• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Һөкүмәт рәһбәрлири кеңишиниң мәҗлиси

Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-министри Асқар Мамин Қазақстанниң рәислигидә Шанхай һәмкарлиқ тәшкилати (ШҺТ) Һөкүмәт рәһбәрлири кеңишиниң (ҺРК) 20-юбилейлиқ мәҗлисигә қатнашти.
 Видеоконференцалақә тәртивидә өткән мәҗлистә ШҺТқа әза дөләтләр оттурисида сода-ихтисадий, мәдәний-гуманитарлиқ саһалардики һәмкарлиқни чоңқурлитиш чарилири тоғрилиқ гәп болди. ШҺТниң Ишчанлиқ кеңишиниң вә Банкларара бирләшмисиниң 2020-2021-жиллардики паалийити, Тәшкилатниң 2022-жилқи бюджети вә ШҺТниң ишләватқан органлириниң малийә һәм тәшкилий паалийитигә бағлиқ башқа мәсилиләр қаралди. Бирләшкән баянат вә Технопарклар бирләшмисини қуруш концепцияси қобул қилинди.
Асқар Мамин бийил ШҺТқа әза дөләтләрниң Көптәрәплимә сода-ихтисадий һәмкарлиқ программисини әмәлгә ашуруш бойичә чоң илгириләшниң қолға кәлтүргәнлигини тәкитлиди. Мәсилән, 2021-жилниң йәттә ейида ШҺТ даирисидә өзара товар айлиниминиң көләми 40 пайизға йеқин көпәйди. Қазақстанниң Тәшкилатқа әза әлләр билән товар айлиними мошу жилниң январь – сентябрь айлирида 2020-жилниң шу вақти билән селиштурғанда, 19,1 пайиз өсүп, 36,5 миллиард долларни тәшкил қилди. Бу көрсәткүч 2019-жилниң пандемиягичә болған вақтидикигә қариғанда, 22,1 пайиз (29,9 миллиард доллар) жуқури. 
Премьер-Министр ШҺТниң транзит-транспорт иқтидарини әмәлгә ашурушта җиддий илгириләшниң йүз бәргәнлигини тәкитлиди. Мәсилән, мошу жилниң 10 ейи ичидә Қазақстан территорияси арқилиқ Мәркизий Азия йөнилиши, Парс қолтуғи, Европа, Жирақ Шәриқ әллири, шундақла Транскаспий маршрути бойичә тошулған жүк 883,2 миң ДФЭни, Хитай – Европа – Хитай йөнилишидә контейнерлиқ жүк тошуш 36 пайиз өсүп, 604,5 миң ДФЭни тәшкил қилди. 
Һөкүмәт рәһбәрлири кеңишиниң мәҗлисигә Һиндстан ташқи ишлар министри Субраманьям Джайшанкар, ХХҖ Дөләт кеңишиниң премьери Ли Кэцян, Қирғизстан Министрлар кабинетиниң рәиси – Президент мәмурийитиниң рәһбири Акылбек Жапаров, Россия Һөкүмитиниң рәиси Михаил Мишустин, Пакстан ташқи ишлар министри Махмуд Шах Куреши, Беларусь, Моңғулстан, Өзбәкстан, Таҗикстан премьер-министрлири Роман Головченко, Лувсаннамсрайн Оюун-Эрдэнэ, Абдулла Арипов, Кохир Расулзода, Иранниң биринчи вице-президенти Муһәммәд Мохбер, Түркмәнстан Министрлар кабинети рәисиниң орунбасари Сердар Бердымухамедов вә башқилар қатнашти. 


 

419 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы