әмәлгә ашуруш мәсилилири билән шуғуланғучиларға нәқ мошу проблемиларға көпирәк диққәт ағдуруш һаҗәт. 
Дөләт яшлар сәяситини әмәлгә ашурушни тәминләш мәсилисидә 2013-жили қурулған яшларниң ресурслуқ мәркәзлиригә алаһидә көңүл бөлүнидиған болиду. Қазақстанда 2021-жилниң 1-октябриға қәдәр 12 вилайәтлик, 34 шәһәрлик вә 163 наһийәлик болуп 209 яшлар ресурслуқ мәркизи паалийәт елип бериватиду. Барлиқ дәриҗидики мәркәзләрдә 2746 адәм әмгәк қилиду, уларниң 77 пайизи – беваситә яшлар билән ишләйдиған мутәхәссисләр. Яшларниң ресурслуқ мәркәзлириниң паалийити яшларниң иҗтимаий вә шәхсий тәрәққиятиға ярдәмлишишкә вә яшлар тәшкилатлириниң паалийитини қоллап-қувәтләшкә қаритилған. Мошу мәхсәттә яшларниң ресурслуқ мәркәзлириниң 10 асасий функцияси ениқланди. Улар еһтияҗи вә мәнпийәтлири асасида яшларға психологиялик, консультациялик вә юридик ярдәм көрситиду. Уларниң иши яшларниң шәхсий вә иҗтимаий тәрәққий етишигә ярдәм беришкә қаритилған. Жуқурида ейтилған һәрбир функция даирисидә мәхсәтчанлиқ топниң еһтияҗиға баһа бериш, яшларни планлашқа вә баһа беришкә җәлип қилиш, консультациялик ярдәм, яшлар лайиһилирини вә программилирини ишләп чиқиш вә уларниң тәшәббуслирини қоллап-қувәтләш әмәлгә ашурулиду. Яшларниң ресурслуқ мәркәзлири тәрипидин һәм системилиқ лайиһиләр, һәм яшлар үчүн бирмәртилик чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулиду. Яшларниң ресурслуқ мәркәзлири җәмийәтлик сәясий җәриянларға актив җәлип қилиниду. Мәсилән COVID-19 пандемиясигә бағлиқ пәвқуладдә әһвал вақтида мәркәзләрниң күчи билән пүткүл мәмликәт даирисидә пидаийлиқ һәрикәтләр уюштурулди. Улар медицина тәшкилатлириға, һоқуқ қоғдаш органлириға қол-қанат болди вә һал-оқити начар аилиләргә вә яшанған адәмләргә ярдәм көрсәтти. Яшларниң ресурслуқ мәркәзлири хизмәтлириниң нәтиҗилиригә мувапиқ “Яшлар арисида пидаийлиқ паалийәтни қоллап-қувәтләш вә тәрәққий әткүзүш”, “Яшларни ишқа орунлишишқа вә кәспини алмаштурушқа тәйярлашта ярдәмлишиш”, “Яшлар арисида рәқәмлик саватни ашурушта ярдәмлишиш” вә башқиму хизмәтләр наһайити нәтиҗидарлиқ болди.
Бүгүнки күндә яшлар билән уттур, системилиқ вә адреслиқ, болупму NEET яшлар, қанун билән тоқунуштики яшлар, йеза яшлири вә башқиму аҗиз топлар билән иш елип бериш – ресурслуқ мәркәзләрниң асасий вәзиписи болуп һесаплиниду.
Һазир NEET категориясидики яшлар билән иш елип бериш бойичә җумһурийәтлик лайиһә офис ишләватиду. Шундақла Қазақстан Җумһурийити әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлигиниң тәшәббуси бойичә яшларниң ресурслуқ мәркәзлириниң структурисида ички қайта тәхсим қилиш һесавиға NEET билән иш елип бериш бойичә бөлүмләр ечиливатиду. Бүгүнки күндә Ақтөбә, Ақмола, Җамбул, Қизилорда, Түркстан вилайәтлиридә вә Чимкәнт шәһиридә әйнә шундақ бөлүмләр ечилип, паалийәт елип бериватиду.
Мустәқиллик әвладиниң бу иҗтимаий-мәдәний көп хиллиғини бирнәччә сөз билән ениқлаш наһайити мурәккәп. Уларға өз пикрини әркин изһар қилиш, йеңи рәқәмлик вә әхбарат технологиялириниң жуқури дәриҗисини пайдилиниш имканийити берилгән. Нәтиҗидә пикри соралған яшларниң 63 пайизи “Тик Токниң” аммибаплиғини тәкитлигән. Шундақла видеоблог елип бериш (30,7%), аниме (23%) вә киберспорт (21,3%) охшаш заманивий мәдәнийәтниң йөнилишлири яшлар арисида чоң қизиқиш пәйда қилмақта. Яшларни қизиқтуридиған дәсләпки бәш йөнилиш қатариға спортму киргән. Умумән алғанда, бизниң яшлиримиз наһайити талантлиқ, креативлиқ вә тәҗрибә жүргүзүштин қорқмайду. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, қазақстанлиқ яшларға мәнсүп болған трендлар арисида, жуқури мобильлиққа көчүш, заманивий технологияләрни пайдилиниш (диджиталлаштуруш, рәқәмләштүрүш), сағлам һаят тәризи вә җошқунлуқ һаят сүръити жуқури аммибаплиққа егә. 
Фриланс (17,2%) анчә аммибаплиққа егә әмәс. Шундақла пикри соралғанлар тренд сүпитидә экологиялирини (14,2%), мультитрендлиқни (13,7%) вә тамаққа болған йеңичә мунасивәтни (13,4%) атиди. Умумән алғанда яшлар заманивий мәдәнийәтниң тәсирини иҗабий баһалайду. Көплигән пикри соралғанларниң һесаплишичә, заманивий трендлар яшларниң шәхс сүпитидә тәрәққий етишигә қелиплишишиға ярдәмлишиду вә уларниң дуниятонушиға иҗабий тәсир йәткүзидиғанлиғиға ишиниду. 


 

228 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы